Архип
2008-10-06
Түнүгүн, 5 - өктәбир күни, вашингтон почтиси гезитидә 'гуантанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбуслар америкида қоюп берилиши мумкин' сәрләвһилик бир мақалә елан қилинған иди.
2008-10-06
Түнүгүн, 5 - өктәбир күни, вашингтон почтиси гезитидә 'гуантанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбуслар америкида қоюп берилиши мумкин' сәрләвһилик бир мақалә елан қилинған иди.
2008-10-06
Өткән шәнбә күни австралийидә хитайниң демократийилишиши вә тибәтниң келәчики мавзулуқ муһакимә йиғини өткүзүлгән. Йиғинда, хитайниң сиясий түзүлмисидә тибәттә алий аптономийини йолға қоюш мумкинму? мумкинчилик йоқ дейилсә, тибәтниң чиқиш йоли немә болуши керәк? хитайниң демократийилишиши билән тибәтниң алий аптономийигә өтүши арисида қандақ мунасивәт бар? қатарлиқ мәсилиләр муһакимә қилинған.
2008-10-06
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис йәкшәнбә күни хитай, русийә вә ғәрб оттурисидики истратегийилик дөләт қазақистанни зиярәт қилди.
2008-10-06
Йеқинда қазақистан дөләтлик радио ишлири идариси қармиғидики уйғур тилида радио аңлитиш бөлүмини узун йиллар башқуруп, шу йәрдин пенсийигә чиққан , пешқәдәм җурналист йәни, мәрһум язғучи, мәдәнийәт һәм җамаәт әрбаби зия сәмәдиниң чоң оғли риза сәмәди әпәнди америкиға зиярәткә кәлгәндә, радио истансимизға қәдәм тәшрип қилип, өз мухбиримиз үмидварниң зияритини қобул қилди.

Зәйтун бурун районлуқ шәһәр башлиқи мурад айдин башлиқ һөкүмәт әрбаблиридин тәшкилләнгән бир һәйәт, зәйтунбурнудики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлирини зиярәт қилип тәшкилат рәһбәрлири билән сөһбәт елип барған.
2008-10-06
Бу йиллиқ нобел медитсина мукапати франсийә алими әйдиз тәтқиқатчиси франсоис барре - синоусси вә лук монтаниер һәмдә балиятқу раки тәтқиқатида бөсүш характерлик нәтиҗә қазанған германийә алими һаралд зур һаусен қатарлиқ үч нәпәр явропа алимиға берилди.
2008-10-06
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети елан қилған ахбаратқа қариғанда, мәзкур комитет рәиси нави пиллай дүшәнбә күни, ирқий айримичилиқ, миллий кәмситиш вә ят қәвмләргә битақәт муамилидә болуш қатарлиқ қилмишларниң дуняниң һәр қайси җайлирида күндә йүз берип туридиғанлиқини оттуриға қойди.
2008-10-06
Йәттә йилдин бери, америкиниң гуантанамодики һәрбий түрмисигә қамалған уйғурлар душмән җәңчиси әмәс дәп ақланғандин кийин, уларниң америкиға қоюп берилиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.
2008-10-06
5 - Өктәбир йәкшәнбә күни уйғур елиниң улуғчат наһийисидә 5.7 Бал йәр тәвригән болуп, шинхуа ахбаратниң мәлуматиға қариғанда, йәр тәврәштә мал - мүлүк яки адәмләрниң һаятиға хәвп йәтмигән.
2008-10-06
Ройтерста хәвәр қилинишичә, хитайниң шаңхәй шәһири йәршари характерлик килимат өзгириши сәвәбидин пәйда болидиған деңиз йүзиниң өрләп кетиш һадисисиниң тәсиригә әң еғир учрайдиған шәһәрләрниң бири икән.
2008-10-04
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райиш 5 - өктәбир күни қазақистанни зиярәт қилиду.
2008-10-04
Афғанистан һөкүмитиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни афғанистан миллий армийиси вә афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлири тәрипидин талибан қалдуқлириға қарши афғанистанниң һәрқайси җайлирида елип берилған һәрикәтләрдә 21 талибан милитани өлгән.
2008-10-04
Америка һөкүмитиниң тәйвәнгә 6 милярд 5 йүз милйон долларлиқ илғар қорал - ярақ сетип бериш қарари, хитай һөкүмитини қаттиқ ғәзәпләндүрди.