Архип
2008-10-04
Хитайдики зәһәрлик сүт сәтчилики сәвәбидин хитайдин сүт парашоки вә сүт мәһсулатлири импорт қилишини чәклигән дөләтләрниң сани барғансири көпәймәктә.
2008-10-04
Президент җорҗ буш һөкүмити оттуриға қойған 700 милярт долларлиқ америка бул муамилә базирини қутқузуш пиланиниң америка дөләт мәҗлиси авам палатаси тәрипидин мақулланғанлиқи, дуня дөләтлири тәрипидин қизғин қарши елинди.
2008-10-03
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң дөләт байрими күнлиридә коммунист хитай һөкүмити билән хәлқниң һессияти охшаш әмәс.
2008-10-03
Йеқинқи бир қанчә күндин буян нурғун уйғурчә тор бәтләргә 11яшлиқ туранниса исимлиқ бир уйғур қизниң йүтүп кәткәнлик елани қоюлди.
2008-10-03
Бүгүн дуняниң һәрқайси җайлирида һәддидин ташқири семиз кишиләрниң сани барғансери көпәймәктә. Болупму америка вә явропа дөләтлиридә семизликкә қарши муҗадилә елип берилмақта, кишиләрни оруқлитиш үчүн һәр хил дорилар ясалмақта.
2008-10-03
Муһаҗирәттики уйғур зиялйлири, уйғур мәсилисини дуняға аңлитиш үчүн, хәлқарадики барлиқ мүмкинчиликләрдин пайдилинишқа тиришмақта. 2006 - Йили шиветсийидә қурулған вә өткән һәптә хәлқ ара қәләмкәшләр мәркизиниң рәсмий әзалиқиға қобул қилинған уйғур қәләмкәшләр мәркизи мана бу тиришчанлиқниң бир мәһсулидур.
2008-10-03
Дуняниң һәр қайси җайлириға кәң тарқилип кәткән пүтүн инсанлар бир аилидин кәлгән. Уларниң һәммиси бир ата вә бир аниниң әвладлиридур. Улар болсиму һәзрити адәм билән һәвва. Әһвал мундақ икән, бир милләтни йәнә бир милләттин үстүн көрүшкә орун йоқ.
2008-10-03
Америка даирилири гүәнтанамодики уйғурларниң" дүшмән җәңчиси" дегән қалпиқини елип ташлайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, гуантанамониң әң қаттиқ назарәт қилинидиған 6 - түрмисидики 6 нәпәр уйғур вә бихәтәрлик тәдбири ортаһалдики 4 - түрмисидә яшайдиған 6 нәпәр уйғурни игуана лагириға йөткигән.
2008-10-03
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни дуня сәһийә тәшкилатиниң хоңкоңлуқ баш мудири маргарет чен ға очуқ хәт елан қилип, хитайниң бовақлар сүт парашуки вәқәсидә ахбарат әркинликини чәклигәнлики вә дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайни ашкарә тәнқид қилишини тәләп қилди.
2008-10-03
Америка демократлар билән җумһурийәтчиләрниң муавин президент намзатлиридин кеңәш палата әзаси җо байден билән, аляска штатиниң башлиқи сара пейлин пәйшәнбә күни кәч телевизорда бу нөвәтлик президент сайлиминиң тунҗи муавин президент намзатлар муназириси елип барди.
2008-10-03
Ослодики мутәхәссисләр келәр һәптә елан қилинидиған бу йилқи нобел тинчлиқ мукапатиниң хитай яки русийилик кишилик һоқуқи паалийәтчилиригә берилишини тәләп қилди.
2008-10-02
Америка һөкүмити оттуриға қойған вал - стрет кризисини қутқузуш пилани америка кеңәш палатасида аваздин өткән болуп, әмма бу қарарға дөләт мәҗлиси қандақ инкас қайтуриду буниси техи намәлум. Мәлум болушичә мәзкур пилан бу һәптә америка дөләт мәҗлисидә авазға қоюлидикән.
2008-10-02
Америка ташқи ишлар министирликиниң хәлқара бихәтәрлик мәслиһәт комитети ISAB америка ташқи ишлар министиригә бихәтәрлик вә хәлқара мәсилиләрдә мәслиһәт беридиған һөкүмәт қармиқидики юқири дәриҗилик тәтқиқат оргини болуп, мәзкур орган йеқинда хитайниң һәрбий тәрәққияти вә америка бихәтәрликигә елип келидиған тәһдиди тоғрисида доклат тәйярлиған.
2008-10-02
Пүтүн дуня мусулманлири шат - хурамлиқ ичидә рози һейт өткүзүватқан күнидә уйғурлар йәнила җапа мушәққәт ичидә рози һейтини кәч болсиму қутлуқлашқа тиришмақта. Түркийиниң нопузлуқ гезитлиридин сабаһ гезитидә `рамизан мусулман уйғурларға йәнә зәһәр болди` мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2008-10-02
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири вә уйғур сияси паалийәтчилири, 1955 - йили 10 - айниң 1 - күни қурулған " шин җаң уйғур аптоном райони" ни һеч бир заман етирап қилғини йоқ, уларниң нәзиридә бу "аптоном район", уйғур хәлқиниң әркин ирадиси билән әмәс, бәлки коммунист хитай һакимийити тәрипидин шәрқий түркистан хәлқиғә зорлап теңилған, исми бар, җисми йоқ, ети улуғ, суприси қуруқ сүний нәрсидин ибарәт.