Архип
2008-10-02
Әссаламу әләйкум, айимиңлар мубарәк болсун! дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар, җайлардики уйғур җәмийәтлириниң уюштуруши билән вә яки әтраптики уйғур вә башқа мусулман қериндашлар билән биргә мубарәк роза һейтни хошал хорам күтүвалди.
2008-10-02
Уйғурлар әзәлдин өзлири диний етиқадини қоғдаш вә өзлири мәнсуп болған динға садақәт бағлашта әң алдинқи хәлиқтур. Дуняда әрәб миллитидин башлап ислам диниға мәнсуп болған хәлқләрниң ичидә башқа динларға етиқад қилидиған аз санлиқлар бар туруп, уйғурларда мусулман болған тарихидин башлап башқа динға етиқад қилидиған бирму уйғур йоқлиқиму уйғурларниң өзлириниң диний етиқадини қоғдашта вә әҗдадлириниң әнәнисигә варислиқ қилишта нәқәдәр мунәввәр бир милләт икәнликини көрситиду.
2008-10-02
Мәркизи париждики дуня гезитчилар җәмийити чаршәнбә күни, хитай һөкүмитидин олимпик мәзгилидә чәтәл мәтбуатлири үчүн йолға қоюлған кәңчиликни давамлаштурушни, болупму җуңго мухбирлириға әркинлик беришни тәләп қилди.
2008-10-02
Хитай һөкүмити, зәһәрлик сүт парашоки сәвәбидин мәйданға кәлгән барлиқ тәһдитләр тәл - төкүс аяқлашмиғичә, сүт тәркиблик мәһсулатларни екиспорт қилишни қәтий чәкләйдиғанлиқини билдүрди. Буниңдин сирт җуңгу тәрәп йәнә чәтәлләргә екиспорт қилинған зәһәрлик сүт парашокини қайтурувалидиғанлиқини тәкитлиди
2008-10-02
Әркин асия радиоси қурулғанлиқиниң 12 йиллиқи мунасивити билән, бүгүн радио залида тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Радио қурулған 12 йилдин буян, ахбарат саһәсидә көп нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болуп, һазирға қәдәр нурғунлиған алтун, күмүш вә мис медалларға еришкән.
2008-10-02
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси бүгүн истансимизға, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң чоңайтилған бир парчә сүритиниң, үрүмчи шәһириниң мәркизигә җайлашқан хәлқ тиятирханисиниң ян тәрәптики чоң ишикигә тақап қоюлғанлиқини, буниңдин даириләрниң қаттиқ сарасимигә чүшкәнликини билдүрди.
2008-10-01
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар роза һейт тәнтәнисигә чөмгән минутларда, уйғур ели мусулманлири роза һейтни өз вақтида тәбрикләшкә мувәппәқ болалмиған.
2008-10-01
Һәр йили 1 - өктәбир күни йәни хитай дөләт байрими күни дуняниң бир қисим дөләтлиридә яшайдиған муһаҗирәттики уйғурлар шу әлләрдики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүшни бир адәткә айландурған.
2008-10-01
Бүгүн 10 - айниң 1 - күни хитай хәлқ җумһурийити рәсми қурулған күн. Дуня уйғур қурултийи бу күнни матәм күни елан қилип, уйғурларни хитайниң һәрқайси дөләтләрдики әлчиханилириниң алдида намайиш қилиш, баянат елан қилиш, мухбирларни күтүвелиш йиғинлири өткүзүш арқилиқ наразилиқ билдүрүшкә чақирған иди.
2008-10-01
Бүгүн роза һейт, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур мусулманлири бу һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһридә яшаватқан уйғурларму роза һейтни қизғин күтүвалди.
2008-10-01
Хитайниң җамаәт хәвпсизлик министирлики дөләт байримини қоғдаш тоғрисида мәхсус уқтуруш тарқитип, 'җәмийәттә һәрхил зиддийәтләр мурәккәпләшти, һазир җәмийәтниң муқимлиқини сақлаш җәһәттә вәзийәт йәнила наһайити кәскин,' дәп көрсәткән.
2008-10-01
Һаялиқ болуш инсан тәбиитиниң маһийитини көрситип беридиған тоғра мизан. У бизгә шу кишиниң иманиниң вә әдәп - әхлақиниң қанчилик дәриҗидә икәнликини йорутуп бериду.
2008-10-01
Түнүгүн йәни сәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики 73 нәпәр палата әзаси америкидики бир түркүм карханичиларниң тәлипигә бинаән, буш һөкүмитигә тәклип сунуп, хитайдин импорт қилинидиған тоқумичилиқ вә кийим - кечәк түрдики малларға қарита чәклимини күчәйтишни тәләп қилди.
2008-10-01
Бүгүн йәни 1 - өктәбир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири, хитайниң дөләт байримиға қарши намайиш өткүзди намайишларда хитайлар үчүн дөләт байрими сүпитидә тәбриклиниватқан бу күнниң, уйғурлар үчүн, миллий дөлитидин айрилған вә миллий зулум башланған мусибәтлик күн икәнлики билдүрүлди.
2008-10-01
Гуантанамода тутуп туриливатқан 17 нәпәр уйғур мәһбустин 5 нәпири, америка һөкүмити тәрипидин 3 айниң алдида дүшмән җәңчиси әмәс, йәни гунаһсиз дәп елан қилинған иди.