Архип
2008-11-17
Дуняниң һәр қайси җайлиридики тибәт азадлиқ һәрикитиниң бир қанчә йүз вәкили дүшәнбә күни һиндистанниң дарамсала райониға топлинип, тибәт мәсилисиниң тәқдиригә мунасивәтлик тарихий қурултийини башлиди.
2008-11-17
Хитайниң бир қанчә җайлирида арқа - арқидин йүз бәргән иш ташлаш мәсилиси, көзәткүчиләрниң хитайдики ишчилар уюшмисиниң ишчиларниң мәнпәәти вә һоқуқи үчүн хизмәт қилидиған тәшкилат болмастин бәлки дөләт һакимийити үчүн хизмәт қилидиған сияси қурулминиң бир тармиқи икәнлики тоғрисидики қарашлирини муәййәнләштүрди.
2008-11-17
Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға охшашла японийидики уйғурларму японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 11 - айниң 15 - күни чүштин кейин , 1933 - йили 12 - ноябир күни қәшқәрдә елан қилинған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили 12 - ноябир күни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзгән.
2008-11-17
15 - Ноябир күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән икки җумһурийәт күни йәнә бир қетим дағдуғилиқ хатириләнди.
2008-11-17
Америкиниң гуәнтанамо һәрбий түрмисигә қамалған бир өзбек тутқун ерландийигә көчмән болуш арзусида издиниватқан болуп, франсийә агентлиқиниң мақалисидә нәқил қилинишичә, һазир мәзкур өзбек тутқунниң адвокати ирландийә һөкүмәт даирилири билән бу һәқтә сөһбәтләшмәктә икән.
2008-11-17
Үрүмчидә өйлиридин көчүшни рәт қилған кишиләр өлтүрүлүш тәһдитигә учриған болуп, тәңритағ торида көрситилишичә, йәр - мүлүк ширкәтлириниң бу хилдики тәһдитигә учриған аилә сани 200 гә йетидикән.
2008-11-17
Қорсиқидики 6 айлиқ балисиниң өлүмини күтүшкә мәҗбур болған арзугүл турсунниң әһвали америка һөкүмәт әрбаблириниңму җиддий диққәт - етибарини қозғиған болуп, америка дөләт мәҗлиси әзаси киристофер симит хитайниң америкидики баш әлчисигә телефон қилип, хитай һөкүмитиниң арзугүлниң балисини қутулдуруп қелишқа арилишиши керәкликини тәләп қилған.
2008-11-17
17 - Ноябир дүшәнбә күни тибәтләрниң сүргүндики һөкүмити вә дуняниң башқа җайлиридики тибәт тәшкилатлири мәсуллири кәлгүси тибәт мәсилисини қандақ һәл қилиши үстидә мәслиһәтлишиш үчүн һиндистанниң дарамсала шәһиридә қурултай башлиди.
2008-11-17
Америка йемәк - ичмәк вә дора - дәрмәк башқуруш идариси хитайдин америкиға импорт қилинидиған йемәкликләрниң бихәтәрлик өлчимигә капаләтлик қилиш үчүн хитайда 3 орунда иш беҗириш орни тәсис қилған болуп, мәлуматларға қариғанда, америкиниң мәзкур иш беҗириш орни бу һәптә хитайда рәсимий иш башлайдикән.
2008-11-17
Ғулҗа шәһиридики су дәрваза дохтурханисида бала чүшүрүш оператсийисини күтүп ятқан арзугүл турсун йәкшәнбә күни кәчтә йәнә бир қетим батурлуқ көрсәтти.
2008-11-17
Ғулҗа шәһиридики су дәрваза дохтурханисида бала чүшүрүш оператсийисини күтүп ятқан арзугүл турсун йәкшәнбә күни кәчтә йәнә бир қетим батурлуқ көрсәтти.
2008-11-16
15 - Ноябир күни, америка уйғурлири җәмийити пайтәхт вашингтон йенидики шималий вирҗинийә иҗтимаий алий техникоми залида 1933 - йили вә 1944 - йили, 12 - ноябир күнлири қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзди.
2008-11-16
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бир парчә доклат елан қилип, хитай пуқралириниң турмуш сәвийисиниң өскән болсиму, лекин йәнила бай кәмбәғәллик пәрқиниң чоңийип кәткәнликини билдүрди.
2008-11-16
15 - Ноябир күни америка, әнгилийә, германийә, франсийә, хитай, һиндистан, түркийә, сәуди әрәбистан, һиндонезийини өз ичигә алған 20 дөләт тәшкилатиниң алий рәһбәрлири вашингтон шәһиригә җәм болуп, хәлқара пул - муамилә кризисини һәл қилиш мәсилиси бойичә йиғин чақирди.
2008-11-16
Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, үрүмчидики баһа тәкшүрүш тармақлири үрүмчидики 214 давалаш орнида тәкшүрүш елип берип, уларниң қалаймиқан пул елиш қилмишини байқиған.