Архип
2008-11-16
Сабиқ тәйвән президенти чен шүйбийән әдлийә тармақлири тәрипидин парихорлуқ билән әйиблинип, түрмигә ташланғандин кейин, өзигә артилған бу җинайәтни рәт қилип, ашлиқ елан қилған иди.
2008-11-14
Коммунист хитай һөкүмити 11 - айниң 7 - күни мухбирларниң зияритини өлчәмләштүрүш һәққидә бир уқтуруш чүшүрди.
2008-11-14
Канада бихәтәрлик идарисиниң җасуслуққа қарши туруш бөлүмидә хизмәт қилған тодд һоффманниң "ички қисимдики җасус - ларрий чин вә хитай җасусиниң америка мәркизи ахбарат идарисиға сиңип кириши" намлиқ китаби сентәбир ейида нәшр қилинди.
2008-11-14
Уйғурлар чәтәлдә кино ишләшкә башлиди. Голландийиниң амстердам шәһридә яшаватқан яш һәвәскар реҗиссори абдурахман өзтүрк әпәнди ишлигән `җудалиқ` намлиқ һекайә филим рәсми базарға селинған.
2008-11-14
Обаманиң президентлиққа сайлиниши, дуня тарихида интайин зор бир вәқә болуп, әң қудрәтлик, әң тәрәққи тапқан бир дөләттә қара тәнлик бир нәпәр пуқраниң президент болуп сайлиниши, демократик түзүмниң селиштурғили болмайдиған әвзәлликини испатлап бәрди, - дәп қәләм тәврәткән җаң тедуң әпәндиниң мақалиси 2008 - йили 11 - айниң 11 - күни йеңи ира тор бетидә елан қилиниду.
2008-11-14
Америка авам палата әзаси, авам палата ташқи мунасивәтләр комитетиниң алий дәриҗилик әзаси киристофер симит пәйшәнбә күни хитайниң вашингтондики баш әлчиси җав венҗуңға хәт йезип, уйғур елиниң ғулҗа шәһири судәрваза дохтурханисида һамилисини алдуруветишкә мәҗбурланған арзугүлниң һаяти вә һамилисиниң саламәтликигә капаләтлик қилишни тәләп қилди.
2008-11-14
Франсийә президенти николас саркозийниң келәр ай полша зияритида тибәт роһани даһиси далай лама билән көрүшидиғанлиқи елан қилинғандин кейин, хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, саркозий далай лама билән көрүшсә хитай - франсийә мунасивитигә зиян йетидиғанлиқини агаһландурди.
2008-11-14
Америка дөләт мәҗлисиниң бир тәтқиқат орни йеқинда һазирлиған бир доклатта америка дөләт мәҗлисигә уйғур илини хитайлар тәрипидин бесивелинған земин, дәп қарар лайиһиси мақуллап, уйғур ишлириға мәсул вәкил вә кординатор бәлгиләш тоғрисида қанун чиқириш, һөкүмәтниң террорлуқ тизимликини көздин кәчүрүш, гүәнтанамодики уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш тәклипини бәргән.
2008-11-14
Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, шветсарийә даирилири гүәнтанамоға солап қоюлған уйғурлар ичидики 3 нәпәр кишиниң сияси панаһлиқ тәлипини рәт қилған.
2008-11-14
Хитайниң бир белиқчилар кемиси җүмә күни таң сәһәр саәт 2:00 ләрдә кенийә деңиз тәвәликидә мәшғулат елип бериватқанда кимлики намәлум кишиләр тәрипидин гөрүгә елинған. Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә әскәртишичә, гөрүгә алғучилар кемини сомалиниң җәнубий деңиз саһилиға йөткилишкә буйриған.
2008-11-14
Дәл мушу минутларда, ғулҗа су дәрваза дохтурханисиниң муздәк каривитида, арзугүл алтә айдин ашқан һамилисиниң тәқдириниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә ахирқи һөкүмини әнсизлик ичидә күтүп ятмақта .
2008-11-14
Америкидики мәшһур хитай өктичи затлириниң бири, лавгәй тәтқиқат фонди җәмийитиниң мәсули харрий ву америкиниң вашингтон шәһиридә лавгәй музейи қуруп, чаршәнбә күни ечилиш мурасими өткүзгән.
2008-11-14
Америка авам палата әзалиридин Christopher Smith арзугүл турсун мәсилиси һәққидә хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди. У наразилиқида, хитай һөкүмитини вәһшиликни тохтитишқа, йәни арзугүл турсунға қарита елип берилмақчи болған бала чүшүрүш оператсийисидин ваз кечишкә чақирди.
2008-11-13
Норвегийә уйғур комитети һәр йилқиға охшашла йәнә 12 - ноябир күни 1933 - йили 12 - ноябир күни қурулған шәрқи түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили 12 - ноябир күни қурулған шәрқи туркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзди.