Архип
2008-11-06
Хитай даирилири бу йил кириши биләнла " бейҗиң олимпик" бихәтәрлики баһанисидә уйғур елиниң сиясий вәзийитини җиддий түскә елип кирип, һәр саһә, һәр кәсипләр буйичә муқимлиқни қоғдаш, миллий бөлгүнчиликкә қарши турушни асас қилған сиясий өгиниш долқунини қозғиған.
2008-11-06
Йеқинда нәшрдин чиқидиған "хитайчә - уйғурчә чоң луғәт" ниң 3 - нусхисиға, 10миңдин артуқ йеңи сөз қошулған болуп, хитай ахбаратлирида бу " аз санлиқ милләтләрни тәрәққият мевисидин ортақ бәһримән қилишни һәқиқий капаләткә игә қилғанлиқ" дәп көрситилмәктә.
2008-11-06
11 - Айниң 4 - күни кәчтә, америкида сайлам белити компютер арқилиқ һесаблиниватқан пүтүн җәрян телевизийә қаналлириниң һәммисидә көрүнүшкә башлиған иди. Шу күни әң ахирқи минутта кимниң президент болғанлиқини а б с телевизийисиниң диктори 'сайлам нәтиҗисидин қариғанда, барак обама келәр қетимлиқ америка президенти болуп сайланди' дәп елан қилди.
2008-11-06
Һаятлиқ - һәрикәт демәктур. Һаятлиқ билән өлүмниң пәрқи һәрикәт билән айрилиду. Шуңа һәр бир инсан һаятлиқ йоллирини таллап, өз ризқини өз күчигә тайинип тепип йәп, өзиниң қәдир - қиммити вә иззәт - абройини сақлашқа буйрулған.
2008-11-06
Хитай дөләт рәиси ху җинтав келәр һәптә вашингтонда өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһиниң учришиш йиғиниға қатнишиш давамида, америкиниң йеңидин сайланған президенти барак обама билән көрүшүшни пилан қилған.
2008-11-06
Хитайниң орган мәтбуати шинхуа агентлиқи пәйшәнбә күни, хитай компартийә мәркизи бирликсәп оргининиң башлиқи ду чиңлиңниң сөзини нәқил кәлтүрүп: "тибәтниң мустәқил, йерим мустәқил вә яки шәкли өзгәргән мустәқиллиқ һалитигә келиши әсла мумкин әмәс " дегән.
2008-11-06
Хитай орган мәтбуати һесабланған шинхуа агентлиқи хитайниң җәнубида, бир кишиниң кран аптомобили һәйдәп, мәктәптин топлишип чиққан оқуғучиларни соқуп, 4 адәмни өлтүргәнликини, 20 адәмни зәхмиләндүргәнликини билдүрди.
2008-11-06
Хитай ахбарат вастилиридин болған шинхуа агентлиқи 6 - ноябир күнидики хәвиридә хитайниң гәнсу өлкисидин уйғур елигә кәлгән икки ача - сиңилниң пахта терип тапқан 15 миң йүәнни елип юртиға хушал қайтқанлиқини елан қилған болуп, бу хәвәр чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң наразилиқини қозғиди.
2008-11-06
Тән җазаси дуняда инсанлиқ әйиби дәп қобул қилинған болсиму, нурғун дөләтләрдә кишиләргә тән җазаси бериш 21 - әсиргә киргән күнимиздиму давам қилмақта.
2008-11-05
Америка хәлқи сәйшәнбә күни биләт ташлап, өзлириниң44 - нөвәтлик президентини сайлап чиқти. Сайламниң ғалипи демократлар намзати африқа ирқидики барак обама иди.
2008-11-05
Барак обама 44 - қетимлиқ америка президент сайлимида утуп чиққандин кейин, пүтүн дуня рәһбәрлири униң сайлам ғәлибисини тәбриклиди. Тәбрикнамиларда, обаманиң ғәлибиси ялғуз америка хәлқиғә әмәс, пүтүн дуня хәлқиғә кәлгүси һәққидә үмид вә ишәнч елип кәлгәнлики билдүрүлди.
2008-11-05
Америкидики 11 - айниң 4 - күнидики президентлиқ сайлимида демократлар партийиси президент намзати барак обама утуп чиқип, америка тарихида тунҗи қетим бир қара америка президенти болди.
2008-11-05
Йеқинда истанбулда өткән әсирниң 30 - йиллирида бешида қәшқәрдә йүз бәргән миллий азадлиқ қозғилаң һәрикәтлири вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға биваситә қатнашқан һәмдә кейин сәуди әрәбистанға кетип, шу йәрдә яшап вапат болған муса түркистаниниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ китаби нәшир қилинип тарқитилди.
2008-11-05
Йеқинда истанбулда өткән әсирниң 30 - йиллирида бешида қәшқәрдә йүз бәргән миллий азадлиқ қозғилаң һәрикәтлири вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға биваситә қатнашқан һәмдә кейин сәуди әрәбистанға кетип, шу йәрдә яшап вапат болған муса түркистаниниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ китаби нәшир қилинип тарқитилди.
2008-11-05
Хитай һөкүмити билән тибәтниң диний даһиси далай ламаниң алаһидә вәкиллири өткүзүватқан 3 - нөвәтлик сөһбәт техи ахирлашмай туруп, икки тәрәп өз - ара бир - бирини әйибләшкә башлиди.