Архип
2008-11-04
Америка президент сайлиминиң нәтиҗисигә чәтәлләрдики уйғурлар алаһидә көңүл бөлүп кәлгән болуп, болупму америкидики уйғурлар. Уйғур паалийәтчилири икки нәпәр президент намзатидин мәйли кимниң президент болушидин қәтий нәзәр, америкиниң уйғурларға қаратқан сияситидә сәлбий бир өзгириш болмайдиғанлиқини пәрәз қилишмақта.
2008-11-04
Йемәк - ичмәк бир милләтниң мәдәнийитини бәлгиләйдиған әң муһим амиллардин бири. Уйғур тамақлири уйғурларниң тарихидәк қәдимий тарихқа игә болуп, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиши вә дунявилишишиға әгишип уйғур йемәк - ичмәклириму хәлқарада тонулушқа башлиди.
2008-11-04
Түркийә дөлитиниң илтимасиға асасән б д т ниң пән - мәдинийәт органи 2008 - йилни 11 - әсирдики уйғур мутәпәккури махмуд қәшқирини хатирләш йили қилип бекиткән иди. Шу мунасивәт билән түркийәдә махмуд қәшқирини хатирләш тема қилинған нурғун паалийәтләр уюштурулди.
2008-11-04
Хитай һөкүмити 2006 - йилдин башлап уйғур йеза әмгәк күчлирини ичкири өлкиләргә йөткәп ишләтмәктә иди. Даириләр бу сиясәтни бу йилму күчәп йолға қойған вә дәсләпки 9 айда өткән йилқидин 400 миң уйғур әмгәк күчини көп йөткигән.
2008-11-04
Бейҗиң олимпикидин кейин хитайда өзгириш болидиған - болмайдиғанлиқи мәсилиси, хәлқара җамаәт пикридә бу йилниң қиззиқ темилиридин бири иди.
2008-11-03
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, 11 - айниң 3 - күни, аптоном районлуқ партиком ниң секритари ваң лечүән үрүмчидә, японийә ахбаратчилар җәмийитиниң әзалиридин тәркип тапқан чоң бир зиярәт өмикини қобул қилип көрүшүп, японийилик мухбирларниң шәрқий түркистан вә уйғурлар мәсилиси һәққидики түрлүк соаллириға җаваб бәргән.
2008-11-03
Америка президент сайлам паалийити дүшәнбә күни әң ахирқи һәл қилғуч басқучқа кирди. Америкиниң 50 штати вә бир алаһидә районидики сайлиғучилар сәйшәнбә күни биләт ташлап, келәр нөвәтлик америка президентини таллайду.
2008-11-03
Тибәтниң диний даһийси далай лама йеқинда токйода нутуқ сөзләп, өзиниң узун йиллардин буян тутуп кәлгән " оттура йол" сияситиниң нәтиҗә көрсәтмигәнликини, шуңа мушу ай ичидә, тибәтләрниң һиндистандики сүргүн һөкүмити турушлуқ дарамсалада, дуня тибәт қурултийи вәкиллири йиғини чақирип, тибәтләрниң кәлгүсидики нишанини бәлгиләйдиғанлиқини билдүргән.
2008-11-03
Германийә баш министири ангела меркел ханим алдинқи ай хитайда елип барған зиярити мәзгилидә, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға алған иди.
2008-11-03
1980 - Йилларниң башлиридин тартип көп санда уйғур яшлири чәтәлгә чиқип оқушқа башлиған болуп, бүгүнки күнгә кәлгәндә бу уйғур яшлири дуняниң һәрқайси җайлирида магистир вә докторлуқ оқуп һәр қайси илим саһәлиридә нәтиҗиләрни қолға кәлтүрмәктә.
2008-11-03
Вәтән ичидә туруп мәлумат йоллиған бу инкасчи киши, уйғур яшлириниң роһ һалити һәққидә алаһидә тохталди. Униң қаришичә, нөвәттә уйғур яшлири өзлири дуч келиватқан зулум вә һәқсизлиқтин омумйүзлүк шикайәтчи, әмма бу реаллиққа тутиватқан позитсийиси охшаш әмәс.
2008-11-03
Хитайниң хәйнән өлкиси хәйко шәһиридә холера( ваба) тарқилишқа башлиған болуп, ройтерисниң хәвәр қилишичә, нөвәттә холераға гириптар болғучилар ичидә университет оқуғучилириму бар икән.
2008-11-03
3 - Ноябир, дүшәнбә күни, хитайниң чуңчиң шәһридә такси шопурлири, еғир җәриманә вә май баһасиниң өрләп кетиши қатарлиқларға наразилиқ билдүрүп иш ташлиған.
2008-11-03
Хитай дөләтлик маддий әшя алмаштуруш вә сетивелиш бирләшмиси дүшәнбә күни елан қилған доклатқа қариғанда, чәтәлләрдики база еһтияҗи төвәнлигәндин кийин, хитайниң 10 - айлиқ мәһсулат ишләп чиқириш нисбити көрүнәрлик төвәнлигән.
2008-11-03
Хитай ахбаратлирида көрситилишичә, тарим дәря башқуруш идариси тарим дәрясида көрүнгән су миқдари төвәнләш сәвәбидин, ишләпчиқиришни су билән тәминләшни капаләткә игә қилиш үчүн, тарим дәрясиниң төвән еқинлирини су билән тәминләшни тохтитидикән.