Архип
2008-12-17
Хитай һөкүмити һазир оқуғучиларға милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини күчәйтишкә башлиди.
2008-12-17
Б д т ниң бихәтәрлик кеңишидә бу йил 6 - айдин буян сомали деңиз қарақчилири мәсилиси буйичә 4 қетим қарар елинип болди
2008-12-16
2008 - Йилида уйғур алими мәһмут қәшқири туғулғанлиқини 1000 йиллиқи пүтүн түрк дунясида ортақ тәбрикләнди. Җүмлидин 15 - декабир шинҗаң университетидиму мушу мунасивәт билән бир илмий муһакимә йиғини елип берилған.
2008-12-16
Хотәнниң гума наһийисидики деһқан османҗан, ақ қан кесәлликигә гириптар болған 9 яшлиқ қизи маһирәни давалитиш үчүн үрүмчигә келип еғир иқтисадий қийинчилиқларға дуч кәлгән.
2008-12-16
Ха сүнфаң ханим " шинҗаңдики миллий мәсилә һәққидә қисқичә баян" намлиқ мақалисидә қош тиллиқ маарип үстидиму тохталған. У қош тиллиқ маарипни уйғур миллий роһийитигә қарита һуҗум дәп билдүргән.
2008-12-16
Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорларниң хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгириш болиду? дегән темилар буйичә елип бериватқан мулаһизилири, мәсилиләр буйичә қилишиватқан бәс - муназирилири давамлишиватиду.
2008-12-16
Б д т ниң мәдәнийәт - маарип тәшкилати түркийиниң тәклипигә бинаән 2008 - йилни мәһмут қәшқири йили, дәп хатиригә алғандин бери, бир қисим әлләрдә мәһмут қәшқирини хатириләш паалийити өткүзүлмәктә.
2008-12-16
Йеқинқи йиллардин бери чәтәлләрдики уйғурлар китаб нәшр қилиш ишлириға алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар һәр саһәдә китаблар йезип яки тәрҗимә қилип тарқатмақта.
2008-12-16
Қурбан һейт пүтүн мусулманларниң диний байрам күни болуп, уйғурлар үчүн һәм диний һәм миллий айәм һесаблиниду. Уйғурлар миң йилдин көпрәк тарихтин бири бу һейт күнини һәр йили шундақ қутлап кәлмәктә.
2008-12-16
Йеқиндин бери тәйвән - хитай мунасивитидә тез илгириләш болуп, икки қирғақниң арисида йолучилар айропилан қатниши рәсмий башланған болди.
2008-12-16
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң сәйшәнбә елан қилишичә, хитай нопус вә пиланлиқ туғут даирилири йеқинқи нопус истатистикилириға асасән уйғур елини хитай буйичә нопус көпийиш нисбити әң юқири район дәп көрсәткән.
2008-12-16
Тәйвән ахбаратлирида көрситилишичә,асия тинч окян тинчлиқ тәтқиқат мәркизи, асия мәсилилири һәққидә бир муназирә уюштурған болуп, япон мутәхәссислири хитай билән тәйвәнниң алақисиниң күнсайин күчийишиниң япон - тәйвән мунасивәтлиригә сиоғуқчилиқ елип келидиғанлиқини муназиригә қойған болуп, тәйвәндә ма йиңҗю һөкүмәт бешиға чиққандин буян японийиниң тәйвәнгә қаратқан һөкүмәт зиярәт қетим сани бултурқи охшаш мәзгилдикидин %40 азайған.
2008-12-16
8 - Декабир хитай бихәтәрлик даирилири лю шявбо вә җаң зухуа дин ибарәт икки нәпәр нопузлуқ хитай язғучини сәвәбсиз тутқан иди.
2008-12-16
Илгири бир қисим чәтәл мухбирлириниң, хитай һөкүмитигә бир қисим чәтәл тор бәтлириниң хитайда тақиветилгәнлики үстидин қилған шикайитидин кейин, хитай даирилири хәлқара җәмийәтниң бесими билән олимпик мәзгилидә тақиветилгән тор бәтләргә қаратқан қамал қилишни бикар қилған болсиму, йеқинда бу тор бәтләр билән биллә йәнә бир қисим хоңкоң һәм тәйвән тор бәтлириниму қайта тақап қойған.
2008-12-16
2008 - Бейҗиң олимпикиниң алди - кәйнидә тибәт вә уйғур елидә хитай һөкүмитигә қарши йүз бәргән вәқәләрдин кейин, хитай даирилири уйғур вә тибәт яш өсмүрлиригә қарита сиясий идийиви тәрбийә һәм милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини күчәйткән.