Архип
2008-12-07
Тибәт роһаний даһийси далай лама билән франсийә президенти николас саркозийниң хитай һөкүмитиниң қаршилиқиға учриған көрүшиши ахири шәнбә күни полшаниң гданск шәһиридә әмәлгә ашти.
2008-12-07
Японийә билән хитай оттурисидики ихтилапларниң көпийишигә әгишип, японларниң хитайдин нарази болуш кәйпияти күчийишкә башлиған.
2008-12-07
Хитай дөләтлик нефит баш ширкитигә тәвә оттура асия тәбиий газ туруба линийиси ширкитиниң директори сун по 5 - декабир күни үрүмчидә җуңго һөкүмитиниң оттура асияни туташтуридиған газ туруба қурулушини тезлитип, 2009 - йилидин етибарән оттура асия тәбиий газлирини хитайға тартишни қолға кәлтүрмәкчи икәнликини билдүргән.
2008-12-07
11 - Әсирдә өткән бүйүк уйғур алими мәһмут қәшқәриниң "түркий тиллар дивани" намлиқ әсири 1980 - 1984 - йиллири үч том болуп нәшир қилинип, 25 йил өткәндин кейин, мәзкур әсәрни қайта нәшир қилиш хизмити қолға елинип үч йилға йеқин вақит ишләш арқилиқ ахири иккинчи нәшири шинҗаң хәлқ нәширияти тәрипидин йоруқлуққа чиққан. Игилишимизчә, бу қетимқи нәшри бир қәдәр мукәммәл болуп һесаблинидикән.
2008-12-05
Арзугүл турсун дохтурханидин қоюветилгәндин кейин, дәсләпки бир һәптидә саламәтлики яхши болмиған, болупму роһий кәйпиятида еғир тәңпуңсизлиқ көрүлгән.
2008-12-05
Хитай коммунистик һөкүмити контроллиқидики барлиқ тәшвиқат вастилирида нөвәттә, хитайда ислаһат ечиветиш сиясити йолға қоюлған 30 йилдин буян уйғур елиниң ғәрб дунясиға ечилған әң алдинқи сәп, әң алдинқи муһим ишик икәнлики шәрһилинип, бу оттуз йилда хитай һөкүмитиниң уйғур ели вә хәлқи һәм һәр саһәсигә мислисиз тәрәққият елип кәлгәнлики тәсвирләнмәктә.
2008-12-05
Бүгүн йәни 12 - айниң 4 - күни әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһридә әзәрбәйҗан язғучилар бирликиниң уюштуруши билән мәхмут қәшқири илмий муһакимә йиғини вә мәхмут қәшқири көргәзмиси өткүзүлгән.
2008-12-05
Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорлар, хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгүрүш болиду? дегән темилар буйичә мулаһизә вә мәсилиләр буйичә бәс - муназирә башланди.
2008-12-05
Қазақистан уйғур мусапирлирини қобул қилидиған, уларға қануни йоллар билән яшаш имканийити беридиған дөләт болмисиму, лекин қанунсиз яки түрлүк йоллар билән яшайдиған уйғур мусапирлириниң сани хели бар.
2008-12-05
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң хитайни ғәзәпкә салған 8 күнлүк полша зиярити җүмә күни башланди. Далай лама шуни полшаниң балтиқ деңизи бойидики гданск шәһиригә йетип келип, гданск шәһәр башлиқи павел адамовичниң қарши елишиға еришкән.
2008-12-05
Мәркизи ню - йорктики хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети һәр қайси дөләтләрниң ахбарат әркинлик әһвали тоғрисида доклат елан қилип, хитайниң дуня бойичә ахбарат хизмәтчилири әң көп қамаққа қамалған дөләт икәнликини билдүрди.
2008-12-05
Мәркизи вашингтон шәһиридики америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити җүмә күни " хитайчә алаһидиликкә игә миллий кимлик" дегән темида илмий муһакимә йиғини чақирип, хитай дөлитидә тибәт, уйғур вә моңғулларниң миллий кимлик мәсилиси вә хитайниң миллий сияситини музакирә қилди.
2008-12-05
Гуйҗудики йәрлик хитай җамаәт хәвпсизлик органи пәйшәнбә күни 12 - айниң 10 - күни йетип келидиған дуня кишилик һоқуқи күни мунасивити билән гуйҗуда кишилик һоқуқ муһакимә йиғини уюштурған хитай кишилик һоқуқи паалийәтчилиридин чен ши вә шин йонәнләрни тутуп кәткән.
2008-12-05
Пәйшәнбә күни башланған хитай - америка 5 - нөвәтлик ситратигийилик иқтисад сөһбити җүмә күни ахирлашти. Сөһбәттә хитай билән америка 20 милярд доллар аҗритип, дуня пул муамилә базиридики давалғушни тинҗитишкә вәдә қилишқан шундақла йеқин арида йәнә бир нөвәтлик хитай - америка юқири дәриҗиликләр иқтисад сөһбити өткүзүшкә келишкән.