Архип
2008-04-17
" Биз ирақ урушидики еһтияҗимиз сәвәблик хитайниң хорикини өстүрүп қойдуқ. Улар бизгә өзиниң әхлитини йәни зәһәр тәркиви болған һәр хил мәһсулатлирини експорт қилди. Буниң нәтиҗисидә хитай милйонлап долларға еришти, биз милйонлап доллар зиян тарттуқ. Билишимиз керәкки, биз Wall Mart тин сетивеливатқан маллар, хитайда кишиләрни бир доллар һәқ берип ишлитип ясалған маллардур. Хитай бир қанхорлар вә тәлвиләр гуруһидур."
2008-04-17
Уйғур милли һәркитиниң рәһбири,дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси ,америка уйғур бирләшмисиниң баш кативи алим сейтоф әпәнди 14-апрел күни чүштин бурун норвегийә ташқи ишлар министирлиқи асия бөлүминиң юқури дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.
2008-04-17
Һазир уйғур елидә хитай шәһәрлиригә уйғур қизлирини йөткәш йәнә давамлишиватқан болуп, шинҗаң иқтисад гезитидә ашкарилинишичә, 9 - апрел пәйзиват наһийисидин йәнә бир түркүм қиз тйәнҗин қатарлиқ шәһәрләргә елип кетилгән.
2008-04-17
Тәтқиқатчилар йеңи типтики юқумлуқ зукам вирусиниң һәр йили шәрқий вә җәнубий асия районидин башлинип йәр шариға тарқилидиғанлиқини байқиған болуп, мәзкур районларда көрүлидиған юқумлуқ зукам вируси, зукам вируси тарқап кетип юқумлиниш һадисилирини кәлтүрүп чиқиридикән.
2008-04-17
17 - Април һиндистанниң йеңи деһли шәһиридики мәшәл йәткүзүш паалийити қатму - қат муһапизәт астида елип берилған болуп, мәзкур паалийәт алдин бәлгиләнгән йәткүзүш мусаписини қисқартишқа мәҗбур болған.
2008-04-17
Германийә парламент әзалири тибәт ичидики кишилик һоқуқ әһвали яхшиланмиған шараит астида, германийә телевизийә ширкәтлирини бейҗиң олимпикиниң ечилиш вә йепилиш мурасимлирини нәқ мәйдандин көрсәтмәсликкә чақирди.
2008-04-17
Хитай һөкүмити 1 - майда тибәтни саяһәтчиләргә ечиветидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма 10 - март тибәттә елип берилған намайиш бастурулғандин кейин, тибәттики җиддийчилик техичә пәсәймигәнлики сәвәблик мәзкур пиланидин ваз кәчти.
2008-04-16
23 - Март хотән аяллар намайишидин кейин, бир түркүм даңлиқ ахбарат вастилири уйғур елиниң җәнуби вилайәтлирини зиярәт қилған . Мухбирлар зиярәт җәрянида хитайниң ахбарат чәклимиси түпәйли язма вә ағзаки мәлумат игилийәлмигән. Мухбирлар уйғур вәзийитиниң омуми әһвалини уйғурларниң көзлиридин вә йүз ипадисидин вә тәққи - турқидин көрүп йәткән.
2008-04-16
Бүгүнки күндә русийидә сталинға чоқунуш вә сталин дәврини сеғиниш кәйпиятлири күчәймәктә. Һәтта бәзи шәһәрләрдики кочиларға сталинниң нами бериш һәм униң һәйкилини тикләш тәшәббуслириму мәйданға чиққан.
2008-04-16
Хитай хәлқ қурултийи башлиқи ву баңгониң тәклипигә бинаән рәсмий зиярәт үчүн бейҗиңға барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи коксал топтан башчилиқидики 6 кишилик һәйәт 6 - апрелдин 12 - апрелғичә хитайға елип барған зияритини ахирлаштуруп түркийигә қайтти.
2008-04-16
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейтоф әпәнди 12 - апрел шәнбә күни норвегийә рафто җәмийитиниң уюштуруши билән берген шәһиридики явропа университетиға нутуқ сөзләшкә тәклип қилинди.
2008-04-16
Торбен хәнсен исимлик бир данийилик сәнәтчи гүәнтанамодики уйғур тутқунлардин икки кишини өзиниң бир сәнәт программисиға қатнишишқа тәклип қилиш үчүн алдинқи күни кубаниң гүәнтанамо арилиға қарап учқан.
2008-04-16
Пакистан парламентидики партийә - гуруһлар тәрипидин һоқуқни қанунсиз игиливелиш билән әйибләнгән пакистан президенти пәрвиз мушәррәп, 6 күнлүк хитай сәпириниң ахирқи бекити үрүмчини бир күн зиярәт қилғандин кейин сәйшәнбә күни дөлитигә қайтти.
2008-04-16
"Һиндистан вақти" гезитиниң хәвәр қилишичә, һиндистан ахбарат идариси мунасивәтлик органлириға уқтуруш тарқитип, бейҗиң олимпик мәшили апрелниң 17 - күни йеңи деһлиға йетип кәлгәндә, һиндистандики уйғур мусапирлириниң һуҗумиға учраш еһтимали барлиқи, бихәтәрлик органлириниң алаһидә һәзәр әйлишини агаһландурған.
2008-04-16
Австиралийә даирилири чаршәнбә күни бейҗиң олимпик мәшили келәр һәптә австралийигә кәлгәндә әгәр мәшәлни муһапизәт қилип маңған хитай қоғдиғучилар әтрити намайишчиларға қол тәккүзсә қолға елинидиғанлиқини билдүрди.