Архип
2008-04-16
Мәркизи белгийә пайтәхти бериюселдики хәлқара мухбирлар федератсийиси баянат елан қилип, мухбирларниң бейҗиң олимпик мусабиқиси мәзгилидики бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2008-04-16
Хитай сақчи даирилири хитайниң тибәт намайишчилирини бастурғанлиқини тәнқид қилғанлиқ еһтималидин чиңхәй телевизийә истансисиниң программа ишлигүчиси, язғучи вә мәшһур тибәт нахшичи җамяң кйини қолға алған.
2008-04-15
Алмата, истанбул, лондон, парис вә санфрансеско қатарлиқ шәһәрләрдә түрлүк наразилиқларға учриған 2008 олимпик мәшили 16 - април күни пакистандин өтүштин бурун, пакистанниң исламабад, равалпинди шәһәрлиридә яшаватқан 350 аилә уйғурға қийинчилиқлар елип кәлгән. Хитай һөкүмитиниң бесими билән бу 350 уйғур аилиси пакистан хәвпсизлик идариси тәрипидин тәкшүрүлүп нәзәрбәнткә елинған.
2008-04-15
Русийә пайтәхти москвада русийидики әң чоң вә һакимийәттики партийә һесаблинидиған русийә бирлик партийисиниң 9 - қурултийи чақирилип, 15 - април күни қурултай мәзкур партийиниң йеңи рәһбәрлик системисини оттуриға қойди. 45 Минутлуқ хуласиләш йиғинида һазир вәзипә атқуриватқан президент владимир путинға русийә бирлик партийисиниң рәиси болуш тәклипи қоюлуп, путин өзиниң мәзкур вәзипини қобул қилидиғанлиқини шуниңдәк йәнә 5 - айдин кейин баш министир болушқиму тәйяр икәнликини тәкитлиди.
2008-04-15
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпики тәйярлиқи җәрянида икки мәсилә хитай вә хәлқара җамаәт арисида күчлүк ғула - ғула пәйда қилди. Буниң бири чәтәллик тәнһәркәтчиләрниң озуқлиниши үчүн тәйярланған олимпик чошқиси; йәнә бири болса, олимпик мәшилини қоғдаш үчүн тәйярланған олимпик сақчиси. Олимпик чошқиси чәтәлдики хитай өктичилириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған иди. Олимпик сақчиси болса ғәрб җамаәтчиликиниң наразилиқини қозғиди.
2008-04-15
Герман зиялийси блөннәңи ханим зияритимизни қобул қилғанда, тибәтликләрниң бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши тәйярлиқиниң наһайити пухта болғанлиқини, 2008 - йилиниң хитай үчүн олимпик йили әмәс, әксичә тибәт йилиға айлинип кетиватқанлиқини, дуняниң нәзириниң бүгүн тибәткә мәркәзләшкәнликини, әнгилийә, германийә қатарлиқ ғәрб дөләтлири рәһбәрлириниң олимпикниң ечилиш мурасимини бир бирләп байқут қиливатқанлиқини, яврупа парламентиниңму бу қәдәмни басқанлиқини, яврупа бирликигә әза барлиқ дөләтләрниң бу чақириққа әгишидиғанлиқини тәкитләп, „буларниң һәммиси тибәтликләрниң парасити вә җасаритиниң мәһсули, лекин мән буларни уйғурларда көрмидим. Уйғурлар күрәш қилишлири керәк. Мустәқиллиқни һечким совға қилмайду" деди.
2008-04-15
Йеқинда хитай нәзәрийичи хән җуй әпәнди америкидики довей тор бетигә мақалә йезип, бүйүк тибәт нәзирийисини тәнқид қилған иди. Хән җуй әпәнди, тибәт аптоном райони вә сичүән, гәнсу, чиңхәйләрдики тибәтләрни өз ичигә алған бүйүк тибәт тәшәббусини " ирқий айримичилиқтур," дәп тәкитлигән.
2008-04-14
Түнүгүн уйғур елидин оттура асияға тиҗарәт үчүн чиққан бир уйғур, турпанниң пичан наһийисидә 22 оқутқучиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат йәткүзди. Биз бу мәлуматқа асасән, пичан наһийилик алақидар һөкүмәт орунлиридин әһвал игилидуқ.
2008-04-14
Йеқинда қазақистандики уйғур сиясийони қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди уйғурларниң сиясий тарихи һәққидә китаб йезип нәшир қилдурған. Уйғур сиясий тарихи мәсилилири уйғур тарихшунаслиқидики муһим тема. Уйғурлар узун әсирлик тарихий тәрәққият җәрянида көплигән дөләтләрни бәрпа қилип, мәдәнийәт, иҗтимаий - иқтисад вә башқа җәһәтләрдә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүпла қалмастин бәлки, сиясий җәһәттиму өзигә хас болған дөләтчилик әнәнилирини яратқан вә раваҗландурған иди.
2008-04-14
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшили пакистанға йетип келиш алдида турмақта, мушу айниң 16- күни бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йеқиш мурасими пакистанниң пайтәхти исламабадта өткүзүлиду, бу мунасивәт билән пакистан сақчи даирилири бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән болуп, ислам абад вә равалпинди шәһәрлиридә меһманханиларни тәкшүрүп гуманлиқ дәп қаралған шәхсләрни тутушқа башлиди.
2008-04-14
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим билән дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди норвегийә рафто кишилик һоқуқ җәмийитиниң тәклипигә бинаән 10-апрел җүмә күни норвегийиниң берген шәһиригә йетип кәлди.
2008-04-14
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һиндистан һөкүмити хитай даирилиригә һиндистанниң бейҗиң олимпик мәшили һиндистанға йетип кәлгәндә тибәт мусапирлириниң олимпик мәшилигә қарши елип баридиған намайишини чәклимәйдиғанлиқини уқтурған.
2008-04-14
Америка президенти җорҗ бушниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси стипан хадлей, президент бушниң бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишиш пиланини ақлап, униң бир тәнтәрбийә һәвәскари сүпитидә қатнишидиғанлиқи вә бу җәрянда хитай рәһбәрлири билән кишилик һоқуқ һәққидә сөзлишидиғанлиқини, буниң болупму тибәтниң тәқдирини өзгәртиштики әң үнүмлүк чарә икәнликини билдүрди.
2008-04-14
Пишқәдәм маарипчи, тонулған әдәбият тәтқиқатчиси вә талантлиқ шаир бавудун нияз әпәнди 2008 - йили 4 - айниң 13 - күни давалаш үнүм бәрмәй 69 йешида америкида вапат болди.
2008-04-14
Хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң ашкарилишичә, даириләр йеқинда 9 нәпәр тибәт раһибни шәрқий тибәттики бир йәрлик һөкүмәт бинасини партлитиш пиланиға арилашқан, дегән сәвәб билән қолға алған.