Архип
2008-05-20
Хитай даирилири, уйғур елиниң қорғас наһийиси чиңсихоза базиридики, тонулған хитай христиан дин тарқатқучиси лу юәнчини бөлгүнчилик җинайити билән әйибләб қолға алған.
2008-05-20
Сәйшәнбә күни, тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай лама әнгилийә зияритини башливәтти. Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, далай лама 11 күн давамлишидиған бу қетимқи әнгилийә сәпири җәрянида, баш министир гордон бравн қатарлиқ әнгилийиниң һөкүмәт рәһбәрлири, парламент әзалири, сиясий партийиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири билән көришидикән.
2008-05-20
Сәйшәнбә күни тәйбейдә өткүзүлгән бир мурасим билән тәйвән президент вәзиписини рәсмий тапшурувалған ма йиңҗу, хитай һөкүмитини икки қирғақ мунасивәтлиридә йиңи бир сәһипә ечишқа чақирди.
2008-05-20
12 - Май күни хитайниң сичүән өлкисидә йүз бәргән йәр тәврәштә өлгәнләрниң сани күнсери көпийиватқан болуп, әң йеңи учурларға қариғанда, өлгәнләрниң сани 40 миң 75 кишигә йәткән.
2008-05-19
Бу йил 16 - май күни әрәб дунясида тарқитилидиған шәрқ көврүки гезитиниң енгилизчә санида уйғурлар һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалиниң темиси " хитайдики йәнә бир унтулған хәлқ - уйғурлар."
2008-05-19
Уйғур ели, өткән әсирниң биринчи йеримида мурәккәп тарихий җәрянларни баштин кәчүрди. Бу җәрянда уйғурларниң сиясий тәқдири дуняниң муһим қудрәтлик күчлириниң тәсири астида қалған болуп, совет иттипақи бу күрәшләрдә муһим рол ойнап, бу диярни өзиниң түрлүк тәсири астида тутушқа мувәппәқ болди. Ундақта, бу мәзгилдә қудрәтлик дөләтләр уйғур дияриниң сиясий сәһнисидә қандақ елишти?
2008-05-19
Хитайда мәмликәт буйичә сичүәндә йәр тәврәш апитигә учриған хәлқни қутқузуш буйичә наһайити чоң паалийәт өткүзүливатиду. Хитай коммунист һөкүмити бу җәрянда, хитайниң муһим һәрбий санаәт базиси болған сичүәндә, өзиниң йәр тәврәш мәркизигә йеқин җайдики ядро реактори тәтқиқат орни, ядро йеқилғуси ишләпчиқиридиған икки понкити вә икки ядро қорал искилатини қутқузуватиду.
2008-05-19
Тибәт әркинлик мәшили канаданиң торонто шәһиригә йетиш келиштин бир күн бурун йәни шәнбә күни, фалунгуң муритлириниң бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши дуняни айлиниватқан мәшили канаданиң торонто шәһиригә йетип кәлгән.
2008-05-19
Сүргүндики тибәт тәшкилатлири тәшкиллигән,тибәт олимпик комитети тәрипидин уюштурулған тибәт әркинлик мәшили йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиригә йетип кәлди.
2008-05-19
Түркийидә нәшир қилинған бәзи мәнбәләргә асасланғанда 71 милйон нопусқа игә болған иран ислам җумһурийитидә 35 милйон әтрапида түркий хәлқ яшайдикән. Буларниң ичидә нопуси әң коп болғанлар әзәрбәйҗан түрклири, қашқай түрклири, хорасан түрклири вә түркмәнләр болуп, буларниң ана тилида тәлим тәрбийә елиш һәққи қоллиридин елинған.
2008-05-19
Шәрм - һая сәт ишлардин сақлинишқа, һәр қандақ һәқ игисиниң һәққини толуқ ада қилишқа түрткә болидиған бир хил гүзәл әхлақ. Һая кишидә дуня вә ахирәттә рәсва болуп қалармәнму дегән ғәм - әндишә қорқунчисини пәйда қилиду. Шуниң билән киши начар ишлардин сақлиниду, яхши ишларни қилиду. Шәрм - һая инсан үчүн толиму муһим болғачқа ата - бовилиримиз бизгә " һаясизда иман йоқ" дегән һекмәтни қалдурған.
2008-05-19
19 - Май дүшәнбә күни германийә тәрәққият министири хитай һөкүмитиниң наразилиқ пикирлирини қайрип қоюп, һазир явропада зиярәттә болуватқан тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани қобул қилди вә тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип барди.
2008-05-19
Сичүән өлкиси венчүән наһийиси тәвәсидә 12 - май йүз бәргән 7.9 Бал йәр тәврәштә бүгүнгә қәдәр өлгән адәмләрниң сани 34миңдин ашқан болуп, шинхуа ахбаратиниң сичүән өлкиси башлиқиниң ейтқанлиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, йәр тәврәштә қаза қилған, йоқап кәткән һәмдә һазирғичә харабә астида қапсилип қалғанларниң сани 71 миңдин көп икән.
2008-05-19
Шәнбә күни канаданиң торонто шәһиридә елип берилған кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш паалийитигә уйғурларниң вәкиллириму қатнашқан болуп, йиғилишта канада уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси, сиясий паалийәтчи мәмәт тохтиму сөзгә чиққан.
2008-05-19
Америкида паалийәт елип бериватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси яң җйәнли башлиған "кишилик һоқуқ пиядә йүрүши" 17 - май шәнбә күни нюйорк шәһиригә йетип кәлгән вә паалийәт тәшкиллигүчиләр мәзкур шәһәргә җайлашқан хитай консулханисиниң алдидила намайиш елип барған болуп, бу паалийәттә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң яң җйәнлигә әвәткән мәктуби оқуп өтүлгән.