Архип
2008-05-07
Хитай даирилири 7 - айда хитайниң күнмиң шәһиридә ечилидиған дуня антропологийә вә етнологийә бирләшмисиниң илмий қурултейини туюқсиз кечиктүрди, лекин қурултайниң кечиктүрүлүш сәвәбигә чүшәндүрүш бәрмиди.
2008-05-07
5- Май күни пакистанда чиқидиған " авсаф" гезитидә елан қилинған бир мақалидә баян қилинишичә, пакистандики хитай баш әлчиси, пакистандики бәзи гуруппилар шәрқий түркситан исламий һәрикитиниң паалийәтлирини қоллаш арқилиқ, хитай-пакистан мунасивәтлирини бузмақчи болуватиду дәп әйиблигән.
2008-05-06
Америка қошма штатлири хәлқара диний ишлар комитети 2 - май елан қилған 2008 - йиллиқ диний әркинлик доклатиниң давамида, өткән бир йилда хитай йәрлик һөкүмитиниң уйғур аптоном районида яш - өсмүрләрниң ислам диний әһкамлирини өгинишини изчил чәкләп кәлгәнлики тәкитләнгән.
2008-05-06
- Тибәттә бу йил 3 - айда диний затлар намайиш қилғандин кейин, - дәп мулаһизисини башлайду әркин асия радиосиниң обзорчиси чен куйде әпәнди 'көзитиш журнили'ниң 5 - айниң 4 - күнидики санида елан қилған 'тибәт мәсилиси пәйда қилған хәлқарада тәртип' дегән обзорида.
2008-05-06
2008 - Йили 5 - айниң 3 - күни шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулниң зәйтунбурну районлуқ һөкүмәт йиғин залида , азадлиқ үчүн һаятиниң ахирғичә хитайларға қарши уруш қилған, қәһриман тағ қаплини осман батурниң вапатиниң 57 - йилини хатириләш мурасими өткүзүлди.
2008-05-06
1 - Май шиветсийиниң әнәнивий намайиш қилиш күнидур. Һәр йили 5 - айниң 1 - күни шиветсийидики әмгәкчиләр партийиси дәп аталған сотсиял демократлар партийиси вә солчилар партийисиниң тәшкиллиши билән шиветсийидә яшаватқан хәлқләр бир йәргә йиғилип нәччә онмиң киши қатнашқан зор көләмлик намайиш елип бариду.
2008-05-06
Алдинқи күни канаданиң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған кбк телевизийисидә олимпик мәшили вә чәтәлләрдики буниңға қарши наразилиқ һәрикәтләр, хитай һөкүмитиниң бу қаршилиқ көрситиш һәрикәтлиригә тутқан мәйдани шундақла олимпиктин кейинки, ғәрб дөләтлири билән хитай һөкүмити оттурисида өткүзилидиған кишилик һоқуқ сөһбәтлириниң мәнзириси қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт өткүзүлди.
2008-05-06
Хитай җәмийити дуч келиватқан иқтисади кризис, екологийилик тәңпуңсизлиқ шундақла уйғур,тибәт мәсилиси түпәйлидин келип чиққан сиясий боһран хитай һөкүмити билән пуқралар арисидики тоқунушларға йол ачти.
2008-05-06
Дуня уйғур қурултийиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити олимпик мәшили уйғур аптоном райониға йәткүзүлгәндә уйғурларниң наразилиқ билдүрүш һәрикәтлирини қозғишидин әндишә қилип, қәшқәр дияриниң чәт йеза, қишлақ, кочилириғичә чарлаш әтрәтлирини турғузуп, бу җайни очуқ түрмигә айландурған.
2008-05-06
Чәтәлләрдики тибәтләр март ейида хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикитигә қарши башлатқан наразилиқ һәрикәтлирини өзлүксиз давамлаштурмақта.
2008-05-06
Хитай һөкүмити, сәйшәнбә күни бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини сәвәбидин хитайға кириш визиси бериш мәсилисидә қаттиқ чәклимиләр йолға қойғанлиқини тунҗи қетим етирап қилди.
2008-05-06
Сәйшәнбә күни японийигә қаратқан зияритини башлиған хитай дөләт рәиси ху җинтав, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикити вә уйғурларға қаратқан бесимини әйиблигән миңлиған кишиниң наразилиқ һәрикәтлиригә дуч кәлди.
2008-05-06
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни, далай ламаниң вәкиллири билән өткүзүлгән сөһбәтниң давамлишиши үчүн, далай ламаниң тибәтниң мустәқиллиқи үчүн елип бериватқан һәрикитини тохтитиши вә тибәтликләрни хитай һөкүмитигә қарши қозғилаң көтүрүшкә үндимәслики керәкликини оттуриға қойди.
2008-05-05
4 - Май күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң хусусий әлчилири лоди гәрри билән гесаң җәнзаң хитай компартийиси мәркизий комитети бирликсәп бөлүминиң икки нәпәр муавин башлиқи җу вейчүн вә тибәт миллитидин болған сита оттурсида шенҗиндики бир алий меһманханида бир күнлүк ғәйри рәсмий сөһбәт елип берилди.
2008-05-05
Бу йил 21 - апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш семинари өткүзүлгән иди. Нөвәттә йиғинға қатнашқан уйғур паалийәтчилири йиғин роһини өзлири турушлуқ дөләтләрдики уйғур паалийәтчилиригә, аммиға йәткүзмәктә. Йиғин қатнашчилиридин көрәш атахан әпәнди түнүгүн, берлин семинаридин бәзи учурлар намлиқ мақалә елан қилип йиғин тәсиратини баян қилди.