Архип
2008-06-19
Мәркизи әнглийидики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин һесабланған кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң 3 - айда лхасада йүз бәргән наразилиқ җәрянида қолға елинған 1000 дин артуқ тибәтликниң әһвали һәққидә очуқ ипадә билдүрүшини тәләп қилди.
2008-06-19
Мәркизи җәнвәдики "кишилик һоқуқни қоғдаш вә көзитиш" тәшкилати пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитай, африқа вә шәрқий явропадики бир қисим дөләтләрниң, кишилик һоқуқ һимайичилирини халиғанчә тутуп, улар үстидин адил болмиған һөкүм елан қилғанлиқини паш қилди.
2008-06-19
Йеқинда " шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати" ниң әзаси намида мәлум идаригә тәһдит телефони уруп, өзиниң банка һесаб номуриға 2 милйон 80 миң йүән пул қоюшни тәләп қилған 3 нәпәр хитай, чиңдав җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин қолға елинған.
2008-06-19
Хитай даирилири бу йил 8 - айда өткүзүлидиған олимпик мурасими дуч келидиған һәр қандақ бир тәһдитниң алдини елиш үчүн, алаһидә сақчи қисим әтрити вә армийә қисимлирини өз ичигә алған 100 миң кишилик террорлуққа қарши һәрбий қисим һазирлашни пилан қилди.
2008-06-18
Хитай 2001 - йили олимпик мусабиқисиниң саһибханлиқини талашқанда мәтбуат әркинликини қоюветишкә вәдә бәргән, лекин мунасивәтлик хәлқара тәшкилатлар хитайни олимпик мусабиқисигә аз қалғанлиқиға қаримай, мәтбуат әркинликини қоюветиш һәққидики вәдисидә турмиди, дәп әйиблимәктә иди.
2008-06-18
Олимпик мәшилиниң уйғур райониға киргәнлики мунасивити билән 6 - айниң 17 - күни канаданиң ванкувер шәһиридә уйғурлар билән тибәтликләр бирликтә бирләшмә наразилиқ намайиши елип барди.
2008-06-18
16 - Июн чүштин кейин шветсийә парламентиниң скандийә залида " хитайдики инсан һәқлири вә олимпик " темисида гуваһлиқ бериш йиғини болуп өтти. Бу йиғинни шветсийә парламенттидики мудиратлар партийиси вә християн демократлар партийисидин болған бир қисим парламент әзалири билән "хитайдики инсан һәқлири"намидики тәшкилат бирликтә уюштурған.
2008-06-18
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики 63 дөләт, түнүгүн йәни 17 - июн күни виҗдан мәһбуслири баяннамиси елан қилди. Баяннамә пикир әркинлики чәклимигә учрап қамаққа елинған мәһбусларни әркинликкә ериштүрүшни мәқсәт қилған.
2008-06-18
Совет иттипақиниң 1944 - йилидики или инқилабини қозғаш вә мәзкур инқилаб нәтиҗисидә қурулған мустәқил һакимийәтниң таки 1949 - йилиниң ахириғичә гоминдаң һөкүмитидин мустәсна һалда мәвҗут болуп турушини қоллишидики көп тәрәплимилик амиллар қатаридики әң муһимлиридин бири, униң москваниң ядро пиланиға четишлиқ икәнликидур.
2008-06-18
Түркийә яврупа билән асияниң оттурисиға җайлашқан бир дөләт болуш сүпити билән асия вә оттура шәрқ дөләтлиридин әң көп паналиқ тилигүчиләр келидиған бир дөләт. Түркийә җумһурийитиниң мусапирлар қанунида яврупа дөләтлиридин кәлгән мусапирларни қобул қилиш асия дөләтлиридин кәлгән панаһлиқ тилигүчиләрни қобул қилмаслиқ дәп бәлгиләнгән.
2008-06-18
Өзини чоң тутуш, өзини алаһидә чағлаш, давамлиқ зоруқуп өзидә аз - тола бар болған адәттики артуқчилиқларни толиму юқири мөлчәрләп, өзини қалтис чағлап, мәнмәнчилик қилиш роһий һалити көплигән кишиләрниң роһий дунясиға йепишип йилтиз тартип кәткән.
2008-06-18
Б д т пән - мәдәнийәт - маарип комитети 2008 - йилини "мәһмут қәшқири йили" дәп елан қилғандин кейин, буни өзлири үчүн зор шәрәп һес қилған чәт`әлләрдики уйғурлар мәһмут қәшқири намида түрлүк хатириләш паалийәтлирини қанат яйдурди.
2008-06-18
С н н ниң кабулдин хәвәр қилишичә, афғанистан қисимлири бүгүн 6 - айниң 18 - күни, афғанистанниң қәндиһар өлкисидики арғанда районида талибанларға қарши һуҗум башлиди.
2008-06-18
С н н ниң кабулдин хәвәр қилишичә, афғанистан қисимлири бүгүн 6 - айниң 18 - күни, афғанистанниң қәндиһар өлкисидики арғанда районида талибанларға қарши һуҗум башлиди.
2008-06-18
Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн қәшқәрдин хәвәр қилишичә, хитайниң олимпик мәшили йәрлик хәлқниң дуканлири тақалған, әркин һәрикәт қилиши чәкләнгән қәшқәр кочилирида, һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән қоғдиғучиларниң чәмбәрчәс һемайиси астида өтти.