Архип
2008-06-03
Сичүәнниң гәнзи области гәнзи наһийисидики тибәтләрниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрүп елип бериватқан наразлиқ һәрикәтлири изчил давамлашмақта. Әркин асия радиоси мухбириниң игилишичә өткән шәнбә күни гәнзи наһийисигә тәвә базарда бир яш тибәт аял шуар товлиғанлиқтин сақчилар тәрипидин қаттиқ таяқ зәрбисигә учриған.
2008-06-03
Пүтүн йәр шарида һазир интернет наһайити тез кеңийиватиду. Худди 'көзитиш журнили'да баян қилинғандәк, пүтүн йәр шарида һазир интернет қоллинидиған адәм сани бир милярд 500 милйонға йәтти. Һәтта хитайға охшаш өзиниң дөләт пуқралириниң интернет әркинликини чәкләйдиған дөләтләрдиму интернет наһайити тез кеңийиватиду.
2008-06-03
Бу йиллиқ җуңго яшлири кишилик һоқуқ мукапати америкидики Duke университетиниң оқуғучиси ваң чйәнюәнгә берилди. Бу мукапат чәтәлдики хитай демокиратчилири тәрипидин 2001 - йили тәсис қилинған.
2008-06-03
6 - Айниң 2 - күни германийиниң бон шәһридә "хәлқара ахбарат вастилири муназирә мунбири" йиғини башланған. Бу йиғинни "германийә долқунлири радиоси" уюштурған болуп, йиғинға 90 дөләттин кәлгән 800 дин артуқ ахбарат хадимлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири қатнашқан.
2008-06-03
Түркийидә нәшр қилиниватқан әргинәқон гезитиниң, 2008 - йили феврал 14 - санида `хитай тәрипидин мәхпий тутулған уйғур прамидалири` мавзулуқ мақалә елан қилинған иди. Бу мақалә түркийидики тор бәтлиридә елан қилинип бу һәқтә муназириләр елип берилмақта.
2008-06-03
Қирғизистан җумһурийитиниң қораллиқ күчлири сабиқ совет иттипақидин қалған һәрбийләрни асас қилип қурулған иди. Шуңа қирғизистан қисимлири һәрбий нәзирийә, қораллиниш, арқасәп вә һәрбий мәшқи җәһәтләрдә совет иттипақи қисимлириниң әндизисини үлгә қилған.
2008-06-03
Кониларда "роһи чүшкән адәмниң етиму чапалмайду " дегән тәмсил бар. Үмидсизлик нөвәттики уйғур җәмийитидә кишиләргә болупму яшларға еғир йүк болуп қеливатқан роһий қийинчилиқлардин болуп қеливатиду.
2008-06-03
4 - Июн 1989 - йилидики тйәнәнмен намайиши бастурулғанлиқиниң 19 йиллиқ хатирә күни болуп, шу мунасивәт билән, баш штаби америкиниң нюйорк шәһиригә җайлашқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитини тйәнәнмен намайишида қолға елинип техичә түрмидә йетиватқан кишиләрни бу йил язда бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик йиғинидин бурун қоюветишкә чақирди.
2008-06-03
Узун заманлардин бери пакистанда яшап вә пакистанға йәрләшкән бир қисим уйғурлар, йеқинқи йиллардин буян пакистан бихәтәрлик тармақлириниң үзлүксиз паракәндә қилишиға учрап келиватқан болуп, радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, һазир буларниң ичидики үч нәпәр уйғур пакистан сақчи даирлириниң тутқун қилишидин қечип өзини далдиға елип йүрүшкә мәҗбур болған.
2008-06-03
3 - Июн гретсийиниң афена шәһиридә өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида тибәт әркинликини тәрғип қилғучи оқуғучилар тәшкилати бу йил 8 - авғусттин 24 - авғустқичә хитайниң бейҗиң шәһиридә елип берилидиған олимпик йиғини җәрянида пүтүн дуня миқясида намайиш тәшкилләйдиғанлиқини билдүргән.
2008-06-03
Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитайниң сичүән өлкиси чеңду шәһири тәвәсидә йәрлик һөкүмәт даирилириниң деһқанларниң йәрлирини қалаймиқан ишлитишигә қарши деһқанлар билән һөкүмәт тармақлири арисида йәнә тоқунуш йүз бәргән болуп, мәлум болушичә, тоқунушта 5 адәм еғир яриланған.
2008-06-03
4 - Июн 1989 - йилидики тйәнәнмен намайиши бастурулғанлиқиниң 19 йиллиқ хатирә күни болуп, шу мунасивәт билән, баш штаби америкиниң нюйорк шәһиригә җайлашқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитини тйәнәнмен намайишида қолға елинип техичә түрмидә йетиватқан кишиләрни бу йил язда бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик йиғинидин бурун қоюветишкә чақирди.
2008-06-03
89 - Йилидики тйәнәнмен демократийә һәрикитидин кейин чәтәлгә сәргәрдан болуп чиққан хитай оқуғучилар америкида тәсис қилинған "хитай яшлири кишилик һоқуқ мукапати" 2 - июн дүшәнбә күни, 8 - нөвәтлик мукапат саһибини елан қилған болуп, "улуғ ера гезити"дә хәвәр қилинишчә, бу нөвәт мәзкур мукапатқа наил болғучи америка дук университетида оқуватқан хитай аспирант ваң чйәнйүән икән.
2008-06-02
Йеқинда тәйвәндики милләтчи партийә (гоминдаң) ниң рәиси вубошуң билән чоң қуруқлуқтики коммунист партийә (гоңчәндаң) ниң рәиси ху җинтав бейҗиңда учрашти. Бу учришиш кишиләргә худди тарихта болуп өткәндәк йәнә бир қетим чоң өзгириш болидиғандәк көрүниватиду.
2008-06-02
1 - 2 - Июн күни америка ташқи ишлар министириниң җәнубий вә оттура асия ишлири бойичә ярдәмчиси өзбекистанни зиярәт қилип, президент ислам кәримоф билән учришип, америка өзбекистан мунасивәтлиригә аит бир қатар мәсилиләр бойичә музакириләр елип барди.