Архип
2008-06-02
Түркийиниң иқтсад вә җәмийәт тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән 2008 - йили 5 - айниң 29 - күни хәлқаралиқ ислам җәмийәтлири бирликиниң 17 - қетимлиқ қурултийи истанбул шәһридики милли гезити идарисиниң йиғин залида ечилди.
2008-06-02
Түркийидики даңлиқ обзорчи, жорналист сәрвәт қабақли әпәнди илгири ахир болуп, анатолийә агентлиқи, түркийә гезити вә тәрҗиман гезитлиридә обзорчи болуп ишлигән болуп, һазир түркийә әдәбиятчилар вәхпиниң башлиқи болуш билән бир вақитта, йеңи чағ гезитидә обзор язмақта.
2008-06-02
31 - Май күни қазақистан дөлитиниң бәлгилимиси буйичә 1937 - , 1938 - йилидики сияси тәқип қурбанлирини әсләш күни дәп бәлгиләнгән. Шу дәвирдә қазақистан қатарлиқ оттура асия районлирида шуниңдәк уйғур диярида сталин билән шиң сисәйниң бивастә зиянкәшликигә учрап җенидин айрилған уйғур зиялийлири, байлири вә өлималириниң сани нәччә онмиңға йетиду.
2008-06-02
Әлҗәзирә ахбарат агентлиқи әрәб дунясиниң әң инавәтлик ахбарат вастилириниң бири болуп, униң әрәб тилидики тилевизийә қанилиниң алдинқи айда германийидә чақирилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң йиғини вә 3 - қетимлиқ уйғур рәһбәрлирини демократийә билимлири билән тәрбийиләш курсини мәркәз қилип ғәрб дунясида күндин - күнгә тонуливатқан уйғур мәсилисини тонуштуруши вә сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидики хәвәрлири әрәб көрәрмәнлириниң хитай вә уйғур мәсилиси буйичә бир мәйдан қизғин муназирисини қозғиған.
2008-06-02
Шаңри - ла сөһбити әнглийидики хәлқара истратегийә тәтқиқат орни тәрипидин уюштурилиду. Сөһбәттә асия - тенч окян райониниң бихәтәрлик мәсилилири музакирә қилиниду.
2008-06-02
Үч күн давам қилған дуня ахбаратчилири җәмийитиниң дуня ахбаратчилири қурултийида хитай журналист ли чаңчиңға ахбарат әркинлики буйичә алтун қәләм мукапати берилди.
2008-06-02
Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн мәхсус баянат елан қилип, хитайни тйәнәнмен вәқәсигә четишлиқ мәһкумларни олимпиктин аввал қоюп беришкә чақирди.
2008-06-02
Үч күн давам қилған дуня ахбаратчилири җәмийитиниң дуня ахбаратчилири қурултийида хитай журналист ли чаңчиңға ахбарат әркинлики буйичә алтун қәләм мукапати берилди.
2008-06-02
Хитай азадлиқ армийиси қоманданлиқ штабиниң мәсуллиридин ма шявтйән йәкшәнбә ройтерис агентлиқиниң зияритини қобул қилип, бейҗиң олимпикиниң еғир дәриҗидә бихәтәрлик тәһдити астида туруватқанлиқини баян қилған.
2008-06-02
Канадада чиқидиған Globe and Mail The гезити бүгүн йәни 2 - июн хәвиридә гүәнтанамодики уйғурларни йөткәш мәсилисидә бир түркүм дөләтләр ара елип берилған бир түркүм йошурун музакириләрни ашкарилиған.
2008-06-01
Сичүәндики йәр тәврәш апәт райониға ярдәм бериш, ярдәм буюмлирини тошуш қатарлиқ хизмәтләрни беҗириватқан хитай азадлиқ армийиси чеңду һәрбий райониниң миг - 171 типлиқ бир тик учар тошуш айропилани 31 - май күни тошуш вәзиписини орундап болуп қайтиш сәпиридә вен чүән наһийиси әтрапида һаваниң булутлунуши билән һадисигә учриған.
2008-06-01
Русийә яза игилик даирилири 7 - июндин етибарән түркийидин русийигә елип кирилидиған бир қисим йеза игилик мәһсулатлирини русийигә киргүзмәсликни қарар қилған болуп, русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң учуриға асасланғанда, бу чәк қоюш пәқәт вақитлиқ характериға игидур. Әмма қачандин башлап йәнә қайтидин киргүзүшкә рухсәт қилиниду? бу техи намәлум.
2008-06-01
31 - Май күни америка пайтәхти вашингтон шәһири йенидики фаирфакис наһийисигә җайлашқан гүзәл фаир көли бағчисида уйғур җамаитиниң сәйлә паалийити өткүзүлди.
2008-06-01
Йәкшәнбә күни ливандики һизбулла партийиси қизил кирст җәмийити арқилиқ буниңдин икки йил илгирики һизбулла партийиси билән исраилийә арисида йүз бәргән уруш җәрянида өлтүрүлгән икки нәпәр исраилийә һәрбий хадиминиң җәсәт қалдуқлирини исраилийә һөкүмитигә тапшуруп бәрди.
2008-06-01
Русийә яза игилик даирилири 7 - июндин етибарән түркийидин русийигә елип кирилидиған бир қисим йеза игилик мәһсулатлирини русийигә киргүзмәсликни қарар қилған болуп, русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң учуриға асасланғанда, бу чәк қоюш пәқәт вақитлиқ характериға игидур. Әмма қачандин башлап йәнә қайтидин киргүзүшкә рухсәт қилиниду? бу техи намәлум.