Архип
2008-07-21
Қазақистан хәлқ артиси, мәшһур композитор қуддус ғуҗамяроф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи мунасивити билән униң һәйкилиниң йопуқини ечиш мурасими билән бирликтә өткүзүлгән бир қатар паалийәтләр давамида мухбиримизниң зияритини қобул қилған уйғур алими рабик исмаил уйғурларниң дуняға тонулған мәшһур композитори қуддус ғоҗамярофниң иҗадий паалийәтлири тоғрисида тохталди.
2008-07-21
Бүгүн америка президенти җорҗ буш ақсарайдики әтиргүл бағчисида бейҗиңда өткүзүлидиған 29 - нөвәтлик олимпик йиғиниға меңиш алдида турған америка тәнһәрикәтчилиригә сөз қилди вә уларниң америкиниң әркинлик әлчилири икәнликини әскәртти.
2008-07-21
21 - Июн дүшәнбә күни русийә - хитай арисида чегра келишими имзаланған болуп, шуниң билән мәзкур икки дөләт арисида узундин буян талаш - тартиштики шәрқий чегра мәсилиси һәл болған.
2008-07-21
Бу йил сентәбирдә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә 17 - нөвәтлик сода йәрмәнкиси өткүзүлидиған болуп, хитайниң мунасивәтлик тармақлири мәзкур йәрмәнкигә қатнишидиған түркийә содигәрлиригә яхши шараит һазирлап беридиғанлиқини вәдә қилған.
2008-07-21
Бу йил сентәбирдә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә 17 - нөвәтлик сода йәрмәнкиси өткүзүлидиған болуп, хитайниң мунасивәтлик тармақлири мәзкур йәрмәнкигә қатнишидиған түркийә содигәрлиригә яхши шараит һазирлап беридиғанлиқини вәдә қилған.
2008-07-21
Бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә, хитайниң мунасивәтлик тармақлири олимпик йиғини җәрянида шималий корийигә тутишидиған барлиқ көврүкләрни тақайдиғанлиқини һәмдә һазир хитайда һәр хил хизмәтләр билән шуғуллиниватқан шималий корийиликләрни олимпиктин бурун хитайдин айрилишқа буйруғанлиқини билдүргән.
2008-07-20
Японийә йеқинқи йиллардин буян оттура асия әллири билән болған һәмкарлиқларни қоюқлаштурмақта. Бу һәмкарлиқларниң ичидә иқтисадий, пән - техника һәмкарлиқлириму муһим орунда туриду.
2008-07-20
Бейҗиң шәһәрлик җ х идарисиниң башлиқи маҗенчуән хитайниң мәркизий телевизийә истансисиниң һәптилик хәвәрләр сәһиписиниң зияритини қобул қилип, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бихәтәрлик тәдбирлирини елиш әһвали һәққидә тохталғанда, бихәтәрлик ишлири үчүн 400 милйон йүән мәбләғ селинғанлиқини ашкарилиди.
2008-07-20
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт ақсу вилайити тәвәсидики хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси 1 - дивизийисиниң мәркизи шәһири һесаблинидиған алар шәһиридин хотән шәһиригичә болған арилиқтики 2 - тәклимакан йолида 1 - сентәбирдин башлап, барлиқ аптомобиллардин қатнаш һәққи елиш түзүми йолға қоюшни қарар қилған.
2008-07-20
Хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики мунасивәтләрни қоюқлаштуруш арқилиқ, тәйвәнни җуңгониң қойниға қайтуруп келип, униң мустәқиллиқ йолиға меңишниң алдини елишниң бейҗиңниң истратегийилик пилани икәнлики тәкитлиниватқан бу күнләрдә йеңидин президентлиққа сайланған гоминдаң партийисиниң рәһбири майиңҗу шәнбә күни тәйвән билән чоң қуруқлуқ оттурисидики тинчлиқ сөһбити өткүзүлүшиниң алдинқи шәрти чоң қуруқлуқниң тәйвәнгә қаратқан башқурулидиған бомбилирини бикар қилишидин ибарәт, чүнки тәйвән мундақ башқурулидиған бомба тәһдити астида қарши тәрәп билән тинчлиқ сөһбити елип бармайду дәп җакарлиди.
2008-07-20
Бейҗиң шәһәрлик җ х идарисиниң башлиқи маҗенчуән хитайниң мәркизий телевизийә истансисиниң һәптилик хәвәрләр сәһиписиниң зияритини қобул қилип, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң бихәтәрлик тәдбирлирини елиш әһвали һәққидә тохталғанда, бихәтәрлик ишлири үчүн 400 милйон йүән мәбләғ селинғанлиқини ашкарилиди.
2008-07-20
Японийә йеқинқи йиллардин буян оттура асия әллири билән болған һәмкарлиқларни қоюқлаштурмақта. Бу һәмкарлиқларниң ичидә иқтисадий, пән - техника һәмкарлиқлириму муһим орунда туриду.
2008-07-18
Уйғур елиниң қанун торида берилгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, йеқинда қәшқәр шәһәрлик хәлқ соти йеқинда бир җәмәттин шәкилләнгән адәм бедиклири гуруһи үстидин сот ачқан болуп, йеңисар наһийисидин болған тохти вә униң аяли гүлниса қатарлиқ 38 қара нийәтлик адәм бедиклири, нарсидә балиларни пул тепиш қорали қиливалған болуп, 10 йил ичидә 83 нәпәр балини ичкиридә ашхана ачимиз дегәнгә охшаш баһаниләр билән алдап апирип қәбиһ усуллар арқилиқ уларни сетип һәмдә оғрилиққа селиш арқилиқ пул тапқан.
2008-07-18
Франсийә ахбарат агентлиқи бүгүнки хәвиридә бейҗиңниң олимпик ечилиш мурасими мәзгилидә бейҗиң һава қатнишини 4 саәт тохтиш қарари алғанлиқини хәвәр қилди. Хәвәрдә, хитай авиатсийә даирилири, бейҗиң олимпикиниң бихәтәрликигә кепиллик қилиш үчүн, бейҗиңдики айродром вә һава йоли ширкәтлиригә олимпик мурасим мәзгилидә бейҗиңға келидиған вә бейҗиңдин учидиған һава қатнишини тамамән тохтитиш һәққидә уқтуруш чүшүргән. Уқтурушниң роһи буйичә, бейҗиң һава қатниши, 8 - авғуст күни кәч саәт 7 :59 дин кечә саәт 12 гә қәдәр 4 саәт тохтайду.
2008-07-18
Хитайчә 'шинҗаң' йәни йеңи чегра дегән бу намдики 'йеңи' дегән сөзниң өзи бу җайниң әзәлдин хитайниң земини әмәсликини испатлайду, - дәп китабини башлайду хитай коммунист партийә тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди, - хитайлар 'шинҗаң' дәп ативалған бу җайниң тарихи хитайлар таҗавуз қилған тарих, шундақла, бу әлдики йәрлик хәлқниң хитайдин қутулуш һәрикәтлири тохтап қалмиған тарих.