Архип
2008-07-04
" Франсийә лемонде" гезитиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, хитайниң тибәттики бастуруш һәрикити түпәйли бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилидиғанлиқини агаһландурған франсийә президенти саркозий, олимпик йиғининиң 8 - авғусттики ечилиш мурасимиға қатнашмақчи болған.
2008-07-04
Америка президент ишханиси ақсарай пәйшәнбә күни америка алий сотиниң 6 - айда чиқарған тутқунлар һоқуқиға даир қарари гүәнтанамодики хәтәрлик тутқунларниң америкиға қоюп берилишигә йол ечишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.
2008-07-04
Австралийидики бир телевизийә қанилиниң сөһбәт программисиға қатнашқан австиралийилик мухбир вә паалийәтчиләр хитайда тибәт мәсилисила әмәс, уйғур мәсилисиниңму барлиқини, уларниң әһвали тибәтләргә охшаш икәнликини оттуриға қойди.
2008-07-04
" Франсийә лемонде" гезитиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, хитайниң тибәттики бастуруш һәрикити түпәйли бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилидиғанлиқини агаһландурған франсийә президенти саркозий, олимпик йиғининиң 8 - авғусттики ечилиш мурасимиға қатнашмақчи болған.
2008-07-04
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң хитайлар билән бейҗиң сөһбитигә қатнашқан алаһидә вәкили лоди гяри җүмә күни сөһбәтниң һазирға қәдәр өткүзүлгән сөһбәтләр ичидә "әң мушәққәтлик" сөһбәтләрдин бири болғанлиқини, лекин хитай тәрәпниң бейҗиң олимпик йиғинидин кейин йәнә бир қетим учришишқа қошулғанлиқини билдүрди.
2008-07-03
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири Meng Honwei бүгүн йәнә бир қетим шәрқи түркистан күчлири үстидә тохталди. У бу қетимқи тохтилишида шәрқи түркистан күчлириниң йеқинда интернеттә бейҗиң олимпикиға қарши баянат елан қилип хитайға тәһдит салғанлиқини, хитайниң болса олимпик бихәтәрликини қоғдашқа қадир икәнликини баян қилған.
2008-07-03
Франсийә президенти саркозий 8 - авғуст бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик ечилиш мурасимиға қатнишиш яки қатнашмаслиқ мәсилисидә бу нөвәт бейҗиңда елип берилған тибәт - хитай сөһбитиниң нәтиҗисигә қарап бирнәрсә дәйдиғанлиқини билдүргәндин кейин, хитайда чиқидиған сина интернет ширкити саркозийниң бу хил мәйданиға қарши интернеттә рай синаш елип барди.
2008-07-03
Тәрәққи қилған 8 чоң санаәт дөлити башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши келәр дүшәнбә күни японийиниң хоккайдо арилида өткүзилиду. Униңда асасән һава келиматиниң өзгиришигә мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилиниду.
2008-07-03
6 - Айниң 27 - күни германийилик даңлиқ кино артиси ханнес янке(Hannes Jaenicke) ханимниң сумруғ, йәни поәних телевизийә қанилиниң "диалог" программисида тибәтликләр вә уйғурлар тоғрисида қилған сөзи, германийә юқири дәриҗилик һөкүмәт хадимлириниң җиддий диққитини тартқан иди. Сабиқ баш министир һелмут, һазирқи ташқи ишлар министири шитайин майер(Stein Meir) вә сотсиял демократлар партийиси рәиси бек(Beck)лар дәрһал инкас билдүрүп, ханнес янке ханимни "еғизини юмуш" қа дәвәт қилған.
2008-07-03
Уйғур давасиниң ғәрб дунясиға тиз сүрәттә тонулуши вә ғәрб әллиридики уйғурлар саниниң тиз сүрәттә көпийиши арқисида, дуня уйғур қурултийиниң бир туташ йетәкчилики билән һәр қайси дөләтләрдә уйғур тәшкилатлири кәйни - кәйнидин қурулди.
2008-07-03
Түркийигә йеңи кәлгән уйғурлар түрк парламентиға берип зиярәт қилип, түрк рәһбәрлири вә парламент әзалири билән көрүшүп өз дәрдини аңлатмақта. Әнқәрәгә кәлгән уйғурлар түрк парламентини зиярәт қилип, сиясәтчиләрниң һәр саһәдин кәлгән кишиләрниң дәрдини аңлаватқанлиқини көрүп, һәйран қелишиду.
2008-07-03
Йеқинда қирғизистан бихәтәрлик комитети елан қилған бир ахбаратида һазирниң өзидиму шәрқий түркистан ислам партийиси қатарлиқ тәшкилатларниң аталмиш "террорлуқ "паалийәтлири елип бериватқанлиқи көрситилгән.
2008-07-03
2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мурасими һарписида, чәт дөләт рәһбәрлириниң мәзкүр тәнтәрбийә мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнишиш яки қатнашмаслиқи нөвәттә диққәт қозғаватқан муһим мәсилиләрдин бири болмақта.
2008-07-03
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири Meng Hongwei бүгүн йәни пәйшәнбә күни бейҗиңда бейҗиң олимпикиниң 3 хил тәһдиткә дуч кәлгәнликини елан қилған. У бу 3 хил тәһдитни," хәлқаралиқ террорчилар, шәрқи түркистан террорчилири вә дөләт ичидики вәһший иҗтимаий җинайәтчиләр " дәп көрсәткән.
2008-07-03
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири мең хуңвей пәйшәнбә күни, " җуңго шәрқий түркистан террорлуқ тәшкилатиниң тәһдитигә дуч кәлмәктә " дегәндин кейин, мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи буниңға дәрһал инкас қайтурди.