Архип
2008-07-03
Америка президент ишханиси ақсарай пәйшәнбә күни олимпик йиғининиң 8 - авғуст күнидики ечилиш мурасимини байқут қилиш һәққидики чақириқларға қаримай, бушниң ечилиш мурасимиға қатнишиши мумкинликини билдүрди.
2008-07-03
Уйғур елиниң қәшқәр шәһиридин хотән дияриға қәдәр туташтурулидиған вә 487 километир узунлуқтики қәшқәр - хотән төмүр йолини ятқузуш қурулушиниң сәпәрвәрлик мурасими пәйшәнбә күни хотән шәһиридә өткүзүлди.
2008-07-03
Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири кесаң яңке такла пәйшәнбә күни японийә пайтәхти токйода ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай билән далай лама вәкиллириниң арисида елип берилған ахирқи сөһбәт кишигә илһам бәхш етәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
2008-07-03
Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири кесаң яңке такла пәйшәнбә күни японийә пайтәхти токйода ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай билән далай лама вәкиллириниң арисида елип берилған ахирқи сөһбәт кишигә илһам бәхш етәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
2008-07-02
Хитайниң олимпик һарписида йүз бәргән 3 - чоң вәқә 28 - июн WengAn вәқәсидин бүгүн бәш күн өтти. Уруп - чеқиш вә от қоюш тохтиди. Вәқәгә сәвәб болған җәсәтму йәрликигә қоюлди. Әмма тәрәпләр арисидики қәләм күриши давам қилмақта.
2008-07-02
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң вәкиллири билән хитай даирилири арисида башланған 7 - нөвәтлик хитай - тибәт сөһбити чаршәнбә күни 2 - күни гә кирди. Мунасивәтлик тәрәпләр 2 күн давамлишидиған бу нөвәтлик сөһбәтниң әмили мәсилиләрдә илгириләшкә еришишини үмид қилмақта.
2008-07-02
Уйғурларниң түркийигә келип җайлишиши бәкла узун тарихқа игә болуп, бу кишиләр түркийигә кәлгәндин кейин уйғур, түркистанли, қәшқәрли, артуш, ғулҗа вә турпан дегәнгә охшаш исимларни өзлиригә фамилә қилип алған. Бу хил фамилилик кишиләрдин сорисиңиз , уларниң тегиниң уйғур болуш еһтимали наһайити юқири.
2008-07-02
Канада парламенттидики йеңи демократлар партийәсидин болған парламент әзаси пеггй наш хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини изчил әйибләп кәлгән канададики сиясәтчиләрдин бири. У, һүсәйин җелил өзбекистанда қолға елинип,хитайға өткүзүп берилгәндин буян, канада һөкүмитини бу мәсилигә җидди муамилә қилишқа үндәп кәлмәктә.
2008-07-02
Һәммигә мәлумки, адәм балисиниң башқа җанлиқлардин алаһидә пәрқлинип туридиған хисләтлиридин бири шуки, адәм балиси яхшилиқни сөйиду, өзигә яхшилиқ қилғанни һөрмәтләйду вә бу яхшилиқни қайтурушқа тиришиду. Чүнки адәмниң ички һессияти өзигә яхшилиқ қилған, бешиға күн чүшкән чағларда униңға һәмдәм болған, еғирчилиқ - хушаллиқ күнләрдә биргә болған кишиләрдин сөйүниду, қәлби даим шундақ кишиләргә интилиду, ашундақ кишиләр билән хиял сүргинидә көңли арам тапиду, шуңа уларни һәмишә яд етип туриду, уларниң қилған яхшилиқлирини әсләп туриду.
2008-07-02
2008 - Йили 6 - айниң 17 - күни мустәмликә уйғуристанниң пайтәхти үрүмчидә аталмиш "инақлиқ сәпири" намида аталмиш "муқәддәс мәшәл" көтүрүп меңиш мурасими өткүзүлди. Үрүмчидә уйғурларға ишик - деризиләрни тақиветишкә, қәшқәрдә уйғурларға тала - түзгә чиқмаслиққа буйруқ қилинди.
2008-07-02
2008 - Йили 6 - айниң 17 - күни мустәмликә уйғуристанниң пайтәхти үрүмчидә аталмиш "инақлиқ сәпири" намида аталмиш "муқәддәс мәшәл" көтүрүп меңиш мурасими өткүзүлди. Үрүмчидә уйғурларға ишик - деризиләрни тақиветишкә, қәшқәрдә уйғурларға тала - түзгә чиқмаслиққа буйруқ қилинди.
2008-07-02
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, коммунист хитайниң азадлиқ армийиси йеқинда, буниңдин бурун тәйвәнгә қаритип орунлаштурған миң данә S - 300 бәлгилик русийидә ишләнгән башқурулидиған бомбилирини елип ташлап, униң орниға тәйвәнниң һуҗумчи айрупиланлириға тақабил туралайдиған йеңи типтики башқурулидиған бомбилирини орунлаштурған.
2008-07-02
Хитай һөкүмити бейҗиңда өткүзилидиған олимпик мусабиқисини қоғдаш үчүн, җайларда җидий вәқә йүз беришниң алдини елиш лазимлиқини җакарлап келиватқан мушу пәйттә, бүгүн хунәндә тйән кәййү исимлик бир пуқра өйиниң һөкүмәт тәрипидин 'қанунсиз туралғу' дәп чеқиветилгәнликигә қаттиқ ғәзәплинип, җаң җаҗе кочиси аһалә комитети дәп атилидиған йәрлик асаси қатлам һөкүмәт ишханисида икки қота присланған газни партлитип от қойған. Бу вәқәдә 12 адәм зәхмиләнгән.
2008-07-02
Уйғур тәшкилатлири һазир давамлишиватқан вә һәл қилғуч пәйткә келип қалған тибәт - хитай сөһбитиниң мувәппәқийәтлик болушини үмид қилмақта вә буниң үчүн тибәтләр билән техиму зич һәмкарлашмақта.
2008-07-02
Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн вашингтондин хәвәр қилишичә, америка президенти җорҗ буш түнүгүн нилсон мандела һәққидики бир қарар лайиһисигә имза қойған.