Архип
2008-08-19
2008 - Йили 8 - айниң 8 - күни әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида елип берилған намайишта өзиниң хитайға болған наразилиқини ипадиләш, хитайни әйибләш, уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумни дуня җамаәтчиликигә йәткүзүш мәқситидә һаяти хәвп - хәтәргә қаримай өзигә от қойған мәмәт турсун әпәнди әнқәрә нәмунә дохтурханисидин истанбулдики бағчилар дөләт дохтурханисиға йөткәлди.
2008-08-19
8 - Айниң 4 - күнидики қәшқәр вәқәси, 8 - айниң 10 - күнидики кучар вәқәси вә 8 - айниң 12 - күнидики йеңишәһәр вәқәси қатарлиқ вәқәләр тоғрисидики мулаһизиләрниң көпләп елан қилиниши, мәлумки, ахбарат саһәсиниң диққитини уйғурлар мәсилисигә йәнә бир қетим мәркәзләштүрди.
2008-08-19
Қирғизистан уйғур иттипақи җәмийити мәзкур дөләттики уйғурларниң бирдин бир һөкүмәткә тизимға алдурған қануни тәшкилати болуп һесаблиниду. Шу түпәйли уйғур иттипақи җәмийәтниң тәшкили түзүлмиси, паалийити, иттипақниң қармиқидики нәшр әпкари қатарлиқлар қирғизистан уйғурлириниң иҗтимаий һаятидики муһим нәрсиләр болуп кәлмәктә.
2008-08-19
Зериккәндә телевизорниң 77 - қанални ичип тарихи темиларни болупму 2 - дуня урушиниң тарихини һәвәс билән көримән. Таҗавузчи билән таҗавуз қилинған милләтләр оттурисидики уруш тарихи мини чуңқур ойларға йетәкләйду.
2008-08-19
Зериккәндә телевизорниң 77 - қанални ичип тарихи темиларни болупму 2 - дуня урушиниң тарихини һәвәс билән көримән. Таҗавузчи билән таҗавуз қилинған милләтләр оттурисидики уруш тарихи мини чуңқур ойларға йетәкләйду.
2008-08-19
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати дүшәнбә күни баянат елан қилип, бейҗиң олимпик йиғиниға капаләтчи болған 12 ширкәтни хитайда кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилинишиға көз юмуп, иҗтимаий мәсулийәттин өзини қачурди" дәп тәнқид қилди.
2008-08-19
Хитай хәлқ ториниң хәвиридин ашкарилинишичә, 16 - авғуст күни бейҗиңда аз санлиқ милләтләр кишилик һоқуқ тәрәққияти һәққидики ахбарат елан қилиш йиғини ечилған, йиғинда чәтәл мухбирлириниң, уйғур мусулманлириниң инсаний һәм диний һәқ - һоқуқлири һәққидә соралған соалларға җаваб бәргән, хитай миллий ишлар комитети муавин рәиси ву шимин, хитай даирилириниң уйғурларниң һәҗ қилиш паалийитигә тосқунлуқ қиливатқанлиқини инкар қилған.
2008-08-19
Хитай даирилири 18 - авғуст, дүшәнбә күни муқимлиқ хизмити телефон йиғини ечип, уйғур елидә муқимлиқни сақлаш үчүн қаттиқ қоллуқ билән бастурушни тәкрар тәкитлиди.
2008-08-19
Франсийә ахбарати дүшәнбә күнидики хәвиридә, франсийә ташқи ишлар министири билән президент ханиминиң далай ламани қобул қилидиғанлиқини елан қилди.
2008-08-19
Ройтерс агентлиқиниң 19 - авғуст бейҗиңдин тарқатқан хәвиригә қариғанда, хитай пакистан билән болған йеқин мунасивитини сақлап қелиш истикидә болмақта.
2008-08-18
Бейҗиң олимпик мусабиқисидә йолға қойған бихәтәрлик тәдбирлириниң бир қисими сүпитидә уйғур илидики һава йоллири ширкитиниң үч нәпәр уйғур учқучиси хитай даирилири тәрипидин вақтинчә учуштин тохтитип қоюлған.
2008-08-18
Бейҗиңдә 8 - айниң 8 - күни олимпик мусабиқиси башланғандин буян, хәлқарада бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимида ипадиләнгән мәзмунлар һәққидики мулаһизиләр давамлишиватиду. Бу мулаһизиләр асасән бейҗиң олимпикидин кейин хитайда қандақ өзгириш болуши мумкин, дегән мәсилигә мәркәзлишиватиду.
2008-08-18
Қәшқәр вә кучада йүз бәргән вәқәләр дуняниң диққәт етибарини уйғур мәсилисигә буриди. Түркийидики бәзи аммиви тәшкилатлар һәр хил йоллар билән уйғур мәсилисини түркийә җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришмақта. Түркийә миллий қиммәтләрни қоғдаш вәхпи түркийидики гезитләргә елан бериш арқилиқ уйғур мәсилисини аңлатмақта.
2008-08-18
Шәнбә күни франсийә президенти саркозийниң вастичилиқи һәмдә америка ташқи ишлар министири канда лиза райисниң зияритидин кейин русийә билән грузийә рәсмий уруш тохтитиш келишимигә имза қойди. Хәвәрләрдин қариғанда, русийә дүшәнбә күни қошунлирини чекиндүрүшкә башлиған.
2008-08-18
2008 - Йили 8 - айниң 16 - күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитети қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләш мунасивити билән путбол мусабиқиси өткүзүлди.