Архип
2008-08-22
Хоңкоңдики хитай тәтқиқатчи, " ху җинтав дәври" дегән әсәрниң аптори вилли лам америкидики дуняви тәсиргә игә чоң гезитләрниң бири болған Wall Street Journal гезитиниң җүмә күнки санида мақалә елан қилип, хитайниң олимпик йиғинидин кейин аваригәрчилик туғдурғучиларни бастурмақчи болуватқанлиқини билдүрди.
2008-08-22
Тибәт роһани даһиси далай лама җүмә күни франсийә президентиниң ханими карла саркозий вә франсийә ташқи ишларминистири бернард кочинерлар билән көрүшүп, хитайни демократийә йолида илгириләшкә чақирди.
2008-08-22
Исраилийидә өзлирини террорлуқниң зиянкәшликигә учриған дәп қарайдиған 100 дин артуқ исраилийилик пәйшәнбә күни хитайниң әң чоң банкилиридин бири болған җуңго банкиси үстидин америка сот мәһкимисигә әрз сунуп, мәзкур банкиниң пәләстин тәшкилатлириға пул оборот қилишни тохтитишини тәләп қилди.
2008-08-21
Олимпик өткүзүлүш җәрянида, бейҗиңда намайиш елип беришқа рухсәт берилгән 3 районда һазирға қәдәр бир қетимму намайиш өткүзүлүп бақмиған болуп, буниң сәвәби намайиш илтимаслириниң изчил рәт қилиниши түпәйлидин мәйданға кәлгән.
2008-08-21
Уйғур елидики пиланлиқ туғутқа мәсул орунлардин ашкарилинишичә, хитай даирилири бу йил 7 - айниң 10 - күнидин тартип " қуяш нури һәрикәт пилани " намида, уйғур ели миқясида пиланлиқ туғут хизмитини күчәйтиш тәдбирлирини елишқа башлиған болуп, хитай даирилириниң төт қәдәм басқуч билән елип бериватқан бу һәрикити 10 - айниң оттуричә давамлишидикән.
2008-08-21
Пәрвәз мушәррәпниң президентлиқ вәзиписидин истипа бериши пакистан вәзийитидә йүз бәргүси зор бир өзгириштин бир сигнал дәп қаралмақта. Әмма бу өзгиришниң райондики мәнпәәтдар тәрәпләрниң қайсисиға қандақ тәсир көрситиш еһтимали нөвәттики сиясий мулаһизиләрниң қизиқ темисидур.
2008-08-21
Хитайда 'хәлқара қаидә буйичә иш көрүш' дегән сөз наһайити көп сөзлиниду, әмма униң әмәлийити қандақ? бүгүн 'көзитиш журнилида'да 'хәлқара қаидә' билән 'җуңгониң әһвали' тоғрисидики санлиқ мәлуматлар селиштурулған бир обзор елан қилинди.
2008-08-21
Баш штаби белгийиниң бруссел шәһиригә җайлашқан чегрисиз кишилик һоқуқ тәшкилати бир һөкүмәтсиз тәшкилат болуп, мәзкур тәшкилатниң мәркизий нишани кишилик һоқуқни дуня характерлик илгири сүрүштур.
2008-08-21
Түркийидә чиқидиған нопузлуқ гезитләрниң бири болған һөрийәт гезитинң лондонда турушлуқ мухбири фарук забчи әпәнди олимпикниң алдида уйғур дияриға мәхпи һалда берип хәвәр язған мухбирларниң бири болуп, униң "уйғурларға олимпик бесими" намлиқ чатма мақалилири һөрийәт гезитидә рәсимләр билән биллә елан қилинди.
2008-08-21
Йеқинда қирғизистандики һакимийәт сүрүватқан партийиниң қурултийи болуп өткән. Мәзкур партийидин келип чиққанлар парламент вә һөкүмәттә муһим салмақни игилигән болуп, бу әһвал башқа өктичиләр тәрипидин тәнқид қилинмақта. Өткән йили қирғизистан өктичилири әнә шу сәвәбтин кәң көләмлик намайиш уюштурған иди.
2008-08-21
Уйғурлар әзәлдин тиришчан бир милләт болғанлиқтин, улар дуняниң һәр қайси җайлириға тарқилип , нурғунлиған қийинчилиқлар вә оңушсизлиқларға учриған болсиму, өзлириниң тиришчанлиқи вә әмгәк сөйәрлики билән барған җайлирида, өзлирини шу җайларниң йәрлик хәлқлиридин қелип қалмайдиған турмуш сәвийисигә чиқиралиған икән.
2008-08-21
Әнгилийә баш министири горден бровенниң лондон давниң кочисидики ишханиси, бровенниң пәйшәнбә күни башланған бейҗиң сәпиридә хитай рәһбәрлириниң алдиға кишилик һоқуқ мәсилисини қойидиғанлиқини елан қилди.
2008-08-21
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири пәйшәнбә күни уйғур елиниң қәшқәр шәһиридә 4 - авғусттики хитай жандарма қисимлириға тәвә 16 нәпәр әскәрниң өлтүрүлүш вәқәсидин кейин 100 дин артуқ уйғурниң қолға елинғанлиқини хәвәр қилди.
2008-08-21
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни шветсарийә һөкүмитини гуантанамо арилида 6 йилдин бери америка тәрипидин тутуп турулуватқан, лекин қобул қилидиған бирәр дөләт чиқса қоюп берилиши муқимлашқан 3 нәпәр чәтәллик тутқунға панаһлиқ беришкә чақирди.
2008-08-21
Уйғур аптоном райониға вакалитән олимпикниң бокс түригә қатнишиватқан қанат ислам, бокс түриниң оттура дәриҗиликләр чарәк һәл қилғуч мусабиқисидә баһама маһири торено җонсонни йәңгәндин кейин, җүмә куба маһири карлос бантекс суарез билән йерим һәл қилғуч мусабиқигә чүшиду. Бу уйғур аптоном райони бокс маһириниң тунҗи қетим олимпик мусабиқисидә йерим һәл қилғуч мусабиқигә қатнишишидур.