Архип
2008-09-03
Америкиниң миннесота штатидики сант паул шәһиридә өткүзүлүватқан америка җумһурийәтчиләр партийисиниң америка тарихидики "алаһидә дәвр" дә чақирилған мәмликәтлик қурултейи сәйшәнбә күни 2 - күнини өткүзди.
2008-09-03
Америкиниң асаслиқ мәтбуат вастилиридин Orlando Sentinel, Suntimes қатарлиқларда хитайға қарита тәнқиди обзор вә мулаһизиләр елан қилинған болуп, америка авази радиоси бу һәқтә қисқичә хуласә баян қилди.
2008-09-03
Америка муавин президенти дик чений күнсайин җиддийлишиватқан кавказийини чөридигән вәзийәтниң тәрәққиятиға әгишип, мәзкур қизиқ нуқтидики әзәрбәйҗан, грузийә шуниңдәк шәрқий явропадики украинийигә қаратқан мәхсус сәпирини башлиди.
2008-09-03
Түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң бейҗиң үрүмчи вә қәшқәргә елип бериватқан рәсми зиярити давам қилмақта. Дөләт министири күршат түзмән бу қетимқи зиярити җәрянида үрүмчи йәрмәнкисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқандин башқа, хитай дөләт рәһбәрлири вә ширкәт мәсуллири биләнму бир йүрүш учришишларни елип барған.
2008-09-03
Пәрзәнт тәрбийиси дуняда әң шәрәплик вә улуғ бир мәсулийәттур. Ата - анилар балиларниң тунҗи муәллимлири. Балиларниң келәчәктә қандақ адәм болуп чиқиши шуларниң тәрбийисигә бағлиқтур. Пәрзәнтлирини вәтәнгә, милләткә вә җәмийәткә пайдилиқ қилип йетиштүргән ата - анилар буниң мукапатини иккили дуня чоқум көриду.
2008-09-03
Имтиязлиқ тәбиқиләр билән пуқралар оттурисидики тәқсимат принсипи җуңгочә тәқсимат принсипи дәп, атилип охшашла инсанийәт тарихида мисли көрүлмигән тәқсимат принсипи болуп қалди. Һөкүмәт пай - чәк апитини вә пул - муамилә кризисини пуқраларниң бешиға иттирип қойди. Пайда - мәнпәәтни имтиязлиқларниң пайдисиға йүзләндүрди.
2008-09-03
Русийә билән грозийә оттурисида 8 - айда тоқунуш йүз бәргәндин кейин, америка муавин президенти дик чәйниниң америкиниң сабиқ совет иттипақи тәвәсидики иттипақдашлирини қоллаш зиярити бүгүн азәрбәйҗандин башланди. Униңдин кейин у грозийә вә окраиналарға бариду.
2008-09-03
Хитай һөкүмити бүгүн уйғур аптоном районида 'мәҗбурийәт маарип қануни' тиклиди. Хитайниң тор бәтлиридә баян қилинишичә, бу қанунниң 4 - маддисида уйғурларға қарита хитай тилини өгинишни мәҗбурийәт қилиш үчүн 'қош тиллиқ маарипни йолға қоюш' бәлгиләнгән.
2008-09-03
Түркийиниң тиҗарәт ишлириға мәсул дөләт миниситири куршат түзмән йеқинда үрүмчидики сода көргәзмисигә қатнишиватқан вақитта, үрүмчидин қәшқәргә берип мәхмуд қәшқәри вә йүсүп хас һаҗип мазарлирини зиярәт қилған.
2008-09-03
Америкида сәккиз милйон мусулман рамизанни дағдуғилиқ башлиди. Америкидики сәккиз милйон мусулманниң бир қисми дуняниң һәр қайси җайлиридин күчүп келип йәрләшкән америкилиқлар, йәнә бир қисми америкида туприқида туғулуп - үскән мусулман. Йәнә бәзилири чәтәл муһаҗирлири.
2008-09-03
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райс 9 - айниң 4 - күнидин 7 - күнигичә ливийини зиярәт қилип, ливийә президенти муаммар казафи билән көришиду. Роейтерс агентлиқиниң баян қилишичә, бу, америка - ливийә оттурисида йерим әсрдин артуқ вақиттин буян депломатйидә йүз бәргән бир тарихи характерлиқ йеңилиқ.
2008-09-02
12 - Авғуст яманяр вәқәсиниң гумандарлири билән хитай қораллиқ қисимлири арисидики ахирқи тоқунуш 29 - авғуст күни кәч саәт 7 дә йүз бәргән. Тоқунушқан орун йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ йезиси, тоқунушқан мәйдан қизилбуя вәқәсидикигә охшашла қонақлиқ болған.
2008-09-02
27 - Авғуст пәйзиват наһийиси қизилбойи йезисида хитай сақчилири билән уйғур қаршилиқ көрсәткүчиләр арисида йүз бәргән тоқунушта хитайниң икки сақчиси өлтүрүлгән вә 5 сақчиси еғир яриландурулған иди.
2008-09-02
Америкида һакимийәт үстидики җумһурийәтчиләр партийисиниң мәмликәтлик қурултейи дүшәнбә күни америкиниң миннесота штати сант паул шәһиридә башланди.
2008-09-02
Һәммигә мәлумки, рамизан ейи пүтүн айлардин улуғ вә қиммәтлик болған бир айдур. Рамизан ейи мусулманлар үчүн, чоң бир мол һосул вақтидур. Пүтүн мусулманлар, җүмлидин уйғурлар рамизан ейиға наһайити зор әһмийәт бериду. Шуңа уйғурлар бу айни 11айниң падишаһи вә бәрикәт ейи дәп қарайду.