Архип
2008-09-02
Д у қ бүгүн қурултай рәиси вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим намидин тәйярланған "хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қисас елиш характерлик тутқун қилиш һәрикитидин әндишиләнмәктимиз" намлиқ мураҗиитини көп тилларға тәрҗимә қилип, һәр қайси демократик дөләтләрниң һөкүмәтлири, парламентлири, кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара һөкүмәтсиз тәшкилатлар, дөләтләр баш әлчиханилири қатарлиқ орунларға мәктуп шәклидә йоллиған.
2008-09-02
2008 - Йили 8 - айниң 26 - күни "җуңгоға нәзәр "тор бетидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә мундақ көрситилди: бу йилниң алдинқи йеримида 67 миң йүрүшлүк кархана гумран болуп тақалди. Нөвәттә карханиларниң гумран болуши шиддәтлик долқунға көтүрүлди.
2008-09-02
2008 - Йили 8 - айниң 26 - күни "җуңгоға нәзәр "тор бетидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалидә мундақ көрситилди: бу йилниң алдинқи йеримида 67 миң йүрүшлүк кархана гумран болуп тақалди. Нөвәттә карханиларниң гумран болуши шиддәтлик долқунға көтүрүлди.
2008-09-02
Хитай олимпики уйғурларға немә елип кәлди? дуняға қандақ тәсир қалдурди? дегән мәсилә тоғрисида дуня уйғур қурултейиниң австралийидики вәкили, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һүсән әпәнди өзиниң һес қилғанлирини баян қилди.
2008-09-02
Франсийә агентлиқиниң сәйшәнбә хәвиридә көрситилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йү сәйшәнбә күни грозийә кризиси һәққидә битәрәп һалда баянат бәргән болуп, у баянатида " биз грозийә кризисигә мунасивәтлик дөләт һәм тәрәпләрниң диалог вә музакириләр билән кризисни мувапиқ бир тәрәп қилишни үмид қилимиз " дәп бейҗиң тәрәпниң русийини қоллаш - қоллимаслиқ һәққидики ениқ мәйданини билдүрмигән.
2008-09-02
Хитай даирилири 12 - авғуст яманяр вәқәсиниң гумандарлирини тутуш җәрянида 27 - авғуст қизил бойи вәқәси келип чиққан иди. Қизилбойи вәқәсидин кейин қәшқәр вилайитидә вәқә гумандарлирини из - қоғлап тутуш сәпәрвәрлики қозғалған иди.
2008-09-02
17 - Нөвәтлик үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси, һәр йилидикидәк 2 - сентәбир үрүмчигә җайлашқан шинҗаң хәлқара көргәзмә мәркизидә ечилишқа башлиди.
2008-09-02
Буниңдин төт күн бурун пакистанда икки нәпәр хитай инженер вә икки нәпәр пакистанлиқ йоқап кәткән иди, роейтерс агентлиқиниң мәзкүр вәқә һәққидә бүгүн тарқатқан хәвиридә көрситилишичә, нөвәттә пакистандики талибанлар йоқап кәткән бу икки нәпәр хитай инженери вә икки пакистанлиқни өзлири гөрүгә алғанлиқини, пакистан һөкүмәт армийиси пакистандики миллитанларға қаратқан һуҗумини тохтатмиғичә бу гөрүгә еливалғанларни қоюп бәрмәйдиғанлиқини елан қилған.
2008-09-02
Хитайниң сичуән өлкисиниң пәнҗихуа районида 30 - авғуст шәнбә күни 6.1 Бал йәр тәврәп, һазирға қәдәр 40 адәмниң өлгәнлики, 900 миң кишиниң апәттә қалғанлиқи мәлум болди.
2008-09-01
Явропа иттипақиға әза 27 дөләт дүшәнбә күни франсийә президенти саркозийниң тәшәббуси бойичә русийә - грузийә тоқунуш мәсилиси җүмлидин русийиниң җәнубий ассетийә, абхазийидин ибарәт икки җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилиш мәсилисини музакирә қилип, русийигә қандақ муамилә қилиш һәмдә русийә билән қандақ мунасивәт орнитиш һәққидә җиддий йиғин чақирди.
2008-09-01
Уйғурларниң авғуст ейида қәшқәр вә кучарларда тохтавсиз давам қилдурған қаршилиқ һәрикәтлирини хитай һөкүмити "террористик һәрикәт" дәп атиған болсиму, әмма ғәрб мәтбуатлири уни " 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпики шәнигә қара тамға урғучилар", "мустәқиллиқ җәңчилири"игилик һоқуқ күрәшчилири" дегәндәк намларда атап хәвәр, мақалилар елан қилип, хитай билән ғәрб әллириниң уйғур қаршилиқ күчлиригә болған баһалиридики пәрқни рошән әкис әттүргән иди.
2008-09-01
Түркийиниң ташқи содиға мәсул дөләт министири күршат түзмән хитайда вә үрүмчидә рәсми зиярәт елип бармақта. 9 - Айниң 1 - күни миллийәт, түркийә гезитлиридики хәвәрләрдә түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң бейҗиң вә үрүмчигә елип бармақта болған зиярити һәққидә мәлумат берилгән.
2008-09-01
Нөвәттә хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда, болупму уйғурлар зич олтурақлаш районларда вилайәт билән вилайәт, наһийә билән наһийә, йеза билән йеза, һәтта кәнт билән кәнтләр оттурисиғиму мәхсус тәкшүрүш нуқтилирини қуруп, уйғурларниң әркин һәрикәт қилишини зор дәриҗидә чәкләватқанлиқи һәммимизгә мәлум.
2008-09-01
Алдамчилиқ инсан тәбиитигә ят вә уларниң шәнигә ярашмайдиған бир начар хулуқтур. Алдамчилар пүтүн инсанийәтниң луғитидә сөкүлмәктә. Инсанлар яритилғандин буян кәлгән пүтүн дин, пәлсәпә вә йәрлик қанунларму алдамчилиқни мәни қилиду вә алдамчиларни сөкиду.
2008-09-01
2008 - Йиллиқ америка җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийи ахбарат мәркизиниң хәвәр қилишичә, 1 - сентәбир дүшәнбә күни ечилиш алдида турған мәзкур қурултай, америкиниң җәнуби районлириға тәһдит селиватқан, шиддәтлик деңиз долқуни қуюн апити сәвәбидин бу күнигә орунлаштурулған бир қисим паалийәтлирини қисқартидиғанлиқини җакарлиған.