Архип
2009-10-19
Қәдирлик оқурмәнләр, өткән җүмә күндики программимизда, тәйвән мухбири паул мозорниң "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи" намлиқ мақалисиниң, қәшқәрдә кона шәһәр олтурақ районидики мәрһум исимлик уйғур билән елип барған сөһбити қисмини тонуштурған идуқ.
2009-10-19
Франкфортта өткүзүлгән 61 - нөвәтлик хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисиниң әсли шәрәп меһмини хитай һөкүмити болуп, хитайниң икки айдин буян қаттиқ нарази болушиға қаримай, бу йәрмәнкигә қатнашқан д у қ рәиси рабийә қадир ханим, әмәлийәттә бу йәрмәнкиниң һәқиқий шәрәп меһминиға айлинип, хитайниң инавитигә қаттиқ тәсир йәткүзгән.
2009-10-19
2009 - Йили 10 - айниң 17 - күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқий түркситан яшлар тәшкилатиниң бирликтә уюштуруши билән хитай даирлири тәрипидин үрүмчидә елип берилған икки қетимлиқ сотта җәмии 12 нәпәр уйғурниң өлүмгә һөкүм қилинғанлиқиға қарши, истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш елип берилди.
2009-10-19
Пакистан қисмлири билән талибанлар оттурисда вәзиристанда уруш болуватқили бүгүн үч күн болди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, пакистан 30 миң әскәр топлап бу раюнға қарита һәрбий һәрикәт қолланди, уларниң бу һәрикитигә урушчи айрупиланлар маслишиватиду.
2009-10-19
5 - Нөвәтлик асия тенч окян нопус - сәһийә вә һоқуқ чоң йиғини бейҗиңда башланған. Буниңда хитай нопусиниң зорийиш әһвали вә пиланлиқ туғут сиясити һәққидә доклат берилгән. Доклатта хитай нопусиниң 30 йиллиқ пиланлиқ туғут сиясити нәтиҗисидә туғут нисбитиниң төвәнлигәнлики, әмма буниң йәнила йетәрлик әмәслики оттуриға қоюлған.
2009-10-19
Ансиклопидик мәнбәләрдә көрситилишичә, балоч миллитиниң нопуси 20 милйон әтрапида, улар асаслиқи иран, пакистан вә афғанистан чегра бойлирида яшайду. Балочлар өзлири яшаватқан, мәзкур 3 дөләт чегриси ичидики районни балучистан дәп атайду.
2009-10-19
Түркийиниң җәнубий райониға җайлашқан мәшһур саяһәт шәһири анталийидики ақ деңиз университетида 10 - айниң 19 - күни чүштин кейин "үрүмчи қәтлиаминиң алди - кәйнидә" мавзулуқ лексийә бериш йиғини чақирилди.
2009-10-19
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим франкфорт китаб йәрмәнкисиниң хитайни мәзкур йәрмәнкигә "шәрәп меһмини" сүпитидә тәклип қилғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
2009-10-19
Тәйвән президенти хитай һөкүмитини тәйвәнгә қаритип тикләп қойған башқурулидиған бомбилирини еливетишкә чақирди вә ундақ болмай туруп хитай билән тинчлиқ сөһбити елип беришниң орунсиз икәнликини көрсәтти.
2009-10-19
19 - Өктәбир дүшәнбә күни, японийә әркин демократлар партийиси рәиси садакузу танигаки токйо шәһиригә җайлашқан японийә уруш қурбанлири қәбристанлиқи - ясукуни бузрукгаһини тавап қилди.
2009-10-19
16 - Өктәбир кәчқурун хитай даирилири тәшкилләп финландийигә елип чиққан уйғур муқам ансамбили вә дуңзуларниң даге ансамбилидин тәшкилләнгән хор өмики һилсинкидә оюн қойған болуп, бу һәқтә тохталған уйғур паалийәтчиләр хитай һөкүмитиниң алдамчилиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.
2009-10-19
Дүшәнбә күни, америка вә җәнубий корийә һәрбий даирилири хитай вә шималий корийә қатарлиқ дөләтләрдин келидиған интернет һуҗумлириға бирликтә қарши турушта пикир бирлики һасил қилған.
2009-10-18
Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 18 - өктәбир күни германийиниң франкфурт шәһиридики китаб көргәзмисиниң бир муһакимә йиғиниға қатнашқан.
2009-10-18
03 Миң кишилик пакистан армийиси җәнубий вәзиристанни база қилған әл - қаидә вә талибан күчлирини йоқитиш һәрбий һәрикитини башлиғандин буян қарши тәрәпниң базилирини һавадин бомбардиман қилиш вә топқа тутушни давамлаштурмақта.
2009-10-18
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети өткән җүмә күни өзиниң 2009 - йиллиқ доклатини елан қилди. Бу доклатта хитайниң бу бир йил җәрянидики кишилик һоқуқ, қанун һәм башқа саһәләргә мәнсуп көп тәрәплимилик мәсилилири көзитилгән болуп, тибәт вә уйғур елидики вәзийәткиму алаһидә орун берилгән.