Архип
2009-10-18
Йәкшәнбә күни иранниң ғәрбий җәнубидики систан - балучистан районида шиә вә сүнний мусулман даһийлириниң бир қетимлиқ йиғилиш җәрянида өзини өлтүрүвелиш характерлиқ партлаш йүз берип, аз дегәндә 31 адәм өлгән, 28 адәм яриланған.
2009-10-17
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим бүгүн 'тәһдит астидики милләтләр тәшкилати'ниң тәклипигә бинаән, германийиниң франкфорт шәһридә ечиливатқан хәлқара китаб йәрмәнкисигә шәрәплик меһман сүпитидә киргәндә, нурғун кишиләр дәрһал уни тонуп, қизғин қарши алди.
2009-10-17
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, енергийә байлиқи мол түркмәнистан һазир тәбии газ херидарлириниң үчинчи дөләткә сетиш һоқуқини чәклимәктә.
2009-10-17
Бүгүн хитайниң шинхуа агентлиқи үрүмчидин тарқатқан хәвиридә 'сақчилар бәш күн изләш - ахтуруш арқилиқ 7 нәпәр рус саяһәтчисини қутқузувалди' дәп баян қилди.
2009-10-17
Мәркизи агентлиқиниң 17 - өктәбир күни хәвәр қилишичә, афғанистан талибанлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин, талибанларға ярдәмлишип афғанистанни азад қилишни тәләп қилған. Талибанлар оттуриға қойған бу тәләп һазир хәлқарани һәйран қалдурмақта.
2009-10-16
7 - Өктәбир америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитетида "хитайдики кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилиш" темисида елип берилған гуваһлиқ бериш йиғинида уйғур мәсилисиму оттуриға қоюлди.
2009-10-16
"5 - Июл үрүмчи вәқәси"дин кейин,уйғурлар вә уйғур мәдәнийити тонуштурулған мақалиләр хәлқара мәтбуатларда көпийишкә башлиған болуп,тәйвән мухбири паул мозорниң 15 - өктәбир күни, www.asiasentinel.com Да елан қилған "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи" дегән мақалиси әнә шуларниң бири.
2009-10-16
Түркийә иқтисад вә техника университетиниң оқутқучиси, хәлқара мунасивәтләр вә ташқи сиясәт истратегийә мутәхәссиси профессор доктор мустафа айдинниң бәзи муһим хәлқаралиқ мәсилиләргә болған көз қариши баян қилинған мақалә түркийә хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тор бетидә йәр алди.
2009-10-16
Йәр шари характерлик иқтисадий кризиста, ғәрб дөләтлиридә байларниң сани көпәймигән, бәлки мүлки азайди. Хитайда болса, гәрчә миллйонерларниң сани 11% азайған болсиму, әмма бир милярд америка доллирилиқ байларниң сани бултур қидин 30% көпәйди.
2009-10-16
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимисиниң дүшәнбә күни 6 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики, буниңдин бир күн өткәндин кейин, 14 - числа йәнә 6 уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики, һәққидики хәвәргә түрк мәтбуатлири кәң көләмдә йәр бәрди.
2009-10-16
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилириниң бир түркүм уйғурға өлүм җазаси һөкүм қилғанлиқи қазақистандики уйғурларниң хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сияситигә болған наразилиқини ашурмақта.
2009-10-16
Мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң йеқинда "5 - июл вәқәси" гә бағлап сотлиған кишиләрни сотлаш тәртипи хәлқара өлчәмгә тошмайдиғанлиқини билдүрди.
2009-10-16
Франкфорт хәлқара китаб йәрмәнкисиниң тәклипигә бинаән германийидә зияритидики уйғур рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, китаб йәрмәнкисидики паалийитини шәнбә күни рәсмий башлайду. У йәрмәнкә җәрянида йәрмәнкини уюштурғучи орган орунлаштурған бир қатар паалийәтләргә қатнишидикән.
2009-10-16
Америка даирилириниң ашкарилишичә, америка форд матор ширкитиниң бир сабиқ хитай инҗинири ширкәтниң мәхпийәтликини оғрилап, хитайға сетиш билән әйибләнгән. Йүй шяңдуң исимлик бу инҗинир алдинқи америка федирал сот мәһкимиси тәрипидин сода мәхпийәтликини оғрилаш, ширкәтниң компютериға рухсәтсиз кириш билән сотлинидикән.
2009-10-16
Тәйвән даирилири баянат елан қилип, хитайниң гавшюңдики кишиләр тибәт вә уйғур "бөлгүнчиләр" билән бир сәптә туруп, өзиниң наданлиқини намайән қилғанлиқи сәвәби хитай саяһәтчилириниң гавшюңға бармиғанлиқиға даир сөзлирини тәнқид қилди.