Архип
2009-11-30
Пакистанда турушлуқ хитай әлчиханисиниң, қурбан һейт баһанисидә пакистанда яшаватқан уйғурларға қарита йүргүзиватқан сиясий мудиаси нәтиҗә көрситәлмиди.
2009-11-30
Хитай һөкүмити уйғур елидә қанун чиқирип, милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини қанун катигорийисигә киргүзүшни музакирә қилмақтикән. Хәвәрләргә қариғанда, уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи йеқинда йиғин чақирип, қурултайниң қанун комитети тәйярлиған "шинҗаң уйғур аптоном райони милләтләр тәрбийиси низами"ниң пикир елиш нусхисини музакирә қилған. Мәзкур қанун лайиһиси болса мутәхәссис вә анализчилар арисида һәр хил пикир - инкасларни қозғиди.
2009-11-30
Обама әртә вәст пойнт һәрбий академийисидә афғанистан стератегийисни җакарлайду. Тәхминлинишичә, обама афғанистанға 30 миңдин 35 миңғичә әскәр көпәйтиш дегән лайиһини қобул қилиши вә авғаниистандики уруш һәққидә йеңи стератегийә қоллуниши мумкин.
2009-11-30
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, италийә авам палатасидики зорлуқсиз радикал партийисиниң тәклипигә бинаән 20 - ноябир күни италийиниң пайтәхти рим шәһиригә йетип кәлгәндин кейин, паалийәтлирини ғәлибилик ахирлаштуруп 26 - ноябир күни милан шәһиригә йетип барған иди.
2009-11-30
Хитайда йолға қоюлған ислаһат ечиветиш сиясити, гәрчә хитайдики санаәт ишләпчиқиришини йүксәлдүрүп, хитай иқтисадини ашурған болсиму, лекин хитайдики санаәт ишләпчиқиришиниң еһтияҗи вә түрлүк иқтисадий қурулушлар сәвәбидин, йәр - земинлиридин айрилип қалған деһқанлар вә шәһәрләрдики өй - земинлиридин айрилип қалған кишиләрниң наразилиқи күчийип, өй - җайлиридин мәҗбурий көчүрүлгән әрздарлар мәсилиси, хитайдики зор иҗтимаий мәсилиләрниң биригә айланмақта.
2009-11-30
11 - Айниң 28 - куни авистралийиниң адилайд шәһиридә хитай һөкүмитиниң қоллиши билән хитай көчмәнлири тәрипидин "җәнобий авистиралийә шинҗяң уюшмиси" қурулған.
2009-11-30
Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар қурбан һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһиридә яшаватқан уйғурларму шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизигә йиғилип қурбан һейт байримини бирликтә өткүзди.
2009-11-30
Хитай даирилири уйғур тилида икки парчә қанун топлими нәшр қилди. Шинхуа ахбаратида көрситишичә, мәзкур топламға 1979 - йилидин 2009 - йилиғичә чиқирилған 200 хилдин артуқ қанун - бәлгилимиләр киргүзүлгән.
2009-11-30
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама дуня рәһбәрлирини йәр шари килимат өзгириши мәсилисини алдинқи орунға қоюшқа чақирди.
2009-11-30
Хитай мунасивәтлик даирилири турпан - қумул нефитликидә газ йәткүзүш турубилирини кечидә чарлаш қатарлиқ бир қатар бихәтәрлик тәдбирләрни алған.
2009-11-30
Америка президенти обама афғанистанда әскәр көпәйтиш буйруқи чүшүрди. Бу һәқтә баят бәргән ақсарай баянатчиси роберт гиббсниң билдүрүшичә, президент обама йәкшәнбә күни чүштин кейин, афғанистанда әскәр көпәйтиш қарари алған вә буни америка һәрбий әмәлдарлири вә бир қисим мунасивәтлик шәхсләргә йәткүзгән.
2009-11-30
Канададики уйғур, тибәт вә хитай демократчилири, йеқинда хитайда зиярәттә болидиған канада баш министирини хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирип намайиш өткүзмәкчи.
2009-11-29
28 - Ноябир күни чүштин кейин америка пайтәхти вашингтон шәһири йенидики вирҗинийә, марийланд вә башқа шитатлардин кәлгән бир қисим уйғурлар фаирфакис шәһиридики америка - түркийә достлуқ җәмийитиниң бинасиға җәм болуп, қурбан һейт паалийити өткүзди.
2009-11-29
Иран һөкүмити алдинқи һәптидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати атом оргининиң иранниң уранлири русийидә тавлап бериш һәққидики қарарини қобул қилмайдиғанлиқини елан қилғандин кейин, иранниң ядро мәсилиси йәнә мурәккәпләшкән шуниңдәк арқидинла иран һөкүмити кәң көләмлик һәрбий маневир башлиған иди.
2009-11-29
Шәнбә күни украинийиниң пайтәхти кийев һәм башқа шәһәрләрдә 1932 - 1933 - йиллири сталин һөкүмитиниң пүтүн совет иттипақи бойичә мәҗбури йосунда коллектиплаштуруш елип берип, барлиқ ашлиқларни һөкүмәтниң қолиға йиғивелиши нәтиҗисидә келип чиққан еғир ачарчилиқ вәқәсидә нәтиҗисидә 7 милйондин 10 милйонғичә болған украинийиликниң ачлиқтин өлүп кәткәнлики хатириләнди.