Архип
2009-11-19
'Хәлқаралиқ йирақ асиядин йеқин асияғичә қәдимқи түрк тили илмий муһакимә йиғини" түркийиниң афйон шәһиридә давам қилмақта. 11 - Айниң 18 - күнидин 20 - күнигичә давам қилидиған бу илмий муһакимә йиғиниға германийә, русийә, японийә, корийә, хитай, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ 12 дөләттин 40 түрколог қатнашмақта.
2009-11-19
Йеқиндин буян, 5 - июл үрүмчи вәқәси вә униңдин кейин чәтәлләрдин уйғур дияриға зиярәткә барған уйғурлар, радиомиз мухбирлириниң зияритини қобул қилип, өзлириниң үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилик һәққидә көргәнлирини баян қилип келиватқан иди.
2009-11-19
Қирғизистанда, қирғизистандики уйғурлар иттипақи тәшкилатиниң 20 йиллиқи хатириләнди. Хатириләш паалийитигә қирғизистан алий кеңишиниң муавин рәисиму қатнашти вә мәзкур тәшкилатниң қирғизистанда елип барған паалийәтлиригә юқири баһа бәрди.
2009-11-19
Йеқинқи мәзгилләрдин буян хитай мәтбуатлири, қәшқәрниң тоққузақ наһийиси һәққидә пиланлиқ вә сестимилиқ һалда тәшвиқат һәрикити елип бармақта.
2009-11-19
Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ мәслиһәт комитети бүгүн доклат елан қилип, хитайниң һазир җасуслуқ паалийәтлирини күчләндүрүп, америкиниң мәхпийәтликлирини оғрилаш арқилиқ һәрбий вә иқтисадий күчини ашуруватқанлиқини билдүрди.
2009-11-19
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн яврупадики 6 дөләткә қаратқан зияритини башлиди. Мәлум болушичә, рабийә қадир ханим бу қетимлиқ зияритидә һәр қайси дөләтләрдики парламент әзалири вә кишилик һоқуқ җәмийәтлири билән учришиш елип баридикән.
2009-11-19
1989 - Йилидики бейҗиң тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған җу йүңҗүн бүгүн сичуәндә сахтипәзлик җинайити билән әйиблинип сотқа тартилди.
2009-11-19
Америка президенти барак обама гүәнтанамо түрмисини тақаш хизмитиниң кечиккәнликини билдүрди. Барак обама гүәнтанамо түрмисини әслидә 2010 - йили биринчи айда тақап болушни вәдә қилған иди.
2009-11-19
Тәйвәнниң сабиқ муавин президенти лиң шюлйән бүгүн б б с'ға қилған сөзидә америка - хитай учришишидин кейин икки тәрәп елан қилған ортақ баянат тәйвән үчүн җиддий соал пәйда қилди деди.
2009-11-18
Америка президнти барак обама чаршәнбә күни хитайдики зияритини ахирлаштуруп, шәрқий асия сәпириниң кейинки бекити җәнубий корийәгә қарап йүрүп кәтти. Тәрәпләр обаманиң хитай сәпириниң нәтиҗисигә қарита охшимиған пикирләрдә болушмақта.
2009-11-18
Канаданиң монтреал шәһиридә яшаватқан, қазақистан туғулуп өскән тамара әлибақийева ханим оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур аяллири арисидин йетишип чиққан тунҗи музикашунаслиқ илминиң доктори вә профессоридур.
2009-11-18
Ғәрб дөләтлириниң болупму америкиниң афғанистанда президентлиққа қайта сайланған хамид карзайға болған ишәнчисидә төвәнләш көрүливатқанлиқи билдүрүлмәктә. Сиясәтчиләрниң билдүрүшичә, хамид карзай өзиниң хизмитидин иҗабий нәтиҗә көрситәлмигәнлики үчүн, нөвәттә униң үстидики тәнқидләр интайин кәскин икән.
2009-11-18
Алдинқи һәптидә, германийиниң һамбург шәһиридә хәлқаралиқ милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлгән болуп, бу паалийәткә уйғурларға вакалитән германийидики уйғур рәссами мәрвайит һапиз ханимму қатнашқан.
2009-11-18
Обзорчи сидиқ һаҗи рози язған "мустәмликә уйғуристанниң күндилик хатирилири" намлиқ әсәр истанбулдики тәклимакан уйғур нәширияти тәрипидин нәшир қилинди.
2009-11-18
Обзорчи сидиқ һаҗи рози язған "мустәмликә уйғуристанниң күндилик хатирилири" намлиқ әсәр истанбулдики тәклимакан уйғур нәширияти тәрипидин нәшир қилинди.