Архип
2009-11-29
Хитай һөкүмитиниң 2010 - йиллиқ мәркизий һөкүмәтниң һәр қайси тармақлири вә мәркизий һөкүмәткә биваситә қарайдиған органларға хизмәтчи қобул қилиш имтиһани башлинип, өзини мәлум қилип, имтиһанға қатнашқанларниң сани пүтүн хитай бойичә бир милйондин ешип кәткән болуп, бу адәмләр аран 15 миң хизмәт орнини талашқан.
2009-11-29
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, "мд - 11" типлиқ бир йүк айропилани шәнбә күни шаңхәйниң фудоң айродромидин учуш җәрянида апәткә учрап, үч нәпәр айропилан хадими өлгәнлик сәвәби билән америка тәкшүрүш хадимлири шаңхәйгә келип, вәқәни тәкшүрүшни башлиған.
2009-11-28
Канада баш министири стефен харпер 12 - айниң 2 - күнидин 6 - күнигичә хитайни зиярәт қилиду. Униң хитай билән сөзләшкәндә оттуриға қоюдиған, хәлқара кәчүрүм тәшкилати азад қилмақчи болған сиясий мәһбуслар тезимликидә нур мәһәммәд ясинниң исмиму бар.
2009-11-28
Бирләшмә агентлиқниң баян қилишичә, шаңхәй пудоң айрудромидин бешкәккә учқан м д 11 бәлгилик йүкчи айрупилан 28 - ноябир күни йәрлик вақит әтигән саәт 8 дин 12 минут өткәндә, һаваға көтүрүлүпла һадисгә учриди.
2009-11-28
Бирләшмә агентлиқиниң русийиниң угловка шәһәрчисидин хәвәр қилишичә, москва вақти 27 - ноябир кәч саәт 21 дин 30 минут өткәндә, москвадин сан питрсбург шәһригә қатнайдиған 'невски' бәлгилик 166 - қетимлиқ пәвқуаддә тез пойизда партлаш йүз берип, 600 йолучи вә 20 нәпәр пойиз хизмәтчиси бар 3 вагун релистин чиқип кетип, 26 адәм өлди. Йүздәк адәм яриланди.
2009-11-28
Бошүн тор гезитиниң бүгүн хәвәр қилишичә, адәттә чиш - терниқиғичә қоралланған 9 әскәр бир гуруп болуп үрүмчиниң кучилирида чарлап елип берип турудиған хитай қораллиқ қисимлири, 5 - ийол вәқәсидин кейиники тунҗи қетимлиқ қурбан һейтида, 18и бир гуруп болуп, һәммси оқтин сақлиндиған кейим билән кучиларда, болупму мичитләрниң әтрапида тохтимай чарлаш елип берип, мусулманларға қарита җиддийлик түс пәйда қилди.
2009-11-27
Бүгүн америкидики уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә қурбан һейтни күтүвалди. Вергинийә вә вашингтон әтрапидики уйғурлар қурбан һейт намизини бу йәрдики түрк җамаити билән бирликтә оқуған болуп, намазда җамаәт, шәрқий түркистанда хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситидә, зулум ичидә яшаватқан уйғурлар үчүн дуа қилишти.
2009-11-27
Бүгүн, йәни 11 - айниң 27 - күни, түркийидики73 милйон мусулман тәнтәнилик һалда қурбан һейтни башливәтти. Түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп тайип әрдоған хәлқ билән қурбан намизи қилип мәтбуатқа баянат берип хәлқиниң һейтини тәбриклиди.
2009-11-27
27 - Ноябир күни истанбулда яшаватқан уйғурлардин көп санда киши зәйтинбурну районидики аминә инанч вәхпи мәсчитидә қурбан һейт намизини оқиди вә намаздин кейин аминә инанч вәхпи мәсчитиниң алдиға топлишип өз - ара саламлишип, бир - бириниң қурбан һейт байримини тәбрикләшти вә уйғур мусулманларниң бу қурбан һейт байримини хушал вә тинчлиқ ичидә өткүзүши үчүн дуа қилди.
2009-11-27
Сәуди әрәбистанида уйғурларниң көп қисми бу күнләрдә һәҗ паалийити билән мәшғул болғанлиқтин, улар һейтлишиш ишлирини һәҗдин кейинки күнләргә кечиктүриду.
2009-11-27
26 - Ноябир күни франсийиниң страсбург шәһиридә яврупа парламентиниң омумий йиғини чақирилип, яврупа парламентидики християн демократлар, консерватиплар, йешиллар, сотсиял демократлар вә либераллар иттипақиниң һәр қайси сиясий партийә -гуруппилири оттурисида бир қанчә һәптидин буян елип берилған талаш - тартиш, музакириләргә асасән уйғур вә тибәтләр һәққидә мәхсус 12 маддилиқ қарар лайиһиси қобул қилинди.
2009-11-27
Йеқинда пакистанда яшаватқан уйғурлардин қәмәридин абдурахман, ана юрти йәкәнгә зиярәткә барғанда, хитай сақчилириниң бир қатар зораванлиқлириға дуч кәлгән.
2009-11-27
23 - Ноябир күни алматадики қуддус хоҗамяруф намидики уйғур тиятирида талантилиқ яш шаир назугум нәзәриваниң "илһам тамчилири" намлиқ сәнәт кечилики өткүзүлди.
2009-11-27
Дуняниң һәр қайси җайлиридин сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиригә топланған 2.5 Милйон һаҗи җүмә күни һәҗ паалийитиниң әң муһим тәртиплиридин бири болған шәйтанға таш етиш паалийити елип барди.
2009-11-27
Голландийидики уйғур, тибәт вә хитай аммиви гуруһлар 12 - айниң 10 - күни "хәлқара кишилик һоқуқ күни"мунасивити билән пайтәхт аместердамда бирләшмә паалийәт өткүзүп, голландийә һөкүмити вә хәлқара җәмийәтни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көңүл бөлүшкә чақиридикән.