Архип
2009-11-27
Японийә билән хитай җүмә күни икки дөләт тарихидики тунҗи бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә пүтүшкәнликини елан қилди. Көзәткүчиләр, бу һадисә икки дөләт арисидики узундин бери мәвҗүт болған түрлүк ихтилапларниң юмшашқа башлиғанлиқиниң сигнали дәп қарашмақта.
2009-11-27
Хитайниң "шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш биңтүәни"дин дәм елишқа чиқип юртиға қайтқан шаңхәйлик хитайлар өткән чаршәнбә күни шаңхәй шәһәрлик һөкүмәтниң әрзийәт ишханиси алдида намайиш қилип, пинсийә пулини өстүрүп беришни тәләп қилған.
2009-11-27
1962 - Йили уйғуристанниң ғулҗа шәһиридә партлиған 100 миң кишилик көч - көч вәқәси, 1968 - йили 3 - лийән оқуғучилар тәшкилатиниң рәһбәрликидә үрүмчидә партлиған зор көләмлик намайиш вә 1969 - йили қәшқәрдә миҗит батур вә ахунопниң рәһбәрликидә партлиған қораллиқ қозғилаң, 1980 - йили қәшқәр пәйзават наһийисидә партлиған қураллиқ қозғилаң, 1990 - йили зәйдин йүсүп рәһбәрликидә партлиған ақту - барин қораллиқ қозғилиңи, 1995 - йили хотән илчида партлиған зор көләмлик намайиш, 1997 - йили уйғуристанниң или өлкисидә партлиған зор көләмлик намайиш, 2008 - йили қәшқәр шәһри вә куча кона шәһәрдә йүз бәргән қораллиқ вәқәләр, бу қетим 2009 - йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчи шәһиридә партлиған зор көләмлик намайиш, 60 йилдин бери, миллий мустәмликичилик һөкүмранлиқиға қарши көтүрүлгән намайишларниң ичидә көләм җәһәттин, пәйда қилған тәсири җәһәттин, идийиви - җамаәт пикри тәйярлаш җәһәттин, хитай мустәмликичилиригә әҗәллик зәрбә бириш җәһәттин, хитай мустәмликичилириниң мустәмликә уйғуристандики мадди мәнпәәтлиригә зиян - зәхмәт йәткүзүш җәһәттин, бу намайишлар, бир қәдәр зор вә уйғур тәшкилатчилири қалтис тәшкиллигән намайишлар болуп қалди.
2009-11-27
Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң 11 - айниң 4 - күни юқири дәриҗилик әмәлдарлардин тәркип тапқан 400 кишилик ғайәт зор тәкшүрүш өмикини шәрқий түркистанға әвәтишидики түп мәқсити, бу районда һәқиқий муқимлиқни әмәлгә ашурушниң чарә - тәдбирлири үстидә илмий тәтқиқат елип бериш болуп, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети, бу тәкшүрүш өмикиниң доклатиға асаслинип туруп, келәр йили 3 - айда шәрқий түркистан сиясити һәққидә қайтидин истратегийилик орунлаштуруш елип баридикән.
2009-11-26
Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, рәсмий тәклипкә бинаән италийигә зиярәткә барған иди. 25 - Ноябир күни кәчтә италийә зорлуқсиз партийисиниң мәркизидә уйғурлар һәққидә алаһидә йиғин чақирилған.
2009-11-26
Шималий америка қуруқлуқидики дөләтләр һәр йили 11 - айниң ахирқи һәптисиниң пәйшәнбә күни, тәшәккүр байрими өткүзиду. Бу йил бу байрам 26 - ноябир күни йәни бүгүн өткүзүлүватқан болуп, дуня мусулманлириниң диний байрими болған қурбан һейт байрими билән бир мәзгилгә тоғра кәлди.
2009-11-26
Қурбан һейт уйғурларниң милий вә дини байрам күни болуп, бу күндә чоң - кичик һәммә биргә шатлиққа толиду, узун вақитлардин бири һәрхил сәвәбләр түпәйли бир - бири билән көришәлмигәнләр, издишәлмигән, арида рәнҗиш йүз берип бир - биригә қарашмайдиғанлар бу мубарәк һейтниң шарапити билән бир - бири билән қучақлишип көрүшүп хушаллиқлирини биргә тәнтәнә қилиду.
2009-11-26
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 25 - ноябир күни, аялларға қаритлған зораванлиққа қарши һәрикәт башлайдиғанлиқини билдүрмәктә.
2009-11-26
Америкида нәшрдин чиқидиған вә хәлқарадики даңлиқ журналлардин бири болған "дөләт җуғрапийиси журнили"ниң декабир санида уйғурларға даир бир мақалә елан қилинди. "Башқа бир тибәт" мавзу қоюлған бу мақалидә уйғурларниң кимлики вә һазирқи вәзийити һәққидә тәпсилий мәлуматлар берилгән.
2009-11-26
Һөрмәтлик оқурмәнләр, биз икки һәптиниң алдидики бир праграмимизда, хитайниң чәтәлдики бир қисим муһаҗир уйғурларни зиярәткә тәклип қилип, уйғур ели вә хитайни зиярәт қилдурғанлиқи вә уларға өзлири тууиватқан дөләттә уйғур елиниң әһвали һәққидә хитай үчүн "иҗабий" тәшвиқат қилишни тапшурғанлиқи тоғрисида хәвәр бәгән идуқ.
2009-11-26
Кейинки йиллардин буян хитай һакимийити, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң шунчә күчлүк қаршилиқиға вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң қаттиқ әйиблишигә қаримастин, " йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрни бәрпа қилиш " дегән ниқап билән, уйғур мәдәнийитиниң бөшүки һесабланған қәшқәр қәдимий шәһирини чеқип вәйран қилиш һәрикитини җиддийләштүрүп кәлмәктә.
2009-11-26
Явропа парламенти пәйшәнбә күни қарар ақуллап, хитайниң йеқинда бу йил үрүмчидә йүз бәргән "5 - июл вәқәси" вә 2008 - йили лхасада йүз бәргән "14 - март вәқәси"гә қатнашқан бир қисим уйғур вә тибәтләргә өлүм җазаси иҗра қилғанлиқини тәнқидлиди.
2009-11-26
Хитай даирилири уйғур илиниң қәшқәр шәһиридә икки йилдин бери "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити" билән қамаққа елинған уйғур христян муритлиридин осман имнни қоюп бәргән.
2009-11-26
Һәҗ ибадити үчүн мәккигә топланған икки йерим милюн мусулман һәҗ паалийтиниң 2 - күни йәни пәйшәнбә күни арафат теғиға чиқти. Арафат теғидики ибадәт һәҗ паалийитиниң беҗиришкә тегишлик муһим тәртиплириниң биридур.
2009-11-26
Хитайниң һөкүмәт башқурушидики шинхуа ахбарат агентлиқи тәрипидин чиқирилидиған "көзитиш" журнили мақалә елан қилип, мәркизи һөкүмәткә әрз қилип кәлгән әрзидарларни солайдиған хитайдики мәхпий тутуп туруш орни - "қара түрмиләр"ниң мәвҗүтлуқини ашкарилиди.