Архип
2009-11-26
Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, канада баш министири стипан харперниң 2 - декабирдин 6 - декабирға қәдәр хитайни зиярәт қилидиғанлиқини җакарлиди.
2009-11-25
Қәдирлик оқурмәнләр, дуня мусулманлириниң әнәниви байрими, улуқ қурбан һейт һарписи болған мушундақ бир күнләрдә, уйғурлар дуня мусулманлиридин пәрқлиқ һалда, "5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң җараһәтлири техи сақаймиған һаләттә, еғир қайғу вә мусибәтләр ичидә, бу йиллиқ қурбан һейт байримини күтүвалмақта.
2009-11-25
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин чәтәлләрдики уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қанлиқ зораван сиясәтлиригә болған наразилиқлирини түрлүк тинчлиқ йоллири билән ипадиләп кәлмәктә.
2009-11-25
Дуня сәһийә тәшкилати вә б д т ниң әйдиз программиси түнүгүн доклат елан қилип, дуня миқясида әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани азийишқа башлиғанлиқини, бу йил әйдиз вирусида юқумланғанларниң сани 8 йилниң алдиға қариғанда 400 миң киши азайғанлиқини билдүргән.
2009-11-25
24 - Ноябир сәйшәнбә күни, германийә сақчилири германийиниң мюнхен шәһиридә яшайдиған 4 хитайниң туралғусиға бастуруп кирип, уларни мәзкур шәһәрдә яшаватқан уйғур җамаитиниң устидин ишпийонлуқ қилди дегән гуман билән ахтурди. Бүгүнки мәлуматларға қариғанда, буларниң икки нәпири германийә пуқраси икән.
2009-11-25
"Рабийә қадир: әҗдерһа билән күрәш қилғучи бир уйғур түркиниң хитайға қарши әркинлик муҗадилиси" намлиқ китаб түрк тилида рәсмий нәшир қилинди.
2009-11-25
"Рабийә қадир: әҗдерһа билән күрәш қилғучи бир уйғур түркиниң хитайға қарши әркинлик муҗадилиси" намлиқ китаб түрк тилида рәсмий нәшир қилинди.
2009-11-25
Исламниң бәш асаслиридин бири болған һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн һәр йили мушу күнләрдә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән милйонларчә инсанлар мәккә мукәррәмә шәһиригә йеғилиду. Уйғур һаҗиларму бу муқәддәс земингә кәлгән һаҗиларниң наһайити аз бир қисмини тәшкил қилиду.
2009-11-25
Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң шәнши өлкисидики шаңнән наһийилик сот мәһкимиси түнүгүн, дәнфең наһийилик сақчи идарисиниң башлиқи, партком секритари йән явфеңға 'һоқуқни қалаймиқан ишләткән' дегән җинайи нам билән икки йиллиқ қамақ җазаси, җинайәт гумандарини қейниған 3 сақчиға бир йилиқтин бир йерим йиллиққичә қамақ җазаси һөкүм қилди.
2009-11-25
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай сода министирлиқиниң баянатчиси яв җән бүгүн, америкиниң хитайниң икиспорт қилған туруба қатарлиқ маллириға қарита төкүп сетишқа қарши җәриманә қоюш чариси буйичә, 10.36% Дин 15.75% Ғичә ашуруп баҗ елишни қарар қилғанлиқиға қарши туридиғанлиқини билдүрди.
2009-11-25
Ақсарайниң баянатчиси бүгүн, америка президенти обама өзиниң афғанистан истратегийисини келәр сәйшәнбә күни нйорйоктики вәст понит һәрбий мәктипидә елан қилиду, дәп җакарлиди.
2009-11-25
Хитайниң 'хәлқ гезити' бүгүн, бешкәктә 24 - ноябир күни ечилған террорлуққа зәрбә бериш хәлқара йиғини һәққидә хәвәр елан қилди.
2009-11-25
Хитайниң үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси түнүгүн, ат бәйгә мәйданидики иккинчи номурлуқ бенизин вә газ қачилаш понкитида 22 - ноябир күни йүз бәргән партлаш вәқәси тоғрисида ахбарат елан қилди.
2009-11-24
Париждики чегрисиз тинчлиқ тәшкилати, 24 - ноябир күни хитай һөкүмитиниң 9 нәпәр уйғур вә 3 нәпәр тибәтликкә өлүм җазаси иҗра қилғанлиқиға қарши наразилиқ билдүрүп кәң көләмлик намайиш өткүзгән.
2009-11-24
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим, италийә авам палатасидики зорлуқсиз радикаллар партийисиниң тәклипигә бинаән 20 - ноябир күни италийиниң пайтәхти рим шәһиригә йетип кәлгән иди. У, 24 - ноябир күни рим шәһиридики рим империйисидин қалған тарихи йәрләрни екскурсийә қилған.