Архип
2009-11-24
Америка президенти барак обама сиңни дөләт зиярити берип күтүвалди. Сиңниң америка зиярити президент обаманиң хитай зияритидин кейин мәйданға кәлди. Һиндистан, шәрқий җәнуби асиядики әң чоң демократик дөләт һәмдә асия қитәсидики хитай вә пакистанниң риқабәтчиси.
2009-11-24
Тибәт роһани даһийси далай лама америка президенти обаманиң хитай зияритигә баһа берип, обаманиң "кишилик һоқуқ" мәсилисидә юмшақ қоллуқ қилмиғанлиқини, пәқәт бу қетимлиқ сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини охшимиған усулда оттуриға қойғанлиқини тәкитлиди.
2009-11-24
Бу йиллиқ һәҗ ибадити үчүн пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридин мәккигә йиғилған мусулманлар, һәҗ паалийәтлирини давам қилмақта.
2009-11-24
Мәркизи истанбулға җайлашқан ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң 8 - нөвәтлик хәлқаралиқ қурултай йиғини 2009 - йили 11 - айниң 20 -, 21 - вә 22 -күнлири косованиң пайтәхти пириштинада өткүзүлди.
2009-11-24
Бир һәптигә йәтмигә вақит ичидә хитайда аҗайип қизиқарлиқ сияси һадисиләр оттуриға чиқип, кишиләрни һәйрәттә қалдурди вә бу һадисиләр пәйда қилған вараң - чуруңлар аста - аста кишиләрниң тәпәккур алимигә сиңип кәтти.
2009-11-24
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвр қилишичә, бүгүн йәни сәйшәнбә күни әтигәндә, герман сақчилири 4 нәпәр хитай җасус гумандариниң өйигә бесип кирип тәкшүрүш елип барған.
2009-11-24
Түнүгүн америка дөләт мәҗилисиниң бир түркүм әзалири вә бир қисим хитай өктичилири бирликтә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң нопузлуқ кишилик һоқуқ адвокати җяң тйәнюңни тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүргән.
2009-11-24
Уйғур районлуқ 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи 15 - омумйиғини йәрлик алаһидиликкә игә қанун арқилиқ милләтләр итипақлиқи тәрбийисиниң үнүмини өстүрүш тоғрилиқ бир лайиһәни музакирә қилған.
2009-11-24
Һиндистанда бу йил 9 - айда чәтәллик тиҗарәтчи вә ишчилар һәққидә йеңи бәлгилимә чиқарған. Бу бәлгилимә бойичә, һиндистанға тиҗарәт визиси билән кәлгүчиләрниң ишчилиқ билән шуғуллиниши чәкләнгән.
2009-11-23
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай - америка иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети доклат елан қилип, хитайниң оттура асиядики паалийити вә хитайниң америкидики һәрикитигә диққәт қилишни тәләп қилди.
2009-11-23
Уйғур милли һәрикитиниң йол башчиси рабийә қадир ханим, рәсмий тәклипкә бинаән италийә зорлуқсиз радикаллар партийисиниң чоң қурултийиға қатнашти. Бу қурултайда уйғурлар һәққидә мәхсус қарар лайиһиси мақулланған.
2009-11-23
Хитай ахбарат вастилирида йеқинда, уйғур аптонум район парткоминиң сикритари ваң лечүәнниң, хитай өлкисидә тәсис қилинған " шинҗаң синипи" ниң оқуғучилириниң хетигә җаваб қайтуруп язған бир парчә мәктуби елан қилинған.
2009-11-23
Испанийә дөләтлик соти хитайниң сабиқ дөләт башлиқи җяң земин, җя чиңлин, бу енләй, ву гуәнҗиң қатарлиқларни хитайдики фалүнгуң муритлирини бастурғанлиқ җинайити билән әйибләп, сотқа чақирғанлиқини елан қилған.
2009-11-23
2009 - Йили 11 - айниң 21 - күни истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән шәрқий түркистан мәсилиси вә униң һәл болуш йоллири дегән темида йиғин өткүзүлди.
2009-11-23
Һазир дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән икки милйондин көпрәк мусулман хәлқ ислам ибадәтлиридин болған һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә топланмақта.