Архип
2009-12-31
2009 - Йилдики америка - хитай мунасивити ахбарат саһәсиниң муһим темилиридин биригә айланған болуп, мәтбуатлар бу икки дөләт арисидики мунасивәткә, "америка билән хитайниң бу йил ичидики мунасивити дуня иқтисади , йәр шари килиматиниң тәңпуңлуқини қоғдаш, хәлқара террорлуққа қарши туруш, ядро қораллирини чәкләш қатарлиқ хәлқаралиқ мәсилиләргә даир көп нуқтиларда һәл қилғуч рол ойнап келиватқан икки чоң дөләтниң һәм һәмкарлиқ, һәм сүркилиш ичидики мунасивити болди" дәп баһа бәргән.
2009-12-31
Уйғур елидики иҗтимаий мәсилиләр йилдин-йилға көпәймәктә. Бу мәсилиләр сиясий, иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин характер җәһәттинму барғансири мурәккәпләшмәктә. Йеқинда вәтәндин чәтәлгә чиққан бир уйғур зиялийсиниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин бери уйғур елида пәйда болған йеңи мәсилиләрдин бири-- "уйғур қара нопуслар" мәсилисидур.
2009-12-31
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаятида көплигән әсәрләрни нәшр қилдурған.
2009-12-31
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаятида көплигән әсәрләрни нәшр қилдурған.
2009-12-31
2009 - Йили ахирилишип 2010 - йил кирәй дәп қалған бүгүнки күндә, пүтүн уйғурлар җүмлидин түркийидики уйғурлар 2009 - йилини хуласилап, 2010 - йилиидин күткән үмидлирини аңлатмақта.
2009-12-31
Йеқинда бишкәк шәһиридә 40 - 50- йиллардин етибарән уйғур сәһнә сәнитидә бәлгилик орун тутуп, хәлқниң һөрмитигә еришкән пешқәдәм драма артиси вә ләтипичиси рәһмәт йүсүпофниң 85 яшлиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
2009-12-31
Камбуджаниң 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликигә қарши түркийидики аммивий тәшкилат вә сиясий партийиләр арқа - арқидин баянатлар елан қилип, хитайға болған наразилиқини ипадиләп кәлмәктә.
2009-12-31
Мәйли қандақла бир дин болмисун, динға етиқад қилидиған инсан билән һечбир динға ишәнмәйдиған инсан оттурисида наһайити чоң җәвһәри пәрқләр бар. Дунядики һәрқандақ дин кишиләрни гүзәл әхлақ, дуруслуқ, адаләтпәрвәрлик, растчиллиқ вә вападарлиқ қатарлиқ яхши ишларға чақирип, уларни бузғунчилиқ, алдамчилиқ, вапасизлиқ, шәпқәтсизлик қатарлиқ яман қилиқлардин тосуш ролини ойнайду.
2009-12-31
Хитай һөкүмити өлүм җазаси берип сәйшәнбә күни үрүмчидә иҗира қилған һинди қан сестимисидики әнгилийилик акмәл шәйхниң аилиси чаршәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң мәзкур дилони бир тәрәп қилиш җәрянидики тәкәббурлуқи вә йоғанчилиқини шиддәтлик тәнқид қилди.
2009-12-31
Хитайниң уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи "милләтләр иттипақлиқи қануни"ни мақуллап, милләтләр мунасивитигә пайдисиз гәп - сөз қилғучиларни җинайәтчи сүпитидә җазалайдиғанлиқини бекитти.
2009-12-31
Хитай җ х министирлиқиниң министир ярдәмчиси җен шавдуң хиянәтчилик билән әйибләнгән болуп, униң мәсилиси хитай әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилидикән.
2009-12-31
Хитай һөкүмити чаршәнбә күни сичүәнниң тибәтләр олтурақлашқан гәнзи районидики тибәт ибадәтханисиниң җамаәт ичидә һөрмәткә сазавәр ламалиридин фурбу серин ренпочини аз кәм 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.
2009-12-30
Һөрмәтлик оқурмәнләр, 2009 - йили уйғур хәлқи қандақ вәзийәтләргә дуч кәлди? болупму сиясий, иҗтимаи, диний вә мәдәнийәт җәһәттә қандақ әһвалларға йолуқти? шу вәзийәтләрдин қандақ йәкүн чиқириш керәк?
2009-12-30
Хәлқарадики даңлиқ мәтбуатларниң 2009 - йиллиқ зор вәқәләргә қаратқан истатистикисидин мәлум болушичә, 2009 - йили 7 - айда үрүмчидә йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң хәлқарада қозғиған тәсири зор болған болуп, бу вәқә йиллиқ хәлқаралиқ зор вәқәләр тизимликидә муһим орунда торған.
2009-12-30
Хитайниң дөләт байримиға бир күн қалғанда йәни 30 - сентәбир күни саәт 18:45 дә, мәмәт уйғур истанбулдин әнқәрәгә келип хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға өзи ясиған партлиғучи маддини ташлиғандин кейин, қамап қоюлған иди.