Архип
2009-12-25
Алматадики мүзәммел мәсчитиниң сабиқ имами мәрипәтпәрвәр диний зат аббас қариһаҗим мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан дин, маарип, туғут чәкләш сиясәтлири вә яш әвладларни хитайға йүткәп ишқа селишитәк зораванлиқлирини қаттиқ тәнқид қилди.
2009-12-25
"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.
2009-12-25
"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.
2009-12-25
Русийә тәптиш даирилириниң ашкарилишичә, русийә федиратсийәсиниң сибирийә районидики хитай - моңғолийә чигрисиға йеқин келидиған чита шәһиридә сода қилидиған мәшһур бир хитай карханичиси өлтүрүлгән.
2009-12-25
Уйғур аптоном райони маарип назарити йеқинда бәлгилимә чиқирип, уйғур илидики оттура - башланғуч мәктәпләрниң һәр күни байрақ чиқириш мурасими өткүзүш, мурасимда дөләт марши етишини тәләп қилиш һәққидики қарари тәнқидкә учуриди. Даириләр мәзкур бәлгилимә 1 - айниң 1 - күнидин башлап рәсми йолға қоюлидиғанлиқини елан қилған иди.
2009-12-25
Б д т ниң алий дәриҗилик тәкшүргүчи әмәлдари баянат елан қилип, хитай даирилирини роһий кесәлгә грипдар болған әнгилийилик зәһәрлик чекимлик әткәсчиси акмал шәйхниң өлүм җазасини иҗира қилмаслиққа чақирди.
2009-12-25
Японийә - хитай бирләшмә тарих гурупписи 1937 - йилдики нәнҗиң вәқәсини өз ичигә алған йеқинқи заман тарихиға аит бәзи тарихий һадисиләрдә тарихни қандақ шәрһиләш җәһәттики ихтилаплар сәвәби пикир бирлики һасил қилалмиди.
2009-12-25
Хитайниң бейҗиң шәһиридики бир сот мәһкимиси хәлқара җәмийәтниң хитай өктичиси лю шавбони қоюп бериш һәққидики чақириқиға қаримай, җүмә күни лю шавбониң 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини елан қилди.
2009-12-24
Хитай һөкүмити түнүгүн үрүмчидә сот ечип, "5 - июл вәқәси"гә қатнашқанлиқини илгири сүргән йәнә бир түркүм кишигә өлүм җазаси бәргән. Бу хитайниң "5 - июл вәқәси"гә аит дилоларға 4 - қетим өлүм җазаси елан қилишидур.
2009-12-24
Камбоджа һөкүмити 20 уйғурни хитайға қайтуруп болғандин кейин, әмдиликтә ғайип болған икки уйғурни издимәктә. Буниң билән бирликтә, камбоджадики алақидар тәрәпләр, 20 уйғурниң хитайға қайтурулуш вәқәси һәққидә мәсулийәтни бир - биригә артмақта.
2009-12-24
Камбоджа һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин сиясий панаһлиқ тилигән 20 нәпәр уйғурни хәлқара келишимләргә хилап һалда, хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргәнлики мунасивити билән, японийә ташқи ишлар министирлиқи 22 - декабир күни баянат елан қилип камбоджа һөкүмитини әйибләш билән биллә, хитай һөкүмитини бу 20 нәпәр уйғурға инсанпәрвәрлик нуқтисидин адил муамилә қилишқа чақирди.
2009-12-24
20 Нәпәр уйғур камбоджа тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәндин кейин, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип камбоджа һөкүмитини әйиблиди. Баянатта бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисида панаһланған уйғурларниң техи толуқ тәкшүрүлмәстинла хитайға қайтуруп берилишиниң хәлқара низамнамиларға хилап икәнлики дейилгән.
2009-12-24
Қирғизистанда язғучилар җәмийити уйғур шөбисиниң уюштуруши билән, уйғур хәлқниң атақлиқ қошақчиси "елахун көккөз" туғулғанлиқиниң 143 йиллиқи хатириләнди.
2009-12-24
Йеқинда канадада чиқидиған дөләтлик почта гезитиниң қармиқидики пул муамилә почтиси гезитидә дианә франкис исимлик бир мухбир тәрипидин "кишини биарам қилидиған һәқиқәт" намлиқ бир парчә мақалә елан қилинди.