Архип
2009-02-02
Өмәрҗан абла 2000 - йили, " ләйләшниң алдини елиш қапқиқи" дәп атилидиған бир әсваб иҗат қилған. Бу әсваб нефит тәкшүрүш геологийә саһәсидә тәкшүрүш үнүмини %50 юқири көтүргәндин башқа, иш вақтини %30 қисқартқан; хитайниң нефит ишләпчиқиришиға наһайити зор миқдарда пайда қазандурған; муһит асраш җәһәттиму алаһидә һәссә қошқан.
2009-02-02
Шветсийә уйғур комитетиниң тәшкиллиши билән стокһолм шәһиридики хитай әлчиханиси алдида топланған уйғурлар 1 - феврал күни наразилиқ намайиши уюштуруп 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 12 йиллиқи мунасивити билән хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.
2009-02-02
Русийә пайтәхти москва шәһиридә 1 - феврал күни хитай көчмәнлиригә қарши наразилиқ намайиши болуп өтти. Русийиниң интерфакис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайиш русийидики бир қанчә милләтчи партийә вә гуруһлар тәрипидин уюштурулған болуп, "қанунсиз көчмәнләргә қарши туруш һәрикити" вә "славиянлар бирләшмиси " дәп аталған тәшкилатлар мәзкур наразилиқ паалийитидә башламчилиқ рол ойниған.
2009-02-02
Хитайниң дөләт статистика идариси елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитайниң иқтисади 2007 - йилида %13 өрлигән, 2008 - йилиниң биринчи пәслидә, %10 гә чүшүп қалған, иккинчи пәсилдә %9 гә чүшүп қалған, үчинчи пәсилдә %6 гә чүшүп қалған.
2009-02-02
2009 - Йили 3 - айниң 29 - күни түркийидә омуми сайлам елип берилмақчи. 4 Йилда бир қетим елип берилидиған бу сайламда чоң шәһәрләрниң башлиқлири, районлуқ һөкүмәтләрниң башлиқлири, наһийә вә йезиларниң башлиқлири демократийилик бир шәкилдә сайлап чиқилиду.
2009-02-02
Хитай һөкүмити пәйзиват наһийисидә җәмийәт муқимлиқини сақлашта " қаттиқ күч билән зәрбә бериш механизмини мукәммәлләштүрүш" қатарлиқ бәш хил тәдбир бәлгилигән болуп, қәшқәр мананлиқ торида көрситилишичә, мәзкур бәш түрлүк тәдбирдә аманлиқ сақлаш бир қәдәр қийин болған қалаймиқан районлар , шәһәр вә базар районлири чегрилинидиған районларда мәркәзлик түзәш бәлгилимиси көрситилгән.
2009-02-02
Йеңидин тәйинләнгән америка ташқи ишлар министири хилларий клинтон ханим, бу ай өзиниң тунҗи асия әллири зияритини башлайдиған болуп, у бу нөвәт хитай , японийә, җәнубий корейә қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болиду.
2009-02-02
Хитайда 26 милйонға йеқин аққун ишчилар ишсиз қелип юртлириға қайтип кәткән болуп, хитай йеза хизмитигә йетәкчилик қилиш гурупписи мудири буниң дуня иқтисадидики чекинишниң хитай експорт нисбитидә мәйданға кәлтүргән төвәнләш сәвәбидин болғанлиқини оттуриға қойған.
2009-02-02
Америка авам палатаси том лантос кишилик һоқуқ комитети, америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, америка һөкүмитиниң нөвәттә җәнвә шәһиридә ечиливатқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши тәкшүрүш йиғинида кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қарита кәскин позитсийидә болуши керәкликини тәләп қилған вә мәзкур тәләпләрниң йәнә уйғур вә тибәт кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидинму тәкитләнгәнликини оттуриға қойған.
2009-02-02
Хитайниң дөләтлик санаәт ишләпчиқириш нисбитини өлчәп туридиған оргини ишләпчиқириш вә сетивелиш директорлар көрсәткүчи дүшәнбә күни елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай санаәт ишләпчиқириш нисбити 6 айдин бери давамлиқ төвәнләп кәлмәктә икән.
2009-02-02
Хитайниң баш министири вен җябавниң бу қетимқи германийә зияритидин кейин, германийә мәтбуатлирида хитайниң сияси - қанун ислаһати вә кишилик һоқуқ вәзийитиниң тәрәққият йөлүнүши һәққидики бәс - муназириләр күчәймәктә.
2009-02-01
Таҗикистан президенти имам әли рахман 1 - феврал күни туюқсизла 4 - феврал күни москвада өткүзүлмәкчи болған явропа - асия иқтисадий иттипақи билән коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилатиниң йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини елан қилди.
2009-02-01
Шәнбә күни ирақниң һәр қайси өлкилиридә сайлам өткүзүлүп, өлкиниң кеңәш әзалирини сайлап чиқти.
2009-02-01
Африқидики кенийә дөлитиниң моло шәһиридики чоң йолда кетиватқан бензин тошуш машиниси ағдурулуп кетиш нәтиҗисидә бензин баки партлап кетип, 110 дин артуқ адәм өлди.
2009-02-01
Хитайниң җәнубидики иқтисадий тәрәққият нуқтиси һесаблинидиған шенҗен шәһиридики 511 адвокат бирләшмә очуқ хәт елан қилип, һөкүмәтни адвокатларниң һоқуқини қоғдашқа чақирди.