Архип
2009-02-23
Түнүгүн тәйвәндә 'қизил яки ақ террорлуқ астидики тәйвән' дегән темида бир илмий сөһбәт өткүзүлгән. Хитай тәйвәнни сүмүрүп кетәлиши мумкинму, дегән мәсилә бу сөһбәтниң муһим ноқтиси болған.
2009-02-23
Түркийиниң TV5 телевизийиси шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлуватқан вә уйғур мәсилисини түркийиниң күнтәртипигә кәлтүрүшкә тиришип программа тарқитип келиватқан телевизийә қаналлардин бири.
2009-02-23
Биз алдинқи программимизда канададики нопузлуқ гезитләрниң бири болған "дөләт почтиси" гезитиниң 17 - феврал күнидики санида елан қилинған," өз юртида чәткә қеқиливатқан уйғурлар " намлиқ мақалиниң баш қисмини тонуштурған идуқ.
2009-02-23
Түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл 2 - айниң 14 - күни рәсми зиярәт үчүн татаристанниң пайтәхти қазанға барған иди. Бу түркийә тарихида бир дөләт рәисиниң тунҗи қетим татаристанға елип барған зиярити икән.
2009-02-22
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 20 - феврал күни уйғур елиниң кәлпин вә ақчи наһийилиридә 5.2 Бал йәр тәврәш апити йүз бәргән болуп, һазирчә ениқлинишичә, кәлпин вә ақчи тәвәсидики йәр тәврәш апитидә адәм өлмисиму, бирақ 25 миңдин артуқ адәм апәткә дуч кәлгән вә 8 миң еғиз өй бузғунчилиққа учриған.
2009-02-22
Қирғизистан парламенти америкиниң манас һәрбий базисини тақаш қарарини қобул қилғандин кейин, арқидинла қирғизистан ташқи ишлар министирлики америка һөкүмитигә манас һәрбий базисиниң тақалғанлиқи һәққидә рәсмий билдүрүш елан қилди.
2009-02-22
Хитай агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни шәнши өлкисиниң тунлиан районидики бир көмүр канда партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 73 адәм һаятидин айрилған болуп, тәхминән йәнә 30 кан ишчисиниң кан астида қалғанлиқи, буларниң һаятиниң тәһдит астида икәнлики һәққидә учур тарқитилған.
2009-02-22
Америка ташқи ишлар министири һилари клинтон ханим хитайға қаратқан үч күнлүк зияритини йәкшәнбә күни ахирлаштурди.
2009-02-22
Иран тәрәп узундин буян русийә билән техника һәмкарлиқи елип бериш нәтиҗисидә тунҗи қетим ясап чиққан атом електир истансисини сәйшәнбә күни синақ қилидиғанлиқини елан қилған.
2009-02-21
Бүгүн хитайниң шинҗаң гезитидә баян қилинишичә, хитайниң уйғур аптоном райони бултур хитайдики әң илғар ишләпчиқириш сәвийисигә игә дәп қаралған чоң ширкәтләрдин дөләт дора гуроһи, геҗуба тосмиси гуроһи, җоңхуа мүлүк ширкити, җуңго мадди әшя ширкити, чиңдав қурулуш ширкити қатарлиқ 10 чоң ширкәтни йәрләштүргән икән.
2009-02-21
Америка мудапиә минстирлики гуәнтанамодики мәһбуслар һәққидә обамаға йоллиған доклатида, бирләшмә агентлиқиниң бүгүн баян қилишичә, америкиниң гуәнтанамодики һәрбий түрмисидә мәһбусларға қилинған муамилә җәнвә келишиминиң инсанпәрлик өлчимигә уйғун, дәп җакаланған.
2009-02-21
Пакистан президенти асип әли зәрдари һазир хитайни зиярәт қилмақта. Бу пакистан президентиниң йеқинқи 4 айдин буян иккинҗи қетим хитайни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
2009-02-21
Хоңкоңда чиқидиған 'миңпав гезити' ниң хәвәр қилишичә, түнүгүн кәч саәт 6 дә кәлпин наһийисидә 5.2 Дәриҗилик йәр тәвригән, 80 дин артуқ өй өрүлгән.
2009-02-21
Америка ташқи ишлар министири хеллири килинтон ханим бүгүн хуҗинтав , венҗабавлар билән көрүшти. Б б с ниң баян қилишичә, хуҗинтав униң хитай - америка мунасивитини тәрәққи қилдурушта муһим төһбә қошушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2009-02-20
Һөрмәтлик оқурмәнләр, һәммә әзайи сақ болған нормал кишиниң, җисманий җәһәттин мейип мәҗруһ кишиләрниң роһий дунясини чүшүнүп келиши натайин, әтрапимиздики мейип кишиләрдин сорап бақсақ уларниң җәмийәттин күтүдиғини пәқәт уларниң җисманий аҗизлиқиға ич ағритиш, яки турмушини қамдишиға анчә мунчә сахавәт көрситиш әмәс, әмәлийәттә уларниң күтидиғини йәни нормал инсанлардин күтидиғини уларни җәмийәтниң бир әзаси дәп билиш вә уларниңму нормал роһий дуняси барлиқи һәтта бәзи җисманий җәһәттин сағлам кишиләрдинму күчлүк ирадигә игә, аҗайип ғайә вә арзулириниң барлиқини етирап қилиштур.