Архип
2009-02-20
Америкиниң гуантанамо һәрбий түрмисидики 17 нәпәр уйғурни америкиға қайтуруп келиш һөкүми бикар қилиған пәйтләрдә, илгири мәзкур түрмидин қоюп берилип, албанийигә йәрләштүрүлгән 5 нәпәр уйғур яшниң бирси болған адил абдулһекимгә шветсийә һөкүмити панаһлиқ бәрди.
2009-02-20
Коммунист хитай һөкүмити йиллардин буян 'сотсиялистик тәрбийә', милләтләр иттипақи тәрбийиси' дегәндәк һәрхил намлар билән уйғурларға қарита сиясий һәрикәт қозғап келиватиду. Бу қетим йәнә бир йеңи һәрикәт қозғаш алдида туриду.
2009-02-20
Улуғ алим, тилшунас мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2008 - йилини мәһмут қәшқири йили елан қилғандин кейин, өткән йили пүтүн дуняда болупму түркийидә вә түркий җумһурийәтлиридә мәһмут қәшқирини хатириләш үчүн һәр хил илмий йиғинлар чақирилған иди.
2009-02-20
Нөвәттә дуняда мустәқиллиқ күриши елип бериватқан вә һәқтә еғир бәдәлләрни төләватқан милләтләрдин бири тамил миллитидур. Йеқинқи бир айдин бери шиддәтләнгән сириланка дөләт армийиси билән тамил арсланлири арисидики тоқунуш, нөвәттики хәлқара хәвәрләрдә қиззиқ темилардин биридур.
2009-02-20
Уйғур тор бәтлиридә һөкүмәтниң қәшқәрдики ишчи - хизмәтчиләрни сақал - бурутсизлаштуруш сияситигә қарши чуқанлар бүгүнгичә давам қилмақта.
2009-02-20
Гуәнтанамодики 17 нәпәр уйғурниң йетәкчи адвокати сейбин виллет уйғурларниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүш йолидики күрәшниң тохтимайдиғанлиқини, кейинки қәдәмдә али сот мәһкимисигә әрзи қилиш йоли қалғанлиқини билдүрди шундақла президент обаманиң уйғурларни тез арида қоюп беришини тәләп қилди.
2009-02-20
Америка ташқи ишлар министири һилари клинтонниң кишилик һоқуқ хитай билән болған һәмкарлиққа тосалғу болмаслиқи керәк, дегән сөзи хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә тибәтни қоллайдиған гуруһларни һәйран қалдурди.
2009-02-20
Уйғур елидә ана тилда дәрс аңлайдиған оттура - башланғуч, кәспи оттура вә йәслиләрдики милли оқуғучиларниң сани тез азийиватқан болуп, 2008 - йили 10 - айға қәдәр өз тилида дәрс аңлайдиған милли оқуғучиларниң сани омуми милли оқуғучилар саниниң %75 гә чүшүп қалған.
2009-02-20
Хитай ташқи ишлар министирлики русийә деңиз мудапиә қисимлириниң 15 - феврал күни япон деңизида бир хитай кемисини чөктүрүвәткәнлик вәқәсидә русийигә қаратқан тәнқидини күчәйтип, русийә даирилириниң позитсийисини "қобул қилғини болмайду", дәп әйиблигән.
2009-02-20
Хитай дипломатийә министирлики 12 - феврал ахбарат елан қилиш йиғини ечип, тибәткә аит соалларға җаваб берип " хитай һөкүмити вә хәлқиниң мәйдани мустәһкәм, сирттин кәлгән һәр қандақ бесимиға баш әгмәйду, һечқандақ йол қоймайду " деди.
2009-02-20
Америка ташқи ишлар министири һелларий клинтон ханим җүмә күни бейҗиңға йетип келип, хитайда елип баридиған 2 күнлүк зияритини башлиди.
2009-02-19
Мәйли коммунист хитай вә мәйли милләтчи хитай һөкүмити дәврлиридә болсун, уйғур милләтчи зиялийлири, вәтәнпәрвәр шаирлири тамамән охшаш қисмәтләргә дучар болуп кәлди.
2009-02-19
18 - Феврал күни қирғизистанда паалийәт елип бериватқан қирғизистан җумһурийити уйғур иттипақ җәмийитиниң мәркизи кеңиши әзалири мәхсус йиғин ечип, алдимизда келиватқан 8 - март аяллар байрими мәзгилидә мәзмунлуқ паалийәтләрни уюштуруп уйғур аяллириниң байримини күтивелиш үчүн тәйярлиқ хизмәтлирини орунлаштурди.
2009-02-19
Бу, америка президентлиқиға сайланған барак обаманиң һакимийәтни тапшуруп алғандин буянқи, тунҗи чәтәл зиярити һесаблиниду. Омумән америкиниң һәр қетимлиқ йеңи президентлириниң тунҗи чәтәл зиярити сүпитидә канадани зиярәт қилидиған әнәниси бар.
2009-02-19
2008 - Йили хитайда олимпик мусабиқиси өткүзүлүштин бурун, хитай һөкүмити олимпик мусабиқисиниң бихәтәрликини баһанә қилип туруп, уйғур дияридики уйғурларға бесим ишлитипла қалмастин, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларғиму һәр хил йоллар билән бесим ишләтти.