Архип
2009-04-29
Уйғурлар өзлирииниң садақәтмәнлики вә ихласи билән барғанлики дөләттә, шу дөләт игилириниң ишәнчисигә вә һөрмитигә еришип кәлгән бир чивәр хәлқ. Уйғурлардин пакистан, сәуди әрәбистани, түркийә вә башқиму дөләтләрдә юқири мәртибиләргә еришкәнләр вә дөләт армийиси тәркибигә кириштәк муһим орунларда хизмәт қилғанларму көп.
2009-04-29
Америкиниң баш тәптиши бүгүн явропаға келип, гуәнтанамода аллиқачан әркинликкә чиққанларниң бир қисмини явропа бирликидики дөләтләрниң қобул қилишини тәләп қилди.
2009-04-29
Мекискиниң веракуруз штатиниң башлиқи фидел һеррера дүшәнбә күни чошқа зукаминиң вируси хитайдин кәлгән дәп җакарлиғандин кейин, бир мунчә учур вастилири униң сөзини нәқил кәлтүрүп, мекискида партлиған чошқа зукаминиң хитайдин кәлгәнлкини баян қилған иди.
2009-04-29
Нур бәкри бүгүн өзиниң чошқа зукамидин сақлиниш тәдбирини оттуриға қойған. Хитайниң 'тәңритағ тор бети' дә баян қилишичә, нур бәкри бүгүн чошқа зукамидин сақлиниш һәққидә қилған сөзидә 'биз кесәллик тарқалған җайлардин наһайити йерақта' дәп көрсәткәндин кейин, чошқа зукамидин сақлиниш үчүн 'идийини партийә мәркизи комитети билән бирдәл қилиш' ни биринчи тәдбир дәп оттуриға қойған.
2009-04-29
Дуня сәһийә тәшкилатниң баян қилишичә, мекискида түнүгүнгә қәдәр чошқа зуками вируси билән юқумлинип өлгән адәм сани 159. Һазир йәнә 1300 бимар дохторханиларда давалиниватиду.
2009-04-29
Хитай бүгүн қазақистан билән ядро електир истансиси келишими имзалиди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, қазақстанниң ядро ениргейә ширкити болған қаз - атом - пром, ядро ениргийисигә муһтаҗ болуватқан қошниси хитайниң гуаңдуң ядро ениргийә гуруһи билән бирликтә чоң ядро електир истансиси қуруш үчүн бүгүн келишим имзалиған.
2009-04-28
Дуня хәвәрлиридә көрситилишичә, пакистан армийиси йәкшәнбә күни, ғәрбий шималдики талибан күчлиригә қарита қара гүлдүрмама намида һава һуҗуми елип барған. Буниң билән райондики 30 миңдин артуқ аһалә әтрапқа көчүшкә мәҗбур болған.
2009-04-28
2008 Хитабнамисигә имза қойғучилардин бири бейҗиң университети қанун профессори хе вейфаң болуп, мәлум болушичә у мәзкур хитаб намидики имзасидин ваз кечишни рәт қилғанлиқи үчүн уйғур елигә сүргүн қилинған.
2009-04-28
22 - Апрел голландийиниң алмир шәһиридә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлгән болуп, бу паалийәтни голландийә алмир шәһәрлик паалийәт уюштуруш мәркизи аванти билән голландийә уйғурларни һимайә қилиш җәмийити бирлишип уюштурған икән.
2009-04-28
Қазақстан қабар агентлиқниң баян қилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катибиниң оттура асияда турушлуқ мудапиә депломати4 - айниң 20 - күни оттура асиядөләтлири ара су мәнбәлиридин пайдилиниш мәсилиси буйичә сөһбәт өткүзүшни тәшәббус қилған.
2009-04-28
Түркийидики университетлар, аммиви тәшкилатлар вә түрк хәлқи оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләр билән болған мунасивәтләргә вә уларниң мәсилилиригә алаһидә көңүл бөлиду.
2009-04-28
Васлав хавел -- чех җумһурийитиниң сабиқ призденти болуп, 25 - април германийиниң бон шәһридә өткүзүлгән тунҗи нөвәтлик "бон хәлқара демократийә мукапати"ға еришкән.
2009-04-28
Йеқинда қирғизистан президенти қурманбек бақийеф бешкәк шәһиридә мурасим өткүзүп, қирғизистанда хизмәт көрсәткән бир түркүм аялларға қирғизистан дөләт мукапати бәргән.
2009-04-28
Довий тор бети "хәлқара авангартлар" гезитиниң язмилиридин ситата кәлтүрүп 2009 - йили 4 - айниң 24 - күни мундақ көрсәтти: чәтәл ширкәтлири вә чәтәл карханилири хитайда қәрзгә буғулуп сода - тиҗарити йүрүшмәй қалғанлиқтин, мәбләғни йоллуқ чекиндүрүш қийин болғанлиқтин ширкәтләрни ташлапла кетип қалди.
2009-04-28
Хитай сәһийә министирлики сәйшәнбә күни, мәмликәт бойичә чошқа зукамидин агаһ болуш һалитигә өткәнликини елан қилди.