Архип
2009-04-24
Йеқиндин буян хитай даирилири пешқәдәм, партийә әзалири, пешқәдәм кадирлар, пешқәдәм диний затлардин ибарә "үч хил пешқәдәмләр дин пайдилинип, уйғур елидики "иҗтимаий муқимлиқни капаләткә игә қилиш", "милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүш ", " млли бөлгүнчилик вә дөләтни парчилашқа қарши туруш", " қанунсиз нәшр буюмлирини вә қанунсиз тор бәтлирини чәкләш" "яш өсмүрләрни нуқтилиқ йетәкләп, чәтәлләрдики "үч хил күчләр" ниң зәһирини тазилаш "дегән намлар астидики бир қатар һәрикәтлирини елип бармақта.
2009-04-24
Түркийиниң истанбул шәһиридә һәр йили чамбашчилар маһарәт көрситиш мусабиқиси өткүзүлүп кәлмәктә. Бу йилқи мусабиқә истанбул шәһәргә қарашлиқ сарийәр тәнтәрбийә залида өткүзүлигән болуп бу қетимқи мусабиқиға истанбул - баһчилиәвләр тәнтәрбийә кулубиға вакаләтән һашим һаҗи исимлик бир уйғур қатнашти вә биринчи болуп алтун медалға еришти.
2009-04-24
Түркийидә пүтүн түркий милләтләрдин инсанлар яшайду, буларниң ичидә әң көп болғанлардин бири қирим татарлиридур. Чүнки бүгүн укранийигә қарашлиқ, қара деңиз бойиға җайлашқан қирим райони узун йил османли империйиси тармиқида қалған.
2009-04-24
Тәйвәнликләрниң дөләт кимлики һәққидә узун йиллардин буян талаш - тартиш боливатиду. Бу һәқтә һәтта америкиниң сот мәһкимилиридә қанунлуқ әрз - дәваму бар. Бу дәва һазир барғансири чоңқурлишиду.
2009-04-24
Дове тор бетидә 2009 - йили 4 - айниң 19 - күни "русийигә қудрәтлик хитай керәк" мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2009-04-24
"Лос ангелис вақти гезити" ниң пәйшәнбә күни америка һөкүмәт әмәлдарлириниң сөзидин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, обама һөкүмити гуәнтанамодики уйғур мусапирлардин 7 нәпәр кишини америкиға орунлаштурушқа тәйярлиқ қилмақта икән.
2009-04-24
Пәйшәнбә күни уйғур елиниң қарамай шәһиридә нефит ишчилириниң намайиш қилиш вәқәси йүз бәргән болуп, 200 дин артуқ нефитчи "шинҗаң нефит башқуруш идариси" ниң хизмәт бинаси алдида җим олтурувалған.
2009-04-24
Уйғур елидики багаң полат завутиниң ишчилири завут даирилириниң мәзкур завуттики 300 нәпәр уйғурни өз ичигә алған 1000 ға йеқин ишчиниң штатини ялланма ишчиға өзгәрткәнликигә нарази болуп, үрүмчидики бир сот мәһкимисигә әрз қилған.
2009-04-24
Америкидики хитай муһаҗирлар тәшкилатлиридин "100 кишилик комитети" ниң йеқинда елан қилған рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, " нурғун америкилиқлар америкидики хитай вә асиялиқларниң америкиға болған садақәтмәнликидин гуманлинидикән. Уларни америкиға қариғанда хитайға яки ата бовисиниң дөлитигә садақәтмән, дәп қарайдикән.
2009-04-24
Тибәт роһаний даһийси далай лама пәйшәнбә күни америкида елип баридиған бир һәптилик зияритини башлиди. Униң зиярити америка иқтисади кризисни йеңиш үчүн хитайниң ғәзинисидики пулға муһтаҗ боливатқан, хитай болса президент обамани далай лама билән көрүшмәсликкә агаһландуриватқан назук мәзгилгә тоғра кәлгән.
2009-04-23
Үрүмчи шәһәрлик балилар параванлиқ орнидики уйғур балилири учраватқан түрлүк һәқсизликләр алдида, ағзидин ана сүти пурап турған нарәсидә гөдәк балилар оз қаршилиқини унсиз ипадилигән, уларниң тәрбийичилири болған, ашу идаридики сан җәһәттин интайин аз болған уйғур хизмәтчиләрму оз пидакарлиқини көрсәткән.
2009-04-23
Дөләт гемини бир мустәқил дөләтниң идеологийилик символидур. Дунядики һәммә дөләтләрниң асасән дөләт гемнилири бар болуп, оттура асиядики қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, түркмәнистан қатарлиқ җумһурийәтләр совет иттипақиниң йимирилишидин кейин, мустәқил болуп, өз дөләт нахшилириға игә болди.
2009-04-23
Йеқинда б б с ниң тор бетидә дағистанниң үмиди әрәбләрдә мавзулуқ мақалә елан қилинған болуп, мақалидә дейилишичә русийә федератсийисигә бағлиқ болған дағистанда исламға болған етиқадниң күчийиши вә һәтта ислам милитаристлиғиниңму пәйда болушқа башлиғанлиқи русийини әндишигә селиватқан икән.
2009-04-23
Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәсуллири түркийидә 15 миң әтрапида уйғур барлиқини, бу уйғурларниң көпиниң уйғур дияриға берип келип тиҗарәт қилип турмушини қамдаватқанлиқини илгири сүрмәктә.
2009-04-23
Йеқинда қирғизистанда тонулған, җумһурийәтниң хизмәт көрсәткән "хәлқ булбули " дегән намға еришкән уйғур нахшичиси инһанҗам һошурупниң 40 яшқа киргәнлики вә иҗадийитиниң 20 йиллиқиға беғишланған нахша кечилики бишкәктә өткүзүлди.