Архип
2009-04-23
" Тян шан тори " хәвәр қилишичә, 4 - айниң 22 - күни, " аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми " ниң мәхсус орунлаштуруши билән үрүмчи хәлқ мәйданида һәшәмәтлик мурасим өткүзүлүп, буйил киргәндин буян йиғивелинған 668 миң парчә шәһваний вә " қанунсиз нәшрият буюми " бит - чит қилинған.
2009-04-23
Уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң "әҗдәрһа билән күрәшкүчи" дегән намдики биографийиси пәйшәнбә күни америкиниң "ню йорк вақти" гезитидә тонуштурулди.
2009-04-23
Алдинқи күни үрүмчи шәһириниң булақбеши мәһәллиси билән дөңкөврүк арисидики йолда хитай сақчилириниң коллектип адәм тутуш вәқәси йүз бәргән.
2009-04-23
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни хитай хакирлириниң америка бәш бурҗәклик бинанисиң интернет системисиға кирип, америка уруш айропилани лайиһисини оғрилашқа урунғанлиқини рәт қилди.
2009-04-23
Тибәт роһаний даһийси далай лама пат йеқинда америкини зиярәт қилиду. Далай ламаниң америка зияритидә президент обама билән көрүшүш - көрүшмәслик мәсилиси мунасивәтлик тәрәпләрниң қизиқтуридиған назук мәсилә болуп қалмақта.
2009-04-23
Америка ташқи ишлар министири һилари клинтон чаршәнбә күни америка авам палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетидә гуваһлиқтин өтүп, хитай кишилик һоқуқ хатирисини ашкарә тәнқид қилиштин өзини қачурғанлиқини рәт қилди.
2009-04-22
Гуаңхуй гуруһиниң уйғур елидә чиқидиған хитайчә әң чоң гезитләрдин бири болған "астанә истемалчилар сәһәр гезитиниң" тарқитилишиға алтә күнгә қәдәр тосқунлуқ яриталиши, нөвәттә пүтүн хитайдики чоң кичик тор бәт, муназирә мәйданлириниң қизиқ темисиға айланди.
2009-04-22
Хитай җәмийити кәлгүси 50 йилда дуч келидиған әң зор иҗтимаий мәсилиләр немиләрдин ибарәт ? америкидики бир тәтқиқат орни доклат елан қилип, хитайниң 2050 - йилға кәлгәндә яшанғанлар дөлитигә айлинип қалидиғанлиқини, бу хитайға еғир иқтисади йүк пәйда қилипла қалмай җәмийәтниң иҗтимаий муқимлиқиға җидди тәһдит пәйда қилидиғанлиқини агаһландурди.
2009-04-22
Уйғурларниң дуняға мәшһур алими, тилшунас мәһмут қәшқири язған түркий тиллар дивани русчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинди. Бу китаб түркийиниң сабиқ җумһур рәиси сулайман демирәлниң тәлипигә бинаән русчигә тәрҗимә қилинған болуп бакудики миң бир күй нәшрияти тәрипидин 4 том қилип нәшир қилинди.
2009-04-22
Уйғур аптоном райони 8 - апрел иҗра қилинмай җуғлинип қалған делоларни мәркәзлик ениқлаш бойичә телевизийә - телефон йиғини ачқан болуп, йиғинда җу хәйлун 2008 - йилдин буян җуғлинип қалған барлиқ делоларниң 30 - апрелғичә қайта көрүп чиқип бир тәрәп қилишни тәләп қилған.
2009-04-22
Түркийә уйғурлар көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп, түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири мәсуллири бәргән мәлуматқа асасланғанда түркийидә 15 миң әтрапида уйғур яшайдикән.
2009-04-22
Қазақистанда йеқинда елан қилинған хитай - қазақ мунасивәтлири һәққидики бир парчә мулаһизә мақалисида, хитай билән һәддидин зиядә йеқин болуп кетишниң қазақистан бихәтәрликигә тәһдит елип келидиғанлиқини илгири сүрүлгән.
2009-04-22
Сәуди әрәбистани ширкәтлири хитайдин келидиған малларниң маркилириниң ениқ әмәсликидин шикайәт қилған болуп, сәуди әрәбистани таможнисиниң мәсуллири хитайдин кәлгән мәхсус вәкилгә бу шикайәтләрни йәткүзгән вә өзлириниңму бу иштин раһәтсиз икәнликлирини билдүрүшкән.
2009-04-22
Үрүмчи хәвәр тори' ниң бүгүн үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң җинайи ишларни разветка қилиш әтритидин игилигән учурларға асасән хәвәр қилишичә, хитай һазир үрүмчидә 'қара гуруһларни назарәт қилиш' дегән нам билән қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини башлиған.
2009-04-22
Бүгүн 'волт стрит җурнили' да елан қилинған 'хитайниң кампютер җасуслуқи' мәвзулуқ мақалидә баян қилинишичә, интернет арқилиқ америка һөкүмәт органлириниң компютер торлириға сиңип кирип, америкиниң йеңи типтики илғар бомбардиманчи айропилан пиланиға даир сәзгүр учурларни оғрилашқа тиришиватқан җасуслуқ һәрикәтләрни тәкшүрүш нәтиҗиси, бундақ җасуслуқ һәрикәтләрниң мәнбәси тамамән хитайда икәнликини көрсәтмәктә.