Архип
2009-05-16
Хитай банкисидин 483 милйон америка доллирини оғурлап қачқан шү чавфәнгә, йеқинда америкида 25 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилинди. Униң ширики шүгоҗүнгә 22 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилиниди, хотунлириға 8 йилиқтин қамақ җазси һөкүм қилинди. Улар һазир түрмидә.
2009-05-16
Америка президенти барак обама бүгүн америка ута шитатиниң шитат башлиқи җумһурийәтчи җон м. Хантсманни америкиниң хитайдики баш әлчиликигә тәйинлиди.
2009-05-15
Һөрмәтлик оқурмәнләр, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, уйғур елидики мәсилиләргә қарита тәнқидий пикирлирини баян қилғандин кейин, униңға қарита мәсилигә алақидар икки тәрәптин инкас қайтти; буниң бири хитай һөкүмити, йәнә бири уйғур миллити.
2009-05-15
Һөрмәтлик оқурмәнләр, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, уйғур елидики мәсилиләргә қарита тәнқидий пикирлирини баян қилғандин кейин, униңға қарита мәсилигә алақидар икки тәрәптин инкас қайтти; буниң бири хитай һөкүмити, йәнә бири уйғур миллити.
2009-05-15
Һазир пүткүл хитай җәмийитидә җүмлидин уйғур елидики барлиқ идарә - органларда парихорлуқниң әвҗ алғанлиқи интайин тонушлуқ бир мәсилә болуп қалди, һәтта пүтүн уйғур елигә оқутқучи йетиштүрүшни вәзипә қилған қәшқәр пидагогика иниститотидиму бу хил мәсилиләрниң мәвҗут болуп келиватқанлиқи уйғур оқутқучиларни әпсусландурмақта.
2009-05-15
Мәрһум уйғур компузитори күрәш күсәнниң рәпиқиси, һазир шивитсийидә оқуватқан бәхтигул ханим, мәрһумниң мәдәнийәт мираслири шивитсийә дөләт музийиға талланғанлиқини, 5 - айниң 19 - күни башлинидиған көргәзмидин кейин, мәрһумниң музика мираслири һәққидә мәхсус илмий муһакимә өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.
2009-05-15
Келәр ай 6 - айниң 4 - күни дуняниң һәр қайси әллиридики демократик хитайлар тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқини хатириләйду. Хатирә күни һарписида, хитай хәлқара җәмийәтниң тйәнәнмен вәқәсини ақлаш һәққидики зор бесимиға дуч кәлмәктә.
2009-05-15
Бундин 6 йил бурун сарс кесили хитайда оттурида чиққанда хитай бу юқумлуқ вирусқа сәл қарап һәқиқий әһвални дуня җамаәтчиликидин йошуруштәк балиларчә һәрикәтләрдә болған иди.
2009-05-15
Түркийә җумһурийити дөлити һәр йили 5 - айниң 2 - һәптиисидә дуня яшлириниң өз - ара чүшиниши, дунядики һәр қайси милләтләрниң өз мәдәнийитини тонуштуруши үчүн дуня яшлири мәдәнийәт учришиши өткүзүп кәлмәктә.
2009-05-15
Хитайда көп партийилик иҗтимаи, сияси түзүм йолға қоюлдиму? йолға қоюлмиди дәп ким ейталайду? йеқиндин бери яки ху җинтав инақ җәмийәт тәсәввурини йолға қоюп хитай җәмийитидә һәрикәткә, әмәлийәткә айландуруш үчүн тәрәддут қиливатқан күнләрдә вә бу шоарни һәдәп тәкитләватқан һазирқи күнләрдә хитайда икки партийә һөкүмранлиқи оттуриға чиқти.
2009-05-15
Гуәнтанамо мәһбуслириниң бир қисмини америка туприқидики түрмигә йөткәш вә бир қисмини вирҗинийә штатиға қоюп бериш пикри улғайғансери, мәзкур мәсилә америка авам палатасида күчлүк талаш - тартиш қозғиған.
2009-05-15
Тәйвәндики демократийини яқилиғучилар ма йиңҗу һөкүмитиниң хитай сияситигә етираз билдүрүш вә хитайға қаршилиқ көристиш үчүн, бу һәптә ахири кәң көләмлик намайиш қилишини пилан қилмақта.
2009-05-15
Сабиқ хитай рәиси җав зияңниң әслимиси нәшр қилинғандин кийин, нурғун хитай пуқралириниң қизиқишини қозғисиму хитайда қаттиқ чәкләшкә учрайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2009-05-15
Кирстофер дод қатарлиқ төт нәпәр америка авам палата әзаси хитай рәиси ху җинтавға мәктуп йоллап 3 ай илгири хитай бихәтәрлик хадимлири тәрипидин елип кетилгән кишилик һоқуқ адвокати гав җишеңни қоюп беришкә қистиди.
2009-05-15
Хитайға селиниватқан чәтәл мәблиғи соммиси бу йил 4 - айдиму давамлиқ төвәнлигән болуп, хитай сода министирлиқиниң ашкарилишичә, бу сан алдинқи айдикидин 9.5 Писәнт һәмдә алдинқи йилиниң охшаш мәзгилдикидин 22.5 Пирсәнт төвәнлигән.