Архип
2009-05-28
Дуня уйғур қурултийиниң 25 - май күни ахирлашқан америка пайтәхти вашингтондики 3 - нөвәтлик қурултийида америка дөләт мәҗлисидики муһим әрбаплар сөз қилип, уйғурларниң өз һоқуқини қолға кәлтүрүш һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүргән иди.
2009-05-28
26 - Май күни дуня уйғур қурултийиниң америка пайтәхти вашингитондики бир һәптилик паалийәтлири ғәлибилик тамам болди . Вашингитонға 21 дөләттин йиғилған 100 дин артуқ уйғур вәкилләр бир һәптә җәрянида , вашингитонда нурғун паалийәтләргә иштирак қилип толиму мәмнун болған һәм һаяҗанланған һалда өзлири турушлуқ дөләтләргә узиди.
2009-05-28
Пакистанниң равалпинди шәһиридә чиқидиған Jang гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай өткән җүмә күни пакистан һөкүмитидин, пакистанниң вазиристан вилайитидә йошурунуп йүргән уйғурларни тәлтөкүс йоқитишни тәләп қилған.
2009-05-28
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғур мәсилиси барғансери күчәймәктә. Һәр қайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири өз паалийәтлирини қанат яйдурғандин башқа һәрқайси дөләтләрдики башқа милләтләрниму уйғур давасиға тартип әкирмәктә.
2009-05-28
Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, икки күн илгири америкиниң миюнхиндики консули дуня уйғур қурултийи баш шитабини зиярәт қилип, қурултай рәһбәрлири билән сөһбәт елип барған.
2009-05-28
Мусулманларниң әхлақ қурулуши билән мәнивий мәдәнийлики чин иман үстигә қурулған. Мусулманлар сүпәтләнмәкчи болған гүзәл әхлақ уларниң иманиниң нәтиҗиси вә гәвдилинишидур.
2009-05-28
Вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар тәқәззалиқ билән күтүватқан шундақла хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири йеқиндин көзитиватқан дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик омуми вәкилләр йиғини америкиниң пайтәхти вашингтонда муваппәқийәтлик аяғлашти.
2009-05-28
2009 - Йили 5 - айниң 21 - күни америка дөләт мәҗлиси хитай дөләт башлиқи ху җинтавға хәт йезип,дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң алим абдурәһим вә абликим абдуреһим қатарлиқ икки оғлини түрмидин қоюветишни тәләп қилди.
2009-05-28
Тәңритағ тор бетиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 5 - айниң 26 - күни уқтуруш чиқирип, 2009 - йили уйғур аптоном райониниң пүтүн мәмликәт миқясидин 9339 нәпәр оттура - башланғуч мәктәп " алаһидә оқутқучилири "ни қобул қилидиғанлиқини уқтурған.
2009-05-28
" 1 - Июн " хәлқара балилар байрими йетип келиш һарписида,хитайдики балилар буюмлиридин әвришкә елип тәкшүрүш нәтиҗисидә, хитайда ишлигән балилар буюмлириниң йерими лаяқәтсиз болуп чиққан.
2009-05-28
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилған болуп, доклатта һәр қайси дөләт һөкүмәтлиридин, дуня иқтисади кризиси сәвәбидин келип чиққан намратлиқ мәсилисини һәм кишилик һоқуқ хатирисидә сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш тәләп қилинған.
2009-05-28
Америка авам палата әзаси җон кәрий пәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға баянат берип, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шималий корийигә қаратқан һәрикәт пиланини қоллиғанлиқини һәм шималий корийини атом синиқи елип барған хаталиқиға мәсул болушқа дәвәт қилиш қарариға қошулидиғанлиқини уқтурди.
2009-05-27
" Әҗдиһа билән елишқучи: бир аялниң тинчлиқ үчүн хитай билән елишиши һәққидә дастан" намлиқ китаб, уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим вә германийә язғучиси аликзадира кавелиус апторлуқида 2007 - йили нәшр қилинған " көкни титрәткән аял" намлиқ китабниң инглизчә нусхиси болуп, мәзкур китаб бу йил майда, кәйлис нәшрияти www.kalespress.com Тәрипидин инглиз тилда нәшр қилинди.
2009-05-27
Бир һәптидин буян аңлиғучилиримизға мәлуматлар йәткүзгинимиздикидәк, дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик вәкилләр қурултийиға қатнишиш үчүн 21 дөләттин кәлгән, җәмий 100 дин артуқ вәкил пайтәхт вашингитонға йиғилип дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини 26 - май күни мувәппәқийәтлик тамамлиди.
2009-05-27
Пакистанда давамлишиватқан пакистан армийиси билән талибан җәңчилири арисидики урушта, һазирға қәдәр өй - маканларни ташлап йирақ - йеқинға көчүшкә мәҗбур болған мусапирлар сани 1 милйон 500 миңдин ашқан.