Архип
2009-06-19
Хитай зиялиси сав чаңчиң 6 - айниң 6 - күни қош айлиқ журналда "4 - июн трагедийиси вә зиялийларниң мәсулийити" мавзулуқ мақалә елан қилип, хитай зиялийлириниң мәсулийити үстидә тохталди.
2009-06-19
Бермуда "роял гезити"ниң хәвәр қилишичә, америка авам палатаси хәлқара тәшкилатлар, кишилик һоқуқ вә назарәт тармақ комитетиниң рәиси билл делейхунт бу һәптиниң ахири бермудаға берип, мәзкур аралдики 4 нәпәр уйғур билән көрүшидикән. Билл делейхунтниң ишхана мудири марк форест "роял гезити"гә бәргән мәлуматида делейхунтниң бермудаға берип, йеқинда гүәнтанамодин қоюп берилгән 4 нәпәр уйғур муһаҗирни чүшинидиғанлиқини вә тутқун қилиниш әһвалини игиләйдиғанлиқини билдүргән.
2009-06-19
Бермуда баш министири еварт бровен пәйшәнбә күни гүәнтанамодики уйғурлардин 4 кишини бермудаға мәзкур қобул қилғанлиқи сәвәби өзигә нарази кишиләрниң чиқидиғанлиқи пәрәз ичидики иш икәнликини, лекин буниң билән өзиниң вәзиписидин истипа бәрмәйдиғанлиқини билдүргән.
2009-06-19
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси әзалиридин хитайға охшаш интернеткә чәклимә қойидиған диктатур дөләтләрниң тор қолланғучиларни бастурушиға ярдәм бәргән тор ширкәтлирини җазалайдиған қанун чиқиришни тәләп қилди.
2009-06-19
Словакийә сақчи даирилири пәйшәнбә күни мәзкур дөләттә зиярәттики хитай дөләт рәиси ху җинтавға қарши елип берилған кишилик һоқуқ намайишида 9 кишини тутқун қилған.
2009-06-19
Иран али диний рәһбири аятуллаһ хамейний теһран университетида җүмә хутбиси сөзләп, иран президент сайлиминиң өктичи намзати һөсәййин мусәвиниң қоллиғучилирини коча намайишиға хатимә беришкә чақирди. У иранда йеқинқи 30 йилдин бери йүз берип бақмиған зор көләмлик намайишларға сәвәб болған бу сайламда әхмәдиниҗадниң "һәл қилғуч ғәлибә " гә еришкәнликини илгири сүрди.
2009-06-18
2001 - Йили 11 - синтәбир вәқәсидин кейин америка билән хитай террорлуққа қарши һәмкарлишидиғанлиқини җакарлап, америка ш.Т. И һәрикитини террорчи тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән иди. Буш һөкүмитиниң 2002 - йили чиқарған бу қарари аридин 7 йил өткәндин кейин америка авам палата әзаларниң суал - сорақлириға дуч кәлди.
2009-06-18
Қәшқәр қәдимий рәстилириниң хитай һөкүмити тәрипидин чеқиливатқанлиқи, пүтүн дунядики уйғурларда наразилиқ қозғаватқан, уйғур мәдәнийити тарихидин хәвәрдар, қәшқәрни билидиған һәр қандақ кишини ечиндүрүватқан бир пәйттә, уйғур тарихидики әң қәдимий билим юрти болған қәшқәр ханлиқ мәдрисниңму хитайниң қоли арқилиқ йәр йүзидин мәңгүлүк йоқитилғанлиқи уйғурларда йәниму зор ғулғула қозғимақта.
2009-06-18
Шветсийәдә қолға елинған уйғур җасуслуқ гумандари үстидә бүгүн шветсийәдә ечилмақчи болған сот икки һәптә кечиктүрүлгән. Һалбуки, сотқа қатнишиш учун барған шветсийә уйғур җәмийитиниң рәиси маһинур ханимниң билдүрүшичә, мәзкур делоға алақидар адвокатлар җинайәт гумандариниң исмини йәнә мәхпий тутушниң зөрүрийити йоқлуқини билдүргән вә униң исимни уйғур җамаитигә ашкарилиған.
2009-06-18
Шветсийидики алақидар тармақлар бүгүн, өткән айда қолға елинған җасус гумандариниң исмини ашкарилиди. Ашкарилинишичә, гумандарниң исми бабур мәхсут, миллити уйғур, йеши 61 яш.
2009-06-18
Йеқинда, әзәрбәйҗан һөкүмити баку кавказийә унверситетиниң оқутқучиси рамиз әскәр әпәндигә мәһмут қәшқири вә униң улуғ әсири түркий тиллар дивани һәққидики тәтқиқатлириға юқири баһа берип профессорлуқ унванини бәргән.
2009-06-18
6 - Айниң 18 - күни голландийә вақти чүштин кейин саәт 1 дә голландийиниң пайтәхти дәнһак шәһридә турушлуқ хитай әлчиханисниң алдида намайиш өткүзүлди. Бу намайишни голландийә шәрқий түркистан бирлики оюштурған болуп, намайишқа голландийидә яшаватқан көп санда уйғур қатнашқан.
2009-06-18
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитети 6 - айниң 17 - күни хитайниң қәшқәр қәдимий шәһирини чиқиватқанлиқини әйибләп америка дөләт мәҗлиси тор бетидә мақалә елан қилди.
2009-06-18
Нөвәттә гүәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғур һәққидики хәвәр хәлқара мәтбуатларниң қиззиқ темисиға айланған болуп, кишиләрниң уларниң һаят паалийити һәм уйғурларға болған қиззиқиши кучәймәктә.
2009-06-18
Америка мәтбуатлириниң "җуңго вақти гезити" дин нәқил елип хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бу йил йил ахиридин башлап, бейҗиңдики өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң һәммисигә окул селиш арқилиқ, өлүм җазаси иҗра қилидиғанлиқини қарар қилған.