Архип
2009-06-24
Алмата әтрапидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан уйғур наһийисидә уйғурларниң ахирқи дөлити болған шәрқи түркистан җумһурийити армийисиниң атлиқ дивизийон командири азадлиқ җәңчиси мирзигүл насироф вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән униң үчүн турғузулған һәйкәлниң йопуқини ечиш мурасими өткүзүлди.
2009-06-24
Түркийә җумһурийитиниң рәиси абдуллаһ гүлниң хитайда елип баридиған зиярити бүгүн рәсмий башланди. Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән, көп кишидин тәркип тапқан бир һәйәт билән бейҗиңға йетип барған.
2009-06-24
Хитай һөкүмити қәшқәрни чеқишқа башлиғандин кейин, уйғурларниң баш кейим кейишини чәклимәктә. Радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, баш кейим кейишни чәкләш қәшқәр шәһиридила әмәс, бәлки әтраптики башқа юртларғиму кеңәйтилгән.
2009-06-24
Коко-кола ширкити 30 милйон америка доллири мәбләғ селип, өзиниң қачилаш завутлирини кеңәйткән иди. Бу ширкәтниң урумчидә қурулған қачилаш завути һазир иш башлиди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, буниң билән аз дегәндә 8 миң киши үчүн хизмәт пурсити яралди.
2009-06-24
Җалал абадта 6 - айниң 22 - 23 - күнлири елип беирлған бир қетимлиқ 'террорчилиққа қарши һәрикәт' тә радикал ислам тәшкилатлириниң 6 нәпәр әзаси вә бир нәпәр йетәкчиси етип өлтүрүлгән. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, үзбекстан, қирғизстан, таҗикстанлар билән чегрилинидиған пәрғанә вадисида, өткән айдин башлап җиддийлик пәйда болуватқан иди.
2009-06-24
Америка президенти барәк обама түнүгүн кәчтә иранни қаттиқ тәләппуз билән тәнқидлиди. Лос анҗилис таймис гезитиниң баян қилишичә, обама түнүгүн кәчтә ечилған ахбарат йиғинида қилған сөзидә 'иран һөкүмитиниң охшимиған пикирләрни қораллиқ бастуруватқанлиқи дуняниң ғәзипини кәлтүрмәктә' деди вә 'иран һөкүмитиниң намайишчиларни бастуруш арқилиқ ғәлибигә еришиши мумкин әмәс' дәп қәйт қилди.
2009-06-24
Хитайда сиясий ислаһат елип беришни тәшәббус қилған зиялий лю шавбо бүгүн қолға елинди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайда елан қилинған 'икки миң сәккизинчи йил хартийиси' ни язған мустәқил язғучи лю шавбо хитайда кишилик һоқуқни қоғдашни, әмәлдарларни очуқ - ашкара сайлашни, хәлқниң пикир қилиш, динға етиқад қилиш әркинликини йолға қоюшни, коммунист партийиниң һәрбий қисимларға, һөкүмәткә, сот мәһкимилиригә болған контроллуқиға хатимә беришни тәшәббус қилған иди. У, шу сәвәбтин бултур 12 - айниң 8 - күни нәзәрбәнткә елинған иди.
2009-06-23
Иранда 2009 - йили 6 - айниң 12 - күни җумһур рәисилик сайлими елип берилған болуп, гәрчә сайламдин бурунқи рай синашларда әһмәди ниҗатниң әң күчлүк рәқиблиридин бири болған мир һүсәйин мусәвиниң сайламда утувелиш еһтимали юқири көрүлгән болсиму, әмма сайлам нәтиҗисидә әһмәди неҗатниң мутләқ үстүнлүкни игилиши сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқ гуманлирини қозғиған иди.
2009-06-23
Өткән йили хитайда сүт парашуки вәқәси йүз бәргәндин кейин, йимәк-ичмәк мәһсулатлириниң сүпити мәсислиси хитайда сәзгүр бир мәсилигә айланди. Чүнки сүт парашуки вәқәси хитайға зор тиҗарий зиян кәлтүрүпла қалмай хитайниң иҗтимаий қатлам вә сиясий түзүлмисидики бир қатар аҗизлиқларни ашкарилап қойған иди.
2009-06-23
Хитай һөкүмити 1997 - йили партлиған ғулҗа феврал вәқәсидин кейин, ғулҗидики әслидики йәрлик карханиларни түрлүк баһанә сәвәбләр билән тақашқа башлиған, нәтиҗидә уйғур илидики асаслиқ йәрлик санаәт мәһсулатлиридин терә юң тоқумичилиқ буюмлирини ишләпчиқиридиған миллий санаәт бөшүклиридин бири болған ғулҗиниң йәрлик миллий санаити пүтүнләй вәйран болушқа йүзләнгән.
2009-06-23
6 - Айниң 20 - 21 - күнлири русийиниң пайтәхти москвада 10 - нөвәтлик хәлқаралиқ қуран оқуш мусабиқиси өткүзүлгән. Бу мусабиқигә сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, алҗирийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири, хитай вә түркийә қатарлиқ оттуздин артуқ дөләттин кәлгән қарилар қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән һазир финландийидә яшаватқан обул қасим қари қатнашқан.
2009-06-23
Германийә парламентиниң кишилик һоқуқ комитети вә әрзийәт комитети хадимлири бу йил 4 - айниң 17 - күнидин 20 - күнигичә шәрқий түркистан һәм тибәттә зиярәттә болуп, хитайниң уйғурлар вә тибәтликләргә қарита йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит мәсилиләр бойичә тәкшүрүш елип барған иди.
2009-06-23
Мана бу соал, йеқинқи мәзгилләрдин буян, болупму гүәнтанамо түрмисидики 4 нәпәр уйғур қоюп бирилип әнгилийә контроллуқи астидики җәннәт макан - бермуда тақим араллириға орунлаштурулғандин кейин ғәрб мәтбуатлирида әң көп талаш - тартиш қилиниватқан асаслиқ темиларниң биридин ибарәт.
2009-06-23
Дуняда һаятлиққа мәна издигән әмма мустәбитизм һөкүм сүрүватқан иранниң пайтәхти теһранда демократизм билән мустәбитизм оттурисида сайламға мунасивәтлик партлиған намайиш қан төкүшкә айлинип кәткәндә, хитайда хуби өлкисиниң шишу шәһиридә зор көләмлик намайиш партлап, намайиш сақчилар билән тоқунушқа айланди.
2009-06-23
Халивуд флимчиси марк фостер хитай һөкүмитиниң қәшқәр конишәһирини харап қиливатқанлиқи һәққидики һесятини ипадилиди. Марк фостер 'ләгләк' филимини ишлигәндә қәшқәрдә турған, қәшқәр конашәһиридә сақлиниватқан қәдимий мәдәнийәт вә әдәбий гүзәлликниң мәзмунлирини чүшәнгән.