Архип
2009-06-30
Шавгуән шәһиридики оюнчуқ завутида йүз бәргән қанлиқ вәқәдә һазирчә өлгән уйғур саниниң икки нәпәр икәнлики вә буларниң қәшқәр конашәһәр наһийиси зәмин йезидин икәнлики ениқланди.
2009-06-30
Гуаңдуңдики қанлиқ вәқәниң тәпсилатини хитай һөкүмити давамлиқ һалда йошуруп кәлмәктә. Әмма хитайдики ғәйрий рәсмий ахбарат вастилири вәқәниң йәнә бир қсим ечинишлиқ җәрянлирини ашкарилимақта. Түнүгүн Youtube торида 26 - июн қанлиқ тоқунуши һәққидә 3 парчә нәқ мәйдан хатириси елан қилинди.
2009-06-30
Гуаңдуңниң шавгуән шәһәрчисидики 'шүри оюнчуқ завути'да йүз бәргән вәқә һәққидики нәқ мәйдандин елинған видиолар һазир дуняға ашкариланди.
2009-06-30
Йәкән наһийилик 6 - башланғуч мәктәптики бир хитай оқутқучиниң уйғур нарисидә қизларға "җинсий пәскәшлик қилиш вәқәси" йүз берип, уйғур елидә зор ғулғула пәйда қилған иди. Игилишимизгә қариғанда, йәкән наһийилик сот мәһкимиси 29 - июн сот ечип, мәзкур дилони көрүп чиққан.
2009-06-30
Түркийә президенти абдуллаһ гүлниң хитайда елип барған рәсмий зияритидә үрүмчиниму зиярәт қилиши уйғур диярида бәлгилик тәсир қозғиған, болупму униң зияритиниң гуаңдуңда уйғурларни уруш, өлтүрүш вәқәси йүз бәргән мушундақ бир пәйткә тоғра келиши уйғур дияридики тордашларда пәрқлиқ инкасларни пәйда қилди.
2009-06-30
Юртуң тоққузақтин айрилип мәйдәңгә қәғәз медал тақап нәгә бармақчи идиң уйғур? ешинди әмгәк күчи бу немә дегән гәп? әмгәк шараити, йәни әмгәк муһитини ким игиләп алди? уйғурниң юртида әмгәк шараити, әмгәк муһити кимләргә мәнсуп болди? көчмән хитайларға десәңчу? хитай көчмәнлирини уйғуристанға йөткәп келип, уйғурларни ичкири хитайға йөткәп кетип, хитай немә мәқсәткә йәтмәкчи иди?
2009-06-30
Хитайниң уйғур елидики хәвәр торлиридин ашкарилинишичә, 29 - июн дүшәнбә хитай һөкүмитиниң мәхсус орунлаштуруши бойичә, 8 - түркүм җәмий 664 нәпәр мәктәп пүттүргән яшлар, уйғур елиниң җәнубиға кадирлиққа әвәтилгән.
2009-06-30
Уйғур елигә даир мәлуматларға қариғанда, 30 - июн сәйшәнбә күни әтигән саәт 7 әтрапида пичан наһийисиниң чиқтим йезисидики көмүр канда партлаш йүз берип, һазирға қәдәр үч адәм өлгән, йәнә үч адәмниң һазирға қәдәр из - дерики болмиған.
2009-06-30
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр елан қилишичә, 29 - июн чүштин кейин ечилған хитай компартийиси мәркизи комитети сиясий бюросиниң йиғинида, хитай коммунистик партийиси баш секретари ху җинтав "һазирқи тарихий шараитта биз чоқум партийимиз ичидә демократийини илгири сүрүшимиз зөрүр" дегән темини мәркәз қилип доклат бәргән.
2009-06-30
Америка һәрбий қисимлири ераққа уруш қозғап 6 йилдин кейин 29 - июн кечидин башлап ерақниң чоң - кичик шәһәрлиридин айрилишқа башлиди. Ирақниң пайтәхти бағдаттики чоң бағчиға йиғилған нәччә миңларчә хәлқ америка қисимлириниң ирақтин чекингәнликини тәнтәнә қилишқан.
2009-06-30
Б б с ниң сәйшәнбә хәвиридин мәлум болушичә, хитай даирилири бу йил өктәбирдә 60 - чи дөләт байримини тәбрикләш алдида " шәһванийлиққа, паһишивазлиққа үч айлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикити " ни башлиған болуп, хитайниң бу һәрикити өктәбиргичә давам қилидикән.
2009-06-29
Дөләт ишлири үчүн хитайда рәсми зиярәттә боливатқан түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл, 2009 - йили 6 - айниң 28 - күни хитайдики әң ахирқи зиярәт ноқтиси болған үрүмчигә кәлгән. Айрипортта аптоном районниң рәиси нур бәкри вә муавин рәис яңгаң абдуллаһ гүлни қарши елишқа чиққан.
2009-06-29
Гуаңдуңдики қанлиқ тоқунуш һәққидә хитай һөкүмити тәкшүрүшини давамлаштурмақта. Әмма тәкшүрүшниң қәдими аста, нәтиҗиси йетәрсиз һаләттә турмақта. Һөкүмәт тәрәпниң билдүрүшичә, вәқәгә, 6 нәпәр уйғур ишчиниң 2 нәпәр хитай қизиға басқунчилиқ қилғанлиқи һәққидики бир сахта хәвәр сәвәб болған.
2009-06-29
Уйғур аптоном районида йолға қоюлуватқан қош тиллиқ маарип сиясити сәвәбидин, бир қисим оттура мәктәпләр өз - ара қошуветилип қош тиллиқ мәктәпләргә айландурулған, нәтиҗидә бәзи мәктәпләрниң толуқ оттура мәктәп синиплири әмәлдин қалдурулған.
2009-06-29
Пәләк шаһи дәп нам алған уйғур даваз адил һошур, 5 - июл күни қанас көлиниң ай әгриси бөлгсигә орунлаштурулған полат симдин өтүш үчүн җиддий тәйярлиқ көрмәктә.