Архип
2009-06-12
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити пәйшәнбә күни б д т ниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик көздин көчүрүш доклатида оттуриға қойған кишилик һоқуқни яхшилаш мәзмунидики 70 нәччә түрлүк тәклип пикирни қобул қилишни рәт қилған.
2009-06-11
Гүәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғурниң 4 нәпири әркинликкә еришти. Улар бүгүн йәни 11 -июн күни сәһәр саәт 5:30 да, бермуда тақим араллириниң пайтәхти хамилтан шәһиригә йетип барди.
2009-06-11
Гүәнтанамо түрмисидә тутуп туруливатқан 17 нәпәр уйғурниң 4 нәпири әркинликкә еришти. Улар бүгүн йәни11 - июн күни сәһәр саәт 5:30 да, бермуда тақим араллириниң пайтәхти хамилтон шәһиригә йетип барди.
2009-06-11
Сәйшәнбә күни гүәнтанамода туруватқан 17 нәпәр уйғурни арал дөләт палавниң қобул қилмақчи болғанлиқ хәвири, 7 йилдин буян гүәнтанамо түрмисидә турушқа мәҗбур болуватқан гунаһсиз уйғурларниң тәқдиригә көңүл болүватқан җамаәтни бир мәһәл һаяҗанға салған иди.
2009-06-11
Нөвәттә уйғур елиниң йәркән наһийиси мәзкур наһийидики 6 - башланғуч мәктәптә йүз бәргән җав пәмилилик бир хитай оқутқучиниң уйғур нарсидә қиз оқуғучиларға җинсий таҗавуз қилиш вәқәси билән тәврәнмәктә. Наһийилик маарип идариси вә 6 - башланғуч мәктәп илгири йүз бәргән бу түрдики пәскәшлик вәқәлирини йошуруш, җав пәмилилик хитай оқутқучини қанат астиға елиш билән әйибләнгән.
2009-06-11
Гуәнтанамодики 17 уйғурни тинч окяндики 21 миң нопусқа игә палав дөлитиниң қобул қилғанлиқи тоғрисидики хәвәргә түрк мәтбуатлирида, йәни түркийидики көп сандики чоң - кичик телевизийә вә радйоларда бу һәқтики хәвәрләргә йәр берилди.
2009-06-11
Дуняға тонулған турколог гуннар ярриң " уйғурлар билән шветларниң тарихи мунасивити" дегән мақалисидә уйғурлар билән шиветсийиликләр оттурсидики тарихи мунасивәт һәққидә тохтилип" : шималий яврупадики кичик бир дөләт билән җуңгониң ғәрбий қисимидики узаққичә бикинмә һаләттә турған чоң бир районниң оттурсида наһайити йеқин мунасивәтләрниң болуши кишиләрни һәқиқәтән һәйран қалдуруши мумкин, бирақ бу бир тарихи риаллиқ. Бу хил мунасивәтләр һазирқи шинҗаң уйғур аптоном райони қурулуштин хели бурунла башланған иди " дәйду.
2009-06-11
Гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни канада тәрәпниң пүтүнләй рәт қилғанлиқи, уйғурлар җүмлидин гүәнтанаму түрмисидә гунаһсиз йетиватқан бу 17 нәпәр тутқун үчүн көңүлсиз хәвәр болсиму, әмма бу хәвәр канаданиң һәр қайси чоң гезит, радио, теливизийә қаналлирида елан қилинип уйғурларни канада хәлқигә җүмлидин дуняға тонутушта бәлгилик рол ойниди.
2009-06-11
Америка авам палатаси чаршәнбә күни кәч қанун мақуллап, америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханисиға тибәт ишлири ишханиси ечиш һоқуқини бәрди. Бу қанун, авам палатаси ташқи ишлар комитети башлиқи ховард бәрман тәрипидин оттуриға қоюлған болуп, қанунда йәнә көп мәбләғ аҗритип техиму көп америкилиқ оқуғучиларни хитайға берип оқушқа риғбәтләндүрүшму қарар қилинди.
2009-06-11
Голландийидики мухбиримизниң хәвәр қилишичә, голландийиниң аместирдам шәһиридә зиярәттә болған тибәт роһаний даһийси далай лама зиярәт җәрянида голландийидики уйғурларни һимайә қилиш җәмийитиниң рәииси ғәйрәтҗан рози вә мәзкур тәшкилатниң әзалирини қобул қилған.
2009-06-11
Гуәнтанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур тутқунлардин 4 нәпири бүгүн қоюп берилди. Улар шималий атлантик окяндики тақим арал дөлити бермудаға қоюп берилгән болуп, әркинликкә еришкән бу төт нәпәр уйғурниң исми төвәндикичә: абдуллаһ абдуқадир 30 яш, хелил мамут 31 яш, абликим турахун 38 яш, салаһидин аблаәхәт 32 яш.
2009-06-11
Дуня сәһийә тәшкилати җиддий йиғин ечип чошқа зукими вирусини дунявий тарқилишчан характерлик кесәл дәп елан қилди. Бу дуня сәһийә тәшкилатиниң 1968 - йилида хоңкоңда оттуриға чиққан вә пүтүн дуняға тарқилип бир милйон кишиниң өлүмигә сәвәб болған зукам вируси вәқәси болуп аридин 40 йил өткәндин кейин тунҗи қетим бир вирусни дунявий тарқилишчан вирус дәп елан қилиши һесаблиниду. Һазир бу кесәллик дуняда тиз сүрәт билән йейливатқан болуп, дуня сәһийә тәшкилати буниңға қарши ваксина ишләпчиқиришниң тезләштүрүлидиғанлиқини вә бәзи дөләтләрниң пуқралириға саяһәт чәклимиси қоюши мумкинликини тәкитлиди.
2009-06-10
Сәйшәнбә күни бәзи хәлқаралиқ ахбаратларда җәнубий тинч окян арал дөләтлиридин палавниң, гуәнтанамодики 17 уйғурниң һәммисини қобул қилиш еһтималлиқи барлиқи тоғрисида хәвәр тарқатти.
2009-06-10
Америка дөләт мәҗлисиниң ташқи мунасивәтләр комитети чаршәнбә күни уйғурлар тоғрисида испат бериш йиғини чақирип, уйғур тәшкилатлириниң, мутәхәссисләрниң вә америка дөләт органлиридики әмәлдарларниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийити, хитайниң уйғур сиясити, гүәнтанамодики уйғурларға даир көз қарашлирини аңлиди.
2009-06-10
Өткән айда ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида йүз бәргән, чай ойниған 30 нәпәр аялниң тутқун қилинғанлиқ вәқәси һәққидә; һөкүмәт тәрәп мәлумат беришни изчил рәт қилип кәлгән иди. Бүгүн мухбиримиз, ғулҗа шәһәрлик сақчи идариси дөләт бихәтәрлик әтритиниң башлиқи халмураттин бу һәқтә мәлумат сориди.