Архип
2009-06-05
Уйғур балиси болуш адди ишму яки мурәккәп ишму? уйғур балиси болуп туғулуш аллаһниң яки тәбиәтниң хислитигә мәнсуп болуп, уйғур балиси болуп чоң болуш, тәрбийилиниш, бу җәмийәтниң ичидики иш, бәлки һәқиқий мәнидики уйғур балиси болуш адәм иҗтимаилиқиниң бир тәрипидур.
2009-06-05
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри, йәрлик оқуғучиларға хитай тили өгитишниң районда террорлуққа қарши күрәшкә пайдиси барлиқини тәкитлигән.
2009-06-05
Канада һөкүмити америка даирилириниң гүәнтанамодики уйғурларни канадаға қобул қилиш һәққидики илтиҗасини йәнә бир қетим рәт қилған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, канада баш министири стипан харперниң баянатчиси корей тенеке җүмә күни гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурға мунасивәтлик йеқинқи илтиҗаниң рәт қилинғанлиқини билдүргән.
2009-06-05
Уйғур һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим хитай даирилириниң йеқинда елан қилған қәшқәрдә 7" террорчи гуруһ"ни паш қилғанлиқиға даир баянатиға инкас қайтуруп, буниңға чоңқур гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
2009-06-05
Америка әркинлик сарийи, әркин асия радиоси, әркин явропа радиоси қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ахбарат органлири йеқинда бирләшмә доклат тәйярлап, хитай һөкүмитини бәзи дөләтләргә иқтисади ярдәм бериш арқилиқ бу дөләтләрниң кишилик һоқуқ тәрәққиятиға бузғунчилиқ қилиш билән әйиблиди.
2009-06-04
Америка президенти барак обама сәуди әрәбистанидики қисқиғинә зияритини аяқлаштурғандин кейин, 2009 - йили 4 - июн пәйшәнбә күни әтигәндә мисир әрәб җумһурийитиниң пайтәхти қаһирә шәһиригә йетип барған болуп, мисирниң даңлиқ хәлқаралиқ университети қаһирә университетида пүтүн ислам дунясиға атиған мәшһур нутқини сөзлиди.
2009-06-04
Бүгүн 1989 - йили йүз бәргән тйәнәнмен вәқәсиниң 20 йиллиқи хатирә күни. Дуняниң һәр қайси әллиридики өктичи хитайлар түрлүк паалийәтләрни өткүзүп, 20 йилниң алдида йүз бәргән бу қирғинчилиқни хатирилиди. Америка һөкүмити болса хитайни "тйәнәнмен вәқәси"дә өлгән вә из - дирәксиз йоқалғанларниң тизимликини елан қилишқа чақирди.
2009-06-04
Бүгүн 6 - айниң 4 - күни уйғур дияридин бир киши телефон қилип, тоқсун наһийисиниң бостан йезисида бахаидин қари исимлик бир киши билән аялиниң 100 күнлүк тазилаш һәрикитиниң шамили билән хитай хәвпсизлик хадимлири тәрипидин 4 - айниң бешида тутуп кетилгәнликини, сақчиларниң 5 - айниң 8 - күни бахаидин қариниң җәситини аилисигә тапшуруп бәргәнликини сөзләп бәрди.
2009-06-04
Бүгүн 6 - айниң 4 - күни уйғур дияридин бир киши телефон қилип, тоқсун наһийисиниң бостан йезисида бахаидин қари исимлик бир киши билән аялиниң 100 күнлүк тазилаш һәрикитиниң шамили билән хитай хәвпсизлик хадимлири тәрипидин 4 - айниң бешида тутуп кетилгәнликини, сақчиларниң 5 - айниң 8 - күни бахаидин қариниң җәситини аилисигә тапшуруп бәргәнликини сөзләп бәрди.
2009-06-04
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрликидә, дуняда нөвәттә 21 дөләттә уйғур сиясий паалийити тәшкилий һалда җанланмақта. Буниңдин бир йил бурун қурулған японийә уйғур җәмийити әнә шу һиҗрәттики уйғур тәшкилатлири ичидә әң яш әзаниң бири.
2009-06-04
30 - Май австралийиниң сидней шәһиридә уйғур йеңи маарип һәрикитиниң байрақдарлиридин болған мәмтили тәвпиқ әпәнди қәтли қилинғанлиқиниң 72 йиллиқи хатириләнди вә мәмтили әпәндимниң һаяти паалийити әсләп өтүлди.
2009-06-04
Америка презенти барак һүсәйин обама пәйшәнбә күни, мисирниң қаһирә университетида сөзлигән нутқида,америка билән мусулманлар дуняси оттурисидики " гуман вә өз - ара ишәнмәслик" тәк зиддийәтләргә хатимә беридиғанлиқини баян қилди.
2009-06-04
Бундин 2 ай илгири хитай һөкүмити тәрипидин буйруқ билән тақалған uighurbiz.com Тор бети мушу айниң 2 - күни uighurbiz.net Дегән намда 8 - қетим қайта ечилди.
2009-06-04
Хитайниң уйғур илигә тәйинлигән уйғур аптоном районлуқ партком секретари ваң лечүән 6 - айниң 2 - күни хитайниң сәндуң өлкиси мухбирлириниң зияритини қобул қилғинида, уйғур аптоном райониниң тәрәққияти һәққидә көп тохталған болсиму,әмма уйғур елидә йиллардин бери елип бериватқан бастуруш һәрикәтлири һәққидә еғиз ачмиған.