Архип
2009-06-04
6 - Айниң 4 - күни бүгүн пәйшәнбә күни тйәнәнмен вәқәси мәзгилидә оқуғучиларға йетәкчи болған өркәш дөләт әпәндиниң хитайға қайтиш тәлипи рәт қилинип, у авминдин тәйвәнгә қайтурулған. Өркәш дөләт тәйбий вақти чүштин кейин саәт 3 ләр әтрапида тәйбийниң тавюән айродромиға йетип кәлгән.
2009-06-03
Йеқиндин бери дуня ахбарат вастилирида гүәнтанамодики уйғурларниң мәсилиси йәнә қизиқ нуқтиларниң бири болуп қалди. Буниңдики сәвәбләрниң бири, америкиниң бу мәсилини австиралийигә илтимас қилиши билән мунасивәтлик иди.
2009-06-03
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри, қош тиллиқ маарип вә қизлар мәсилиси қатарлиқ бир қатар җиддий мәсилиләрдики иҗраси вә позитсийиси сәвәблик уйғур районидики хәлқниң күчлүк наразилиқиға учримақта. Бу наразилиқлар көп һалларда тор бәтләрдә вә аммивий сорунлардики сөһбәтләрдә әкс әтмәктә.
2009-06-03
Биз түнүгүнки программимизда, өз исмини ашкарилашни халимиған мәлум радио аңлиғучимиз тәминлигән учурға асасән, уйғур елиниң ғулҗа тәвәсидин бултур олимпик мәзгилидә тутқун қилинған 12 нәпәр уйғур йигити үстидин, бу йил 2009 - йили 3 - айниң 24 - күни или областлиқ оттура сот тәрипидин һөкүм чиқирилип, уларниң " дөләтни парчилаш җинайити " билән әйиблинип, еғир дәп қаралғиниға муддәтсиз қамақ җазаси, йеник дейилгинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики һәққидики хәвәрни бәргән идуқ.
2009-06-03
Хитай даирилириниң тәшвиқат васитилири "уйғур аптоном районида аз санлиқ милләт кадирлириниң сани райондики кадирларниң 51.25% Ини игилиди" дегәнгә охшаш статистикилиқ мәлуматларни елан қилип буни хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида аптономийә сияситини һәқиқий ишқа ашурғанлиқиниң испати дәп көрсәткән иди.
2009-06-03
2004 - Йилидин бери түркийәдә түрк вә уйғур тиллирида нәшир қилиниватқан истиқлал гезити германийәниң әссән шәһридә шәрқий түркистан темисида көргәзмә ачти.
2009-06-03
Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси шундақла шәрқий түркистан давасниң актип паалийәтчиси доктур әхмәт туркоз 2009 - йили 5 - айниң 31 - күни түркийә вақти кечә саәт 3 тә , үчәй раки кесәллики билән давалаш өнүм бәрмәй вапат болди.
2009-06-03
5 - Айниң 30 - күни канаданиң торонто шәһиригә җайлашқан йорк университети асия ишлири тәтқиқат мәркизи, торонто университети қармиқидики нокс иниститути мәркизи асия тәтқиқат мәркизи, һудсон тайлор хитай ишлири мәркизи қатарлиқ орунлар бирликтә хитайда диний етиқад вә пуқралар һоқуқи дегән тимида илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2009-06-03
Америка пуқраси хитай җуң дуңфәнниң җасуслуқ делоси 6 - айниң 2 - күнидин башлап калифорния шитатиниң санта әна сотида бир тәрәп қилинишқа башлиди. Бу һазир америкида иқтисадий җасуслуқ һәрикәтләргә ширик болғанлар делосидин бир тәрәп қилишқа башлиған тунҗи дело.
2009-06-03
Қәшқәр шәһириниң хитай партком секритари җаң җйән шинхуа агентлиқиға мәлумат берип 'мушу йилниң алдинқи төт ейида, чәтәлләрдә қурулған тәшкилатларға четилидиған 7 террорчи тәшкилатни пачақлидуқ' дәп җакарлиди.
2009-06-03
Америка президенти барәк обама оттура шәрқ зияритини башлиди. Бирләшмә агентлиқиниң рияттин баян қилишичә, обама түнүгүн кечидә сәуди әрәбстаниға йетип барған иди. У бүгүн сәуди әрәбистани падишаһи абдулла билән көрүшти. У сәуди әрәбистанидики зияритини аяқлаштурғандин кейинла мисирға бариду.
2009-06-03
Бүгүн дуняниң һәр қайси җайлирида 4 - ийон вәқәсиниң 20 йиллиқ һарписида хатириләш паалийәтлири болди. Хитай әлчиханилири сиясий көз қариши коммунист һөкүмити билән охшаш болмиған кишиләрниң әйибләш нишаниға айланди.
2009-06-03
Дуня сәһийә тәшкилатниң бүгүнки мәлуматиға қариғанда, чошқа зуками вируси билән юқумланған бемар сани һазир пүтүн дуняда 20 миңға йәтти. Чошқа зуками тарқалған дөләт сани 60 кә йәтти. Бу кесәл билән өлгән адәм сани 117 гә йәтти.
2009-06-02
2003 - Йилидин буян хитай йәрлик һөкүмити күчәйтип елип бериватқан қәшқәр қәдимий шәһирини чиқип аһалә көчүрүш һәрикити, бу йилдин башлап техиму кеңәйтилгән болуп, нюйорк вақти гезитидә бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә хитай әмәлдарлириниң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, кәлгүси бәш йил ичидә қәдимий қәшқәр асасән чеқилип болидикән.
2009-06-02
Хитайниң уйғур елидики һөкүмәт даирилири олимпик мәзгилидә олимпикни тинч өткүзүшкә капаләтлик қилимиз дегән баһанидә, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида зор көләмлик тутқун елип барған.