Архип
2009-06-02
Хитайниң уйғур елидики һөкүмәт даирилири олимпик мәзгилидә олимпикни тинч өткүзүшкә капаләтлик қилимиз дегән баһанидә, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида зор көләмлик тутқун елип барған.
2009-06-02
Қазақистандики атақлиқ уйғур язғучиси әхмәтҗан һашири узун йиллиқ әдәбий иҗадийити һәмдә иҗтимаий паалийәтлири билән хәлқ ичидә юқири абройға еришкән пишқәдәм қәләмкәшләрниң бири.
2009-06-02
Сәуди әрәбистанида чиқидиған"әл җәзирә гезити " ниң 2009 - йили 31 - май күнидики санида, сәуди әрәбистанлиқ язғучи насир сәраминиң қәлими билән бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә америка президенти барак обаманиң оттура шәрқ дөләтлиригә қилидиған зияритиниң баш бекитини сәуди әрәбистани пайтәхти рияд шәһири қилип тәйинлишидики сәвәбләр үстидә әтраплиқ пикир йүргүзгән вә кишиләрниң бу һәқтики инкаслирини баян қилған.
2009-06-02
4 - Июн тйәнәнмен вәқәси хитай тарихидила әмәс, дуня тарихий үчүнму зор вәқәләрдин биридур. Сәвәб демократик ислаһ тәләп қилған алий мәктәп оқуғучилириниң танка билән бастурулуши вә бу вәқәниң 21 - әсиргә 11 йил қалған һазирқи заманда йүз бериши.
2009-06-02
1989 - Йили бейҗиңда йүз бәргән 4 - ийон вәқәси һазир хитайда наһайити сәзгүр тема болуп қалди. Мәйли интернеттә болсун яки телефон алақилирида болсун, 4 - ийон яки тйәнәнмен дегәндәк сөз яки аваз чиқсила, хитай коммунист партийиисниң җасуслири дәрһал из қоғлайду.
2009-06-02
Хитай тилидики бир тор бетидә 17 - май күни хитай - сөвит шәртнамиси һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалә аптори, 1945 - йили 8 - айниң 8 - күни сабиқ советләрниң генерал лисимоси ситалин японийигә уруш иелан қилип, 8 - айниң 14 - күни японийиниң 6 йүз миң кишилик кантун армийиси қорал - ярағлирини көтүрүп сабиқ советләргә тәслим болди, бу вақитта хитай коммунистлар армийиси шәрқи - шималға йитип келип, сабиқ советләрниң ярдими арқилиқ тәрбийилинип, қораллинип, гоминдаңниң дөләт армийиси билән уруш қилалайдиған иқтидарға игә болди. Бирақ хитай коммунистлар армийиси чаңчүндә гоминдаң армийисиниң қоршавида қелип, пуқраларниң қечип чиқип кетишигә йол қоймай, 200 йүз миңдин ушуқ пуқраниң ачлиқтин өлүп кетишигә сәвәбкар булуп қалғиниға қаримай "бир тамчә қан төкмәй чаңчүнни азад қилдуқ," дәп тәрғип қилди.
2009-06-02
Гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғур тутқунниң хата тутулғанлиқи ениқ болуп, " дүшмән җәңчиси әмәс" дәп ақланғандин кейинму, һазирғичә гүәнтанамода тутуп турулуватқанлиқи нөвәттә хәлқарадики ахбарат вастилириниң ортақ диққәт нуқтиси болуп кәлмәктә.
2009-06-02
Хитайниң шинхуа, сина қатарлиқ хәвәр торлири бүгүн мақалә елан қилип, "җамаәт хәвпсизлик даирилири, шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш җәрянида 1990 - йилдин 2003 - йилғичә җәмий 591 бөлгүнчилик, террорлуқ гуруһини тармар қилип, муқимлиқ вәзийитиниң 10 йилға қәдәр давамлишишини ишқа ашурди" деди.
2009-06-02
4 - Июн тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқи һарписида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин 4 - июн тйәнәнмен вәқәси һәққидә очуқ - ашкара тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.
2009-06-02
Уйғур елидики хитай ахбарат торлири сәйшәнбә хәвәр елан қилип "уйғур аптоном районида аз санлиқ милләт кадирлириниң сани 363 миңға йетип пүтүн райондики кадирларниң 51.25% Ини игилиди. Ихтиярий һалда динға ишәнгүчи амма 10 милйондин ашиду, хәлқ қурултийида аз санлиқ милләт вәкиллири 63% ни игиләйду " дәп тәшвиқ қилди, шундақла буни хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида аптономийә сияситини һәқиқий ишқа ашурғанлиқиниң испати дәп көрсәтти.
2009-06-02
Өткән йәкшәнбә күни, америкида узун йилдин буян бала чүшүрүш оператсийиси билән шуғуллинип кәлгән җорҗ тиллер исимлиқ бир дохтур етип өлтүрүлгән.
2009-06-01
Гүәнтанамодики уйғурлар америка һөкүмитиниң мәзкур лагирни тақаш пиланини бәлгиләнгән вақит ичидә ишқа ашуруш яки ашуралмаслиқидики һәл қилғуч мәсилә болуп қалди.
2009-06-01
Ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида қатар чай ойниған 30 нәпәр аял, нәқ мәйданда тутқун қилинған; уларниң 4 нәпиригә 1 айлиқтин қамақ җазаси; 7 нәпиригә әмгәккә селиш җазаси берилгән, қалған 19 нәпири 8 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән иди.
2009-06-01
Ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида қатар чай ойниған 30 нәпәр аял, нәқ мәйданда тутқун қилинған; уларниң 4 нәпиригә 1 айлиқтин қамақ җазаси; 7 нәпиригә әмгәккә селиш җазаси берилгән, қалған 19 нәпири 8 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән иди.
2009-06-01
Биз илгирики аңлитишлиримизда, уйғур елиниң йәкән наһийисидин дилбәр тохти ханимниң, әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүмигә йоллиған, йәкән сақчиханида таяқ зәрбисидин өлгән ери мәмәт турсун ташниң өлүми һәққидики шикайәт хетини һәм, дилбәр тохти ханим билән елип барған сөһбәт хатирисини аңлатқан идуқ.