Архип
2009-07-31
30 - Июл, хитай җ х министирлиқи қара тизимлик елан қилип, абдухелил мәмтимин, абдуришит өмәр, рошәнгүл тәләт вә хәйригүл өмәр қатарлиқ 15 нәпәр уйғур яш үстидин тутуш буйруқи чиқарған иди. Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитайниң мәзкур қара тизимликигә инкас қайтурди.
2009-07-31
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим муһим иши түпәйлидин японийидики зияритини ахирлаштурмастин америкиға қайтқандин кейин униң японийидә елип бармақчи болған паалийитини йолдиши сидиқһаҗи рози әпәнди давам қилдурмақта.
2009-07-31
Қәдирлик радио аңлиғучилар, үрүмчи вәқәси қанлиқ бастурулғандин кейин хитай даирилири бу ишни чәтәлләрдики үч хил күчләрниң пәйда қилғанлиқини, үрүмчи вәқәсиниң диний яки миллий мәсилә әмәсликини күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма вәқәни йеқиндин көзәткүчиләр, үрүмчи вәқәсиниң тамамән хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситидин келип чиққанлиқидәк ортақ нуқтида җәм болмақта вә вәқәниң бундақ зорийип нурғунлиған бигунаһ кишиләрниң өлүп кетишигә ваң лечуән вә нурбәкриләрни җавабкар дәп қаримақта.
2009-07-31
Хитайниң йеқинқи заман тарихини тәтқиқ қиливатқан вә дунядики кишилик һоқоқ мәсилилиригә көңүл бөлидиған японийилик мутәхәссис мизутани наока ханим бүгүн зияритимизни қобул қилип, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханимниң японийә зиярити һәққидики әһвалларни тонуштурди вә коммунист хитай һөкүмитиниң үрүмчидики учур вастилирида елан қилған хәвәрлиридә, рабийә ханимниң японийә зиярити тоғрисида ейтқан бир нәччә хил гәпни растчиллиқ әмәс, дәп көрсәтти.
2009-07-31
Хитай һөкүмитиниң " 5 - июл үрүмчи вәқәси" ни "чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң қутратқулуқ қилиши сәвәбидин йүз бәргән" дегән ялған тәшвиқатини, чәтәлләрдә муһаҗирәттә туруватқан уйғурлар инкар қилди.
2009-07-31
Австиралийә һөкүмити хитай даирилириниң бесимиға қаримай дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимға виза берип, униң 8 - авғуст күни милбориндики австиралийә хәлқара кино фестивалиға қатнишишиға йол ечип бәрди.
2009-07-31
Хитай 5 - июлдики "үрүмчи вәқәси"дә тутқун қилинған уйғурларни сотлаш ишиниң 8 - айниң оттурилирида башлинидиғанлиқини елан қилди.
2009-07-31
Хитай даирилири җүмә күни 5 - июлдики "үрүмчи вәқәси" қатнашқан, дәп гуман қилған уйғурлардин қолға елинған йәнә 40 кишиниң исмини елан қилди. Шинхуа агентлиқиниң җүмә күни тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, қолға елинған юқириқи 40 нәпәр кишиниң 3 нәпири хитай болуп, қалғанлириниң һәммиси уйғур икән.
2009-07-31
Австиралийә хәлқара кино фестивалиниң тәшкили оргини җүмә күни баянат елан қилип, уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң 8 - авғусттики милборин хәлқара кинио фестивалиға қатнишидиғанлиқини вә униң һаятини тема қилған "муһаббәтниң 10 шәрти" филимниң чоқум фестивалға қоюлидиғанлиқини билдүргән.
2009-07-31
Русийә башчилиқидики сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин қурулған колликтип бихәтәрлик шәртнамисиға әза дөләтләр җүмә күни қирғизистанниң чолпан ата саяһәт орнида ғәйри рәсмий башлиқлар йиғини өткүзүп, шәртнамигә әза дөләтләрниң бирләшмә тез инкас қайтуруш қошуни қуруш мәсилисини музакирә қилди.
2009-07-30
Хитай һөкүмити 29 - июл күни, 5 - июл үрүмчи қанлиқ вәқәсигә даир 15 нәпәр җинайәт гумандари үстидин тутуш буйруқи чиқарди. Үрүмчи җамаәт хәвпсизлики тарқатқан мәзкур тутуш буйруқида, 14 уйғур вә йәнә бир нәпәр хитайни өз ичигә алған 15 нәпәр җинайәт гумандарлириниң балдуррақ сақчи орунлириға өзини мәлум қилиши, өзини мәлум қилғанларға кәңчилик қилинидиғанлиқи, әгәр 10 күн мөһләт ичидә өзини мәлум қилмиғанда қаттиқ җазаға учрайдиғанлиқи агаһландурулған.
2009-07-30
Дуня уйғур қурулитийиниң рәиси рабийә қадир ханим японийә зияритини муваппәқийәтлик аяқлаштуруп америкиға қайтип кәлди. Рабийә ханим бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидәниң зияритини қобул қилип, өзиниң японийә зияритидин алған тәсиратлирини баян қилип бәрди.
2009-07-30
Үрүмчидә 5 - июл тоқунуши йүз бәргәндин кейин, 7 - июл хитай пуқралириниң зораванлиқи вәқәси, 7 - июл уйғур аяллириниң наразилиқ намайиши, бир түркүм яшларниң 10 - июл җүмә намайиши вә 13 - юл күни 3 уйғурниң хитай сақчилириға пичақ билән һуҗум қилиш вәқәси қатарлиқ бир йүрүш зәнҗирсиман вәқәләр йүз бәрди.
2009-07-30
5 - Июлдики "үрүмчи вәқәси"дә зади қанчилик уйғурниң өлгән вә из - дерәксиз йоқалғанлиқи хәлқара мәтбуатларда ғула - ғула қилинмақта. Уйғурлар билән хитайлар елан қилған бу җәһәттики санлиқ мәлуматларда зор пәрқләр мәвҗүт.