Архип
2009-07-20
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин нурғун дөләтләрдә хитайниң бу қилмишлирини әйибләш намайишлири елип берилди. Әзәрбәйҗандиму хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан қанлиқ бесим сиясәтлиригә нисбәтән наразилиқ һәрикәтлири елип берилған.
2009-07-20
Хитай һөкумитиниң үрүмчидики 5 - ийүл қирғинчилиқи вә униң арқидинла уйғурларға қарита елип берилған кәң - көләмдә тутқун қилиш һәрикитини әйибләш, хитай мәтбуатлириниң 5 - ийүл қирғинчилиқини пәдазләп көрситидиған қилмишлирини вә бу қанлиқ вәқәниң әсли қияпитини бурмилаштәк тәтүр тәшвиқатлирини ечип ташлаш үчүн, 18 - ийүл күни канаданиң алберта шитатидики уйғурлар едмонтон шәһиридә наразилиқ намайиши елип барди.
2009-07-20
Бүгүн йәни 19 - июл йәкшәнбә күни, миңлиған қазақистанлиқ уйғурлар намайиш өткүзүп 5 - июл үрүмчи намайишниң қаттиқ бастурулғанлиқиға етираз билдүрди.
2009-07-20
Канаданиң торонто шәһиридә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға қарши наразилиқ намайишлири давам қилмақта. Канада уйғур җәмийтиниң орунлаштуруши билән, 18 - июл шәнбә күни торонтодики хитай консулханисиниң алдида торонтодики уйғур җамаитиниң 5 - қетимлиқ кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2009-07-20
5 - Июл үрүмчи вәқәси вә уйғур мәсилсии түркийиниң муһим мәсилиридин биригә айланди. Бу һәқтә һөкүмәт билән солчи партийиләр оттурисида талаш - тартиш, бәс муназириләр давам қилмақта.
2009-07-20
19 - Июл түркийиниң әнқәрә шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинасиниң алдида намайиш өткүзүлди вә намайиш ахирлашқандин кейин, үрүмчи вәқәси һәққидә тәйярланған бир доклат бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әнқәрәдә турушлуқ вәкилигә берилди.
2009-07-20
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, дуня җамаәтчиликни җүмлидин америка қошма штатлирини нөвәттики уйғур вәзийитигә җиддий инкас қайтурушқа чақирди.
2009-07-20
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай, уйғур районида мәхсус бөлгүнчиликкә қарши йәрлик қанун түзүп чиқидиғанлиқини елан қилди.
2009-07-20
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, б д т баш катипи бән кимун, мушу һәптиниң ахири хитайда зиярәттә болиду. Пәййшәнбә күни башлинидиған зиярәт 4 күн давам қилиду.
2009-07-20
Шинхуа агентлиқиниң шәнбә күнидики хәвиридә билдүришичә, уйғур районлуқ җ х назарити бу қетимқи вәқәниң алдинала пиланланған вә пухта тәшкилләнгән вәқә икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән.
2009-07-20
Америка уйғур бирләшмиси түнүгүн, үрүмчидики 5 - июл вәқәсидә һаятидин айрилған уйғур яшлири үчүн дуа - тилавәт мурасими өткүзди. Мурасимда нөвәттики үрүмчи вәзийити һәққидә мәлумат берилгәндин кейин, вәқәдә һаятидин айрилған уйғур яшлириниң роһиға атап хәтмә - қуран оқулди вә дуа - тилавәт қилинди.
2009-07-19
Бүгүн, 19 - июл, японийәниң осака шәһридә 300 әтрапида японлуқлар намайиш оюштуруп 5 - июл үрүмчи вәқәсини қаттиқ ейиплигән вә япон һөкүмитини хитай һөкүмитининң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа бесим ешлитишкә чақирған.
2009-07-19
Бүгүн йәни 19 - июл йәкшәнбә күни, миңлиған қазақистанлиқ уйғурлар намайиш өткүзүп 5 - июл үрүмчи намайишниң қаттиқ бастурулғанлиқиға етираз билдүрди.
2009-07-19
19 - Июл йәкшәнбә күни, франсийидики уйғурлар париж шәһиридә хитайға қарши намайиш өткүзүп, дуня җамаәтчиликни хитайға бесим ишлитип уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини дәрһал тохтитишқа чақирди.
2009-07-19
19 - Июл йәкшәнбә күни, японийиниң осака шәһиридә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлиригә қарши наразлқилқ намайиши өткүзүлди.